Мутәхәссис вә паалийәтчиләр бейҗиңни уйғур сияситини өзгәртишкә чақирди
2013.12.18

Хитай мәркизи һөкүмити билән қәшқәр тоққузақтики йәрлик даириләр вә йәрлик аһалиләрниң 15-декабир “сайбағ вәқәси” һәққидә бәргән бир-биригә зит учури, хитайниң террорлуқ тәһдитигә учраватқанлиқ пикригә илгириләп гуман пәйда қилди.
Хитай вә чәтәллик бәзи паалийәтчиләрниң қаришичә, бу вәқә, хитайниң уйғур қаршилиқ һәрикитини террорлуққа четиш ғәризиниң мәғлубийәткә учриғанлиқини көрсәтти.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи вәқәни террорлуқ, дәп елан қилип, террорчиларниң сақчиларға һуҗум қилғанлиқини билдүргән иди. Бирақ сайбағ йезилиқ йәрлик даириләрниң ашкарилишичә, вәқә сайбағ йезисида олтурушлуқ бир аилидә йүз бәргән. Йәрлик аһалиләрниң ашкарилишичә, сақчилар бир аилә кишилирини қирип ташлиған.
Америка вә явропадики хитай вә чәтәллик паалийәтчиләр қәшқәр конашәһәрдики “сайбағ вәқәси”гә инкас қайтуруп, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң вәқәни террорлуққа бағлиғанлиқини тәнқид қилди, вәқәниң террорлуқ икәнликини рәт қилип, хитай һөкүмитини өзиниң уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртишкә чақирди. Уларниң илгири сүрүшичә, “сайбағ вәқәси” бейҗиңниң уйғур сияситини дәрһал өзгәртиш вақти кәлгәнликиниң сигнали.
Қәшқәр конашәһәрдики сайбағ йезисида 15-декабир йүз берип, 16 адәм өлгән қанлиқ қирғинчилиқ бу йезида олтурушлуқ исмаил аилисидә йүз бәргән. Вәқәдә өлгән 2 сақчидин башқа, қалған 14 кишиниң мутләқ көпчилики исмаил аилисигә мәнсуп бир җәмәт кишиләр. Йәрлик даириләрниң етирап қилишичә, сақчилар һәсән исмаил, ислам исмаил қатарлиқ 4 ака-ука, әр-аял, сиңлиси, сиңлисиниң ери, баҗиси, баҗисиниң хотуни қатарлиқ 14 кишини қаршилиқ қилған, дегәнни баһанә қилип етип ташлиған.
Бу вәқә уйғур елида 16-ноябир маралбеши сериқбуя “сақчихана вәқәси”гә нәқ бир ай болғанда йүз бәргән йәнә бир қетимлиқ қанлиқ вәқә. Даириләр сериқбуя “сақчихана вәқәси” дә 9 нәпәр уйғурни етип өлтүрүп, вәқәни террорлуқ, дәп елан қилған иди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу қетим вәқәни йәнә террорлуқ, дәп җакарлиған.
Бирақ америкида нәшр қилинидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң, бу вәқәниң террорлуқ икәнликини рәт қилип, хитайниң уйғурларни террорлуққа бағлаш сиясити мәғлуп болғанлиқини билдүрди. У, мән шуни дәп қояй, һазир нурғун киши җуңгониң шинҗаңдики уйғурларни террорлуққа бағлишиға ишәнмәйду. Чүнки һөкүмәт өзи елан қилған уйғурларниң террорлуқ һәрикитигә алақидар нурғун вәқәләрни инчикилик билән көзәтсиңиз, униң террорлуқ әмәсликини байқайсиз.
Бу әһвал йеқинда йүз бәргән вәқәдә алаһидә гәвдилик. Вәқәниң йүз бәргән орни, өлгән адәмләрниң сани, өлгәнләрниң ичидә аял вә балиларниң барлиқи буниң террорлуқ әмәсликини көрситиду. Әгәр бу вәқәдә террорлуқни айришқа тоғра кәлсә, һөкүмәтниң һәрикити террорлуқ. Бу нуқта наһайити ениқ. Һәтта, җуңго һөкүмитиниң ичидики бәзи мөтидил кишиләр бундақ дейишниң мувапиқ әмәсликини оттуриға қоюватиду, дәп көрсәтти.
Бу вәқә 17-декабир вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, д у қ қатарлиқ тәшкилатлар явропа парламент әзалириниң қоллиши билән, бирюсселда чақирилған “хитайниң йеңи рәһбәрлик гуруһи вә уйғур-хитай диалоги” һәққидики йиғинниң һарписида йүз бәргән иди. Йиғинда уйғур тор әркинлик әһвали һәққидә доклат бәргән германийә хәтәр астидики милләтләр тәшкилатиниң мәсул хадими улрих делиус “сайбағ вәқәси”гә инкас билдүрүп, хәлқара җәмийәтниң вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди.
У: бу вәқә йүз берип бир қанчә саәттин кейинла биз хәлқараниң вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип берип, вәқәниң һәқиқитини ениқлап чиқишни илтимас қилдуқ. Чүнки бу, вәқәниң һәқиқитини ениқлап чиқишниң бирдин-бир йоли. Бирақ һазир вәқәгә четишлиқ кишиләрниң баянлиридин униң хитай һөкүмити хәлқараға елан қилған хәвәрләрдин пүтүнләй пәрқлиқ икәнлики аян болди. Бу тунҗи қетимлиқ әһвал әмәс. Нәтиҗидә, биз униң хәлқаралиқ террорлуқ мәсилиси әмәслики, бәлки униң диний етиқад чәклимисидин келип чиққанлиқини чүшәндуқ. Районда йүз бәргән бу хил вәқәләрниң 80-90 % охшаш арқа көрүнүшкә игә. Мусулманларниң әнәниви диний етиқад йолини чәкләш хитай вә хәлқара террорлуқтики бир мәсилә болсиму, бирақ хитай давамлиқ бу йолда маңса, у бир күни үмид қилғанға еришиши, һәқиқий террорлуққа дуч келиши мумкин, деди.
Хәтәр астидики милләтләр тәшкилати йеқиндин йиллардин буян изчил хитай һөкүмитини униң уйғур елидики сияситини өзгәртишкә чақирип, бастуруш вә қаттиқ қол сиясити уйғурларни радикаллиққа елип баридиғанлиқини агаһландуруп кәлгән. Бирақ, хитай һөкүмити уйғурларниң қаршилиқ һәрикитини террорлуққа бағлап, райондики тоқунушлар униң сиясити билән алақидар икәнликини рәт қилған, лекин улрих делиус хитайниң миллий сиясити мәғлуп болғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: бизниңчә, бу вәқә униң шәрқий түркистанда йолға қойған миллий сиясити пүтүнләй мәғлуп болғанлиқиниң испати. Биз хитайниң немә үчүн тәкшүрүш елип берип, бу зораванлиқ вәқәлириниң йилтизини ениқлап чиқмайдиғанлиқини чүшәнмәйватимиз. Улар тәкшүрүш елип барсила өзиниң сияситидә наһайити зор мәсилә барлиқини байқайду. Улар өзиниң сияситини өзгәртиши керәк. Бирақ, биз хитай даирилириниң шәрқий түркистан вә тибәттики сияситини өзгәртишкә унчилик һерисмән әмәсликини көрүватимиз. Бу һәқиқәтән әпсуслинарлиқ бир әһвал. Чүнки, униң сиясити техиму көп зораванлиқни кәлтүрүп чиқириду. Бу худди чәмбәргә охшаш айлинип туриду. Дөләтниң зораванлиқи уйғурларни хитай һәрбий вә сақчилириға охшашла зораванлиқ билән тақабил турушқа мәҗбур қилиду.
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” сәйшәнбә күни “сайбағ вәқәси” һәққидә елан қилған обзорчи мақалисидә тунҗи қетим уйғурлар билән хитайлар оттурисида еғир миллий ихтилап барлиқини етирап қилған. Мақалидә ихтилапни юмшитишни тәләп қилинған болсиму, бирақ ихтилапни қандақ юмшитиш һәққидә һечқандақ конкрет пикир оттуриға қоюлмиған.
“бейҗиң баһари” журнилидики ху пиң әпәндиниң қаришичә, ихтилапни юмшитишниң бирдин-бир чариси уйғурларниң һоқуқиға һөрмәт қилиш. Бирақ у, хитай һөкүмитиниң бундақ нийити вә җасарити йоқлуқини билдүрди.
У: йәр шари вақти гезитиниң бу қариши әмәлийәттә, васитилик вә назуклуқ билән һөкүмәтниң террорлуқ чүшәнчисини рәт қилғанлиқтур. Чүнки у қәшқәрдики бу вәқәгә инкас билдүргән. Һөкүмәт бу вәқәни террорлуқ, деди. Лекин йәр шари вақти гезитиниң бундақ дейиши һөкүмәтниң пикрини инкар қилғанлиқ билән баравәр. Гәрчә у ихтилапни һәл қилишниң конкрет чарә-тәдбирини оттуриға қоймиған болсиму, әмәлийәттә бу, асан десә асан, қийин десә қийин мәсилә. Асан дегәндә бу кишилик һоқуқ мәсилиси. Һөкүмәт әгәр уйғурларниң асасий кишилик һоқуқиға бузғунчилиқ қилишни тохтатса, мәсилә аста-аста юмшайду.
Һалбуки, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң һоқуқиға бузғунчилиқ қилиш һөкүмәтниң узун йиллиқ сиясити. Бу интайин еғир ақивәтни кәлтүрүп чиқарди. Еһтимал, һөкүмәтниң өзи интайин қийин әһвалда қалған болуши мумкин. Мәсилиниң қийин тәрипи болса, һөкүмәтниң буни һәл қилиш нийити вә җасарити йоқ, дәп көрсәтти.