Патрик мейер: “хитайниң әсәбийликкә қарши күриши уйғурларни радикаллаштурмақта”
2016.04.11

Америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридики “йеңи америка фонди” орунлаштурған аммиви сиясәткә даир лексийәдә тәтқиқатчи патрик мейер хитайниң уйғурлар диярида “әсәбийликкә қарши туруш” намида йолға қоюватқан сиясий паалийәтлириниң шу җайдики уйғурларни радикал қиливәткәнликини әмәлий мисаллар арқилиқ чүшәндүрди.
8-Апрел күни вашингтон шәһиридики “йеңи америка фонди” бинасида өткүзүлгән “хитайниң шинҗаңдики әсәбийликкә қарши тиришчанлиқлири уйғурларни радикаллаштуриватамду?” намлиқ лексийидә хитайдики милләтләр мәсилилири бойичә тонулған мутәхәссис патрик мейер мәхсус доклат бәрди.
У доклатида өткән атмиш йил җәрянида уйғурларниң хитайдин айрилип чиқиш арзусида асасән өзгириш болмиғанлиқини, әмма хитай һакимийитиниң уйғурлардики бу арзуни боғуп ташлаш тәдбирлириниң охшимиған намларда оттуриға чиққанлиқини әслитип өтти. У алаһидә қилип йеқинқи йигирмә йил ичидә уйғурлар районидики қаршилиқ һәрикәтлириниң мәйли сан яки көләм җәһәттә болсун охшашла ешип меңиватқанлиқини, хитай һакимийитиниң болса 1990-йиллардики юмшақ сиясәт басқучидин һазир қаттиқ қоллуқ тәдбирләр басқучиға өткәнликини тәкитлиди. У өз қаришини мундақ дәп ипадилиди.
“шуниңдин кейин шинҗаң хитайниң бир қисми болуп қалди, уйғурларму “улуғ җуңхуа аилиси” ниң бир әзаси болди, уларниң тарихиму хитай тарихиға мәнсуп қилинди. 1952-Йилидики бу бир парчә тәшвиқат рәсимидила уйғурларниң бу хилдики омумий вәзийәткә қарши чиқиватқанлиқи тәсвирләнгән: мустәһкәм йилтиз тартқан һәмдә санҗақ-санҗақ мевә тутқан бу зор дәрәх хитайниң символи, бу зор дәрәхтики муну бир шах болса шинҗаңниң символи; наһайити аз сандики бир топ кишиләр, йәни уйғурлар болса бу шахни дәрәхтин юлуп ташлимақчи болуватиду. Мана бу уйғурларниң қәлбидики мушу зор дәрәхтин айрилип чиқип мустәқил болуш хаһишиниң ипадилиниши. Әмәлийәттә уйғурлар бу җайни "шинҗаң" демәйду, улар “шәрқий түркистан” яки “уйғуристан” дегәндәк башқичә намларда атайду. Шинҗаңда немә ишлар болуватқанлиқини хуласилигәндә, давалғуватқан вәзийәт, уйғур милләтчилики вә диний етиқад әркинлики қатарлиқлар һәққидә 1990-йиллири дәсләп болуп сиясий, идийиви вә иҗтимаий мәсилиләр сүпитидә оттуриға чиққан иди. Шу вақитларда һәрқайси ахбарат васитилириму худди шу вәқәләрни көпинчә дегүдәк җинайи қилмишлар, зорлуқ һәрикәтлири, бихәтәрлик мәсилиси дегәндәк шәкилдә тәсвирләп кәлгән иди. 2001- Вә 2002-йилиға кәлгәндә булар “үч хил күчләр”, йәни террорчилар, бөлгүнчиләр вә әсәбий күчләр дәп аталди. 2009-Йили бу чүшәнчә мустәһкәмләнди. Шинҗаңда уйғур милләтчилики вә диний етиқад паалийәтлири дөләт бихәтәрлики мәсилиси сүпитидә қарилиду, әмма бундақ әһвал хитайниң башқа өлкилиридә мәвҗут әмәс. Чиңхәй, гәнсу, ниңшя қатарлиқ қошна өлкиләрдә кишиләрниң диний етиқад паалийитидә һечқандақ чәклимә йоқ. Буниңға аит чәклимиләр пәқәт шинҗаңдила мәвҗут.”
Лексийә давамида патрик мейер хитай һакимийитиниң уйғурларға қарита икки хил өлчәм қоллиниш әһвалиниң еғирлиқини, буниң билән уйғурлардики омумйүзлүк наразилиқниң күчәйгәнликини алаһидә тәкитлиди. У бу хилдики “әсәбийликкә қарши туруш” тәшвиқатлириниң әмәлийәттә уйғурларни радикаллаштуруватқанлиқини алаһидә тилға алди. Униң қаришичә, хитай дөлитиниң әң йеңи сиясити болған “бир бәлвағ, бир йол” шоари астидиму ислам дини һәққидики тәшвиқатта уйғурлар башқичә муамилигә учраветипту.
