Хитай уйғур районида динни суслаштуруш үчүн кишиләрни нахша, усулға зорлимақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.12.29
xoten-terror-qarshi-uyghur-mukapat.jpg “террорчи” ларни паш қилиш сәпидә төһпә қошқанлар мукапатланди. 2014-Йили 3-авғуст, хотән.
AFP

Өткән һәптиләрдә пәйзиватта уйғурларни кичик алма усули ойнатқан хитай даирилири пичанниң лүкчүн йезисида кишиләрни изчил һалда кино вә консерт көрүшкә тәшкиллигән, пәйзиват наһийисидә йәнә деһқанларни 50 миң кишилик самаға салған.

Хотәндә той-төкүнләрни нахша-усул билән қизитиш тәшәббус қилинған вә бу тәшәббус мәхсус һөҗҗәтлик шәкилдә тарқитилған. Уйғур районида аталмиш әсәбийликкә қарши туруш намида елип бериливатқан бу һәрикәтләр муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири вә көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта; буларниң қаришичә, хитай уйғурларни сәнәткә йүзләндүрүш арқилиқ районда динни суслаштурушқа, җүмлидин кишиләрниң етиқадини аҗизлитишқа вә бу арқилиқ хитай өзигә қарита барғансери күчийиватқан қаршилиқ һәрикәтлирини аҗизлитишқа урунмақта.

Шинҗаң гезитиниң түнүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, пичан наһийисиниң лүкчүн йезисида мәдәнийәт хизмити җәһәттин “5 тә бир түзүми” намлиқ йеңи бир түзүм йолға қоюлмақта. Хәвәрдә баян қилинишичә бу түзүм бойичә, бир кәнттә бир ай кино көрүш