Мутәхәссисләр хитайниң “қош гражданлиқ қануни” һәққидә тохталди

Мухбиримиз меһрибан
2017.11.21
awstraliye-xitay-pasport.jpg Австралийә вә хитай паспортиниң муқависи(suilengea.com Дики мунасивәтлик мақалидин сүрәткә елинған).
Photo: RFA

Хитай һөкүмити йеқинда “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт тәвәлики қануни” ни елан қилип, хитай пуқралириниң қош вәтәндашлиқини етирап қилидиғанлиқини билдүргән. Ундақта, хитай һөкүмити қандақ бир арқа көрүнүш вә шәртләр билән қош вәтәндашлиқ һәққидә қанун чиқарди? хитайниң қош вәтәндашлиқни етирап қилиши муһаҗирәттики уйғурларға қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин? диққитиңлар мухбиримиз меһрибан тәйярлиған төвәндики хәвәр анализида болсун.

Йеқинда хитай һөкүмитиниң 1980-йили 9-айниң 10-күни елан қилинған “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт тәвәлики қануни” ға түзитиш киргүзүлидиғанлиқи, бундин кейин хитайда “қош гражданлиқ қануни” ниң мақуллинип, йолға қоюлидиғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалди.

Хитай һөкүмәт даирилири мәзкур қанунниң қачандин башлап иҗра қилинидиғанлиқи һәққидә техи ениқ мәлумат бәрмигән. Әмма хитайниң “йеңи қануний бәлгилимиләр” намлиқ учур торида елан қилинған “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт тәвәлик қануни” намлиқ тәпсилий хәвәрдә хитай иқтисадий тәрәққиятиниң еһтияҗи вә нөвәттә чәтәлләрдә олтурақлашқан хитай пуқралириниң барғанчә көпәйгәнлики нәзәрдә тутулуп, 1980-йилдики “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт тәвәлики қануни” ниға өзгәртиш киргүзүлидиғанлиқи һәққидә тәпсилий хәвәр берилди.

Хәвәрдә “қош гражданлиқ қануни” һәққидә чүшәнчә берилип, хитай ичи вә чәтәлләрдики хитай пуқралириниң мәнпәәтигә капаләтлик қилиш вә чәтәлләрдики ихтисаслиқ хадимларни хитайға җәлп қилиш мәқситидә илгирики хитай “дөләт тәвәлики қануни” ға өзгәртиш киргүзүш зөрүрийитиниң туғулғанлиқи тәкитләнгән.

Мәзкур хәвәрдә тилға елинишичә, хитай хәлқ қурултийиға сунулған йеңи қанун лайиһисидә илгири түзүлгән “дөләт тәвәлик қануни” ниң 9-маддисидики “чәтәл тәвәликигә өткән хитай пуқралириниң хитай гражданлиқи аптоматик бикар қилиниду” дегән бәлгилимигә өзгәртиш киргүзүлгән һәмдә “аллиқачан чәтәл пуқралиқиға өтүп болған хитай пуқралири әгәр өзи тәшәббускарлиқ билән хитай дөләт тәвәликидин ваз кәчмисила, униң хитай гражданлиқи мәңгүлүк сақлинип қалиду,” дейилгән. 

Әмма мәзкур бәлгилимидә йәнә қош гражданлиқниң шәртлири тилға елинип, “қош гиражданлиқини қобул қилғучилар чеградин хитай паспорти билән кириши тәләп қилинғачқа виза тәләп қилинмайдиғанлиқи, әмма у хитайдики мәзгилидә хитай пуқралиқ һоқуқлиридин бәһримән болидиғанлиқи үчүн, униң қолидики чәтәл паспорти етирап қилинмайдиғанлиқи һәм у кишиниң чәтәл әлчиханилириниң қоғдишиға еришәлмәйдиғанлиқи” алаһидә әскәртилгән.

Хитай һөкүмитиниң “дөләт тәвәлики қануни” ға өзгәртиш киргүзидиғанлиқи һәққидики хәвәр чәтәлләрдики мутәхәссисләр билән паалийәтчилириниң җиддий диққитини қозғиди.

Нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори доктор шаһ миң әпәнди, америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат әпәнди вә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиләр радийомиз зияритини қобул қилди. Улар, хитай һөкүмити қандақ бир арқа көрүнүш вә шәртләр билән қош вәтәндашлиқ һәққидә қанун чиқарди? хитайниң қош вәтәндашлиқни етирап қилиши чәтәлләрдики хитай пуқралири, муһаҗирәттики уйғурлар вә хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип бериватқан хитай демократлири шуниңдәк уйғур, тибәт, моңғул паалийәтчилиригә қандақ тәсирләрни көрситиши мумкин? дегән мәсилиләр тоғрилиқ өз қарашлирини баян қилди.

Нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори шаһ миң әпәндиниң қаришичә, хитайниң иқтисадий җәһәттин техиму йүксилиш арзуси вә чәтәлләрдә олтурақлишип қалған хитай пуқралириниң йеқинқи 30 йилда барғанчә көпийиши хитай һөкүмитини мәзкур қанунға өзгәртиш киргүзүшкә мәҗбур қилған муһим сәвәбләрниң бири икән.

Америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси, доктор қаһар барат әпәндиму хитай һөкүмитиниң қандақ бир арқа көрүнүш вә шәртләр билән қош вәтәндашлиқ һәққидә қанун чиқарғанлиқи һәққидә тохтилип, хитайниң нөвәттики иқтисадий тәрәққияти вә хәлқара мунасивәтләр еһтияҗи түпәйлидин “қош гражданлиқ қануни” ни йолға қоюшқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.

Доктор шаһ миң әпәнди йәнә мәзкур қанун бәлгилимиси йолға қоюлғанда униң биваситә тәсиригә учрайдиған кишиләр топи һәққидә тохтилип мундақ деди: “әгәр хитай бир демократик дөләт болған болса, қош гражданлиқ қануни йолға қоюлған әһвалда нөвәттә аллиқачан чәтәл гражданлиқиға өтүп болған, әмма әсли вәтини хитай болған пуқраларниң һәр җәһәттики мәнпәәти үчүн пайдилиқ шараит яритилған болатти. Билишимчә, исраилийә, италийә, түркийә қатарлиқ хели көп дөләтләрдә бу хил қош гражданлиқ қануни йолға қоюлғанлиқи үчүн илгири бу дөләт пуқраси болсиму, әмма кейин башқа дөләтләргә йәрләшкән пуқралар йәнила әслидики вәтинидики мәнпәәтләрдин охшашла бәһримән болуватиду. Улар өз юртлиридин йирақ әлләрдә яшаватсиму, бу дөләтләрни йәнила өз дөлити дәп билгәнлики үчүн дөлитиниң тәрәққиятиға тегишлик һәссисини қошуп кәлгәнлики мәлум. Әмма нөвәттә хитайда йүргүзүлүватқан һакиммутләқлиқ түзүм давамлашса, бу хил қанун-бәлгилимиләрдин мәнпәәт алғучилар, алди билән парихорлуқ билән әйиблиниватқан хитай юқири қатлам әмәлдарлириниң чәтәлләрдә олтурақлишип қалған уруқ-туғқанлири, хитай коммунист һөкүмитигә қарши һечқандақ паалийәтләрдә болмиған хитай пуқралири биләнла чәклиниши мумкин.”

Шамиң әпәнди йәнә мәзкур қанунниң чәтәл гражданлиқиға өтүп болған илгирики хитай пуқралириға елип келидиған хәтири һәққидиму тохталди. У мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан диктатор түзүмидин қечип, ғәрб демократик әллиригә әркинлик издәп чиққан зиялийлар қатлими әлвәттә қош гражданлиқни халимаслиқи мумкин. Чүнки һазир хитайда ғәрб демократик идеологийәсигә қарши тәшвиқат күчәйгән шараитта улар хитайға қайтип йәнә диктатора түзүмдә яшашни халимайду, әлвәттә. Шуңа улар бу қануний бәлгилимиләрдин бәһримән болалмайду. Болупму хитай коммунист һөкүмитини ағдуруветиш үчүн паалийәт елип бериватқан хитай демократлири вә чәтәлләрдики уйғур, тибәт, моңғул сиясий паалийәтчилири үчүн ейтқанда, мәзкур қануний бәлгилимидә тилға елинған "әгәр чәтәл гиражданлиқини қобул қилған хитай пуқраси, хитай дөләт тәвәликидин чиқип кәткәнликини өзи елан қилмиса, униң хитай гражданлиқи мәңгү сақлиниду" дегән мадда улар гәрчә хитайға бармиған тәқдирдиму, хитай һөкүмитини қоллайдиған бирқисим дөләт вә районлардин тутқун қилинип хитайға елинип кетиштәк хәтәрдин сақлиналмаслиқи мумкин.”

Доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити “қош гражданлиқ қануни” ни йолға қойған тәқдирдиму, әгәр хитайдики һакиммутләқлиқ түзүм өзгәрмисә, нөвәттә америка, явропа әллири, түркийә вә оттура асия дөләтлиридә йәрләшкән уйғурларниң хитай дөләт тәвәликини сақлап қелиш яки қайтидин хитай пуқралиқини илтимас қилиш қарарини елишиға түрткә болмайду.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити қандақ бир арқа көрүнүш вә шәртләр билән "дөләт тәвәлики қануни" ға өзгәртиш киргүзүп, қош вәтәндашлиқни етирап қилишидин қәтий нәзәр, мәзкур қанун чәтәлләрдики хитайға қарши сиясий паалийәтчиләрниң бихәтәрликигә еғир тәһдит елип келидикән. 

Елшат һәсән әпәнди, канада пуқраси туруқлуқ өзбекистан зиярити мәзгилидә хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, нөвәттә хитай түрмисидә йетиватқан һүсәнҗан җелил мәсилиси вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң германийә пуқраси туруқлуқ, җәнубий корейәдә хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликидәк әһвалларни нәқил кәлтүрди. 

Елшат һәсән әпәнди йәнә хитайда қош гражданлиқ қануни йолға қоюлса, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә хитайға қарши паалийәт елип бериватқан уйғур сиясий паалийәтчиләрни тутқун қилиш һәрикитиниң йәниму кеңийидиғанлиқини тәкитлиди һәмдә йүз бериш еһтимали болған хәтәрләрниң алдини елиш керәкликини агаһландурди.

Елшат һәсән әпәнди йәнә бу һәқтә тохтилип, америка, явропа әллири вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң пуқралиқиға өтүп болған уйғурларниң хитайда йолға қоюлмақчи болған “қош гражданлиқ қануни” ға сәгәклик билән муамилә қилиши лазимлиқини вә өзиниң хитай пуқралиқидин чиқип кәткәнликини испатлайдиған һөҗҗәтләрни сақлап қоюшниң зөрүрлүкини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.