У мундақ деди: “әмди сәл неридики мәсилиләргә өтсәк, хитай компартийисигә бу мәсилиләр бәш қолдәк аян. Бу әһвал бизниң қолимиздики бу пакитта толуқ әкс етиду. Бу рәсимни мән бирнәччә ай аввал бейҗиң айродромида тартқан. Бу рәсим “бир бәлвағ бир йол” тәшвиқати үчүн сизилған. Бу рәсимдә ислами шәкилдә чирайлиқ һеҗабланған бир қизниң “қуран” өгиниватқанлиқи тәсвирләнгән. Шинҗаңда бу хил рәсим қанунсиз һесаблиниду, кишиләр уни тәсәввурму қилалмайду. Әмма оттура асиядин ибарәт бу бәлвағ тәшвиқати үчүн болса керәк, хитай һөкүмити мушундақ бир иҗабий шәйини қобул қилған, шундақла буни иҗабий, һөрмәткә сазавәр һәмдә қоғдашқа тегишлик бир һадисә сүпитидә намаян қилған. Әгәр бу рәсимни шинҗаңға елип барса, у киши өзини шу һаман түрмидә көриду. Хитайниң өз тәшвиқатлири мушундақ бир -биригә зит. Бу рәсимни биз баятин көргән, бу рәсим шинҗаңда тәшвиқ қилинған. Маву рәсим болса бейҗиң айродромида бир бәлвағ бир йол тәшвиқати үчүн көрситилмәктә.”
Лексийә паалийитиниң ахиридики соал-җаваб бөликидә патрик мәлум бир хитай зиялийсиниң уйғурлардики радикаллиқ вә хитай һакимийитиниң буниңға қарши қолланған тәдбирлири һәққидики соалиға җаваб бәрди. У нуқтилиқ қилип мәсилиниң сәвәбини уйғурлардин әмәс, бәлки хитай һакимийитиниң сиясәт җәһәттики хаталиқидин издәш керәкликини тәкитлиди: “һәрқандақ шәйигә баһа бәргәндә тарихқа нәзәр селишимиз, униң қандақ йосунда рояпқа чиққанлиқиға қаришимиз лазим. Илгири уйғурлардин намаз оқуйдиғанларниң унчә көп әмәслики, шундақла мәстләрниң көп учрайдиғанлиқи һәққидә мушу залдики уйғурларму мән билән охшаш қарашта болса керәк, дәп ойлаймән. Уйғурларниң миллий кимликини яки әркин йөткилишини тәқиб қилидиған тәдбирләр йолға қоюлғандин кейин, уйғурлар буниңға “радикал” лишиш арқилиқ инкас қайтурди. Бир күндә бәш вақ намаз оқуш нормал бир мусулман үчүн радикаллиқ әмәс. Намаз оқумайдиғанларниң мәсчиткә берип намазханлиққа җөр болуши бәлким уларниң тәқиб қилинған миллий кимликини намайиш қилиштики бир түрлүк усули болса керәк. 1980-Йилларда дәрвәқә нурғун мәсчитләр селинған, әмма у вақитларда шәһәрликләр унчилик намазханлиқ қилип кәтмәйтти, аялларму унчилик һеҗаблинип йүрмәйтти. Мениңчә, бу йәрдики мәсилә уйғурлар “радикал” болуп кәткәнлики үчүн хитай һөкүмити “радикаллиққа қарши” тәдбир қоллиниватқини йоқ, әксичә хитайниң сиясити вә тәдбирлири радикал болуп кәткәнлики үчүн уйғурлар “радикал” лиқ билән инкас қайтуруватиду. Шуңа бу “радикаллиқ” әмәс. Бир аялни кочида тосупла бешидики һеҗабни юлуп ташлаш-һазир ашулар қиливатқан қилиқниң бири. Әмма бундақ қилмиш инсанниң йүрикини зедә қилиду. Буниң үчүн қаттиқ қанун, мукәммәл низам керәк. Мәсилән, фирансийәдә һеҗаблиқ мәктәпкә бериш чәкләнгән. Кишиләр буниңдин охшашла рәнҗиди. Әмма бу һәргизму йүгүрүп чиқипла қилидиған иш әмәс. Әгәр уйғурлар бир йәргә бармақчи болса, пүткүл муһит уларни радикаллишишқа мәҗбурлайду, уларниң кимлики, телефони тәкшүрүлиду. Хәвириңиз бар, әгәр уйғурлар бейҗиңға барса туридиғанға меһманхана тапалмайду.”
Паалийәт ахирида йиғин иштиракчилиридин бири, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәнди хитайниң немә үчүн ғайәт зор күч сәрп қилип “диний әсәбийликкә қарши туруш” дегән намда уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини чәкләватқанлиқи һәққидә өз қарашлирини баян қилди. Униң қаришичә, нөвәттә уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелишта дин муһим амил һесаблинидиғанлиқи үчүн хитай һакимийити уйғурларниң диний етиқадини аҗизлаштуруш вә йоқ қилишни асасий нишан қиливетипту.
Патрик мейер хәлқара мунасивәтләр илми бойичә камбриҗ университетидин докторлуқ унвани алған болуп, һазир “йеңи америка фонди” ниң хәлқара бихәтәрлик бөлүминиң тәтқиқатчиси болуп ишләватиду.
Паалийәткә вашингтондики бир қисим уйғур зиялийлири, вашингтон әтрапидики бир қисим хитайлар, алий мәктәпләрниң оқуғучилири вә җәмийәттики уйғурлар мәсилисигә қизиққучи һәр саһә кишилири қатнашти. “йеңи америка фонди” ниң муавин рәиси петер берген лексийигә риясәтчилик қилди.