Чәтәл ахбаратлири: хитай уйғурларға қаратқан хата сиясәтлирини йошуруп болалмайду
2014.07.22
Уйғур елида давам қиливатқан террорлуққа зәрбә бериш һәрикити җәрянида нурғунлиған уйғурларниң террорлуққа бағлинип қолға елиниши хәлқара ахбарат васитилиридә кәң орун алмақта.
Бу һәқтики мулаһизиләрдә җай-җайларда ечиливатқан очуқ мәйдан сотлири алаһидә тилға елинип тәнқид қилинған. Чәтәл ахбарат васитилиридики хәвәрләрдә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики миллий сиясити билән биргә йәнә, иқтисадий сиясәтлиридики хаталиқларму тилға елинмақта. Көзәткүчиләр иқтисадий сиясәтләрдин келип чиқиватқан муһит булғиниши нәтиҗисидә уйғур елиниң еғир қурғақчилиқ тәһдити астида икәнликини ейтқан.
Йеқиндин буян уйғурлар тоғрисида елан қилиниватқан мақалиләрдә хитай һөкүмити уйғур елида қозғиған бир йиллиқ террорлуққа қарши уруштин кейинки қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири, очуқ мәйдан соти алаһидә тилға елинған. Әнглийәдә нәшрдин чиқидиған гардиян гезитиниң мухбири ғулҗиға берип зиярәт қилип язған хәвиридә, ғулҗида вәзийәтниң интайин чиңлиқини, чүнки ғулҗиниң террорлуққа қарши уруштики алдинқи сәпләрниң бири икәнликини билдүргән. Мухбирниң ейтишичә, ғулҗида коча-койларда сақчи, қораллиқ сақчи вә сақчи аптомобиллири билән тошуп кәткән. Үстигә камера орнитилған чарлиғучи аптомобилларму пат-пат өтүп туридикән. Ғулҗа даирилири йәнә хәлқ аммисиниму көзәткүчиликкә орунлаштурған болуп, қолиға қизил бәлгә тақивалған чарлиғучи авангартлар сақчилар билән һәмкарлишип сода сарайларға, ресторанларға, идарә-органларға кирип-чиқидиғанларниң йенини, сомкилирини тәкшүридикән.
Гардиян гезити мухбири ғулҗида 7000 киши алдида ечилған очуқ мәйдан сотиниң худди хитайдики мәдәнийәт инқилаби мәзгилини әслитидиғанлиқини, шәһәрдә һәммә йәр сақчиларни, андин милләтләр иттипақлиқини тәкитләйдиған, террорлуққа, диний радикаллиққа қарши шоарлар билән толуп кәткәнликини баян қилған. Мухбир өз мақалисидә австралийә мелборн шәһиридики ла троб университетиниң милләтләр мәсилиси тәтқиқатчиси җәймис лейболдни зиярәт қилған болуп, у мутәхәссис мухбирға хитай һөкүмитиниң бундақ қилишидики әң асаслиқ сәвәб хитай пуқралириниң ишәнчини ашуруш икәнликини әскәрткән. У мундақ дегән:
-Улар йеқинқи вәқәләрдин бәк қорқуп кәтти. Әмма хитай компартийисиниң әң қорқидиғини һәргизму уйғур бөлгүнчиләр яки террорчилар әмәс, улар һәммидин бәк хитай пуқралириниң ишәнчини йоқитип қоюшидин әнсирәйду. Чүнки уларниң бирдин-бир дәрди һакимийәтни тутуп туруш.
Гардиян гезитиниң мухбириниң ейтишичә, ғулҗида һәммә йәрдә милләтләр иттипақлиқи шоарлирини көргили болсиму, әмма шәһәрдики уйғурлар билән хитайларниң аллиқачан қутуплишип кәткәнликини ейтқан. Шәһәрдики ма исимлик бир хитай пуқраси мухбирға уйғурлар билән хитайларниң айрилип яшайдиғанлиқини, өзлири яхши тонумайдиған уйғурлар болса арилашмайдиғанлиқини, әмма бир-бирини билишидиғанлар болса арилишип өтидиғанлиқини ейтип бәргән. Мухбир йәнә 2013-йили ғулҗида ичкиридин чиққан аққун ишчи лю әйхуаниң аяли вә икки балиси билән өйидә өлтүрүветилгәнлики, бу кишиләрниң өлтүрүлүш сәвәби һәққидә бәзи сөз-чөчәкләр болсиму, сақчиниң уни я рәт қилмиғанлиқи, яки тоғра дәп дәлиллимигәнликини ейтқан. Мухбирниң аңлишичә, бу өлтүрүлгән хитай кона компютерларни йиғивелиш билән шуғуллинидиған болуп, у бир күни қошнисиниң компютериниң ичидин диний радикаллиққа аит материялларни байқап қелип уни сақчиханиға мәлум қилип қойғандин кейин өлтүрүветилгән икән.
Сақчи даирилири гәрчә қатилларни қолға елип уларға һөкүм елан қилған болсиму, әмма уларниң бу җинайәтни немә үчүн ишлигәнликини тилға алмиған. Гардиян гезитиниң мухбири өз хәвириниң ахирида алаһидә қисим сақчилири олтурған аптомобилниң ғулҗидики бәйтулла мәсчити алдидин һәр күни ахшам бир қетим өтидиғанлиқини, шу чағда өзиниң йениға бир уйғур яшниң йеқинлишип келип, қулиқиға шивирлап дегүдәк “сақчи бәк җиқ, бәк җиқ” дегинини, униң йенида турған достиниңму сақчилардин нарази болғандәк бешини чайқиғанлиқини вә нәқ шу чағда бир хитай сақчисиниң өзлириниң йенида пәйда болғанлиқини баян қилип хәвирини аяғлаштурған.
Һиндистандин чиқидиған радиф намлиқ гезит болса хитай һөкүмити уйғур елида тероррлуққа қарши уруш қозғап, уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқини террорлуқ нами астида бастурсиму, әмма өзиниң райондики хата сиясәтлирини йошуруп болалмайдиғанлиқини баян қилған. Улар хитай һөкүмитиниң райондики вәқәләрни бир тәрәп қилиш усулиниң интайин хаталиқини, бундақ қаттиқ қоллуқ сиясәт арқилиқ уларниң уйғурларни бу дөләткә техиму ятлаштуруп, аридики һаңни техиму чоңқурлаштуруватқанлиқини баян қилған. Шуңа дөләткә наразилиқ билдүрүп елип барған һәрқандақ һәрикәтни террор қатарида бир тәрәп қилишниң хаталиқини, униң мәсилини һәл қилиш әмәс, әксичә техиму өткүрләштүрүветидиғанлиқини агаһландурған. Улар уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлириниң характериниң вә күчиниң йилдин-йилға өзгирип, зорийип бериватқанлиқи, һазир хитай һөкүмитиниң уйғур мәсилисини қандақ бир тәрәп қилишни биләлмәй гаңгирап қалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң һиндистан вә русийәни өз ичигә алған дөләтләр билән террорлуққа қарши урушта һәмкарлишиш келишими имзалиған болсиму, йәнила нәтиҗә алалмиғанлиқини баян қилип, илһам тохтиға охшаш кишиләрниң қолға елинмаслиқи керәкликини, уйғурларниң район иқтисадидики мәнпәәтләрдин бәһримән қилиниши керәкликини, уйғурларниң сиясәт ичидә йәр елиши керәкликини, хитайниң уларға ишәнмәй, уларға муһим ролларни бәрмәйдиған сияситидин ваз кечиши керәкликини, уйғурларниң наразилиқлирини диққәткә елиши керәкликини билдүргән.
Мақалидә мундақ дейилгән: һиндистан өз тәҗрибилиригә асасән, бир зиддийәтни қорал күчи билән һәл қилишниң мумкин әмәсликини яхши билиду. Уйғурларниң мәсилисиму һиндистандики аз санлиқлар мәсилисидин пәрқлиқ әмәс. Хитай һөкүмити һиндистанниң тәҗрибиләргә асасән уйғурларға қаратқан сиясәтлирини тәңшәп, узун муддәттә яхши бир вәзийәт пәйда қилишқа тиришиши керәк”.
“ташқи ишлар” журнили болса “қурғақчилиқ билән өзини өлүмгә иттириш” намлиқ мулаһизә елан қилған болуп, мақалидә асаслиқ хитай һөкүмитиниң уйғур елидики иқтисадий сиясәтлири вә у кәлтүрүп чиқириватқан муһит мәсилиси баян қилинған. Мақалидә аптор хитай һөкүмити уйғур елида йолға қоюватқан иқтисадий сиясәтләр, ечиш, мәбләғ селиш пиланлириниң көпинчисиниң уйғур елиниң тәбиий шараитиға мас кәлмәйдиғанлиқини, нурғун су мәнбәлириниң һазир булғинип, дәря сулириниң қурушқа қарап маңғанлиқини баян қилип, хитай һөкүмитиниң бу сияситиниң узун муддәттин алғанда хәтәрлик ақивәт пәйда қилидиғанлиқини агаһландурған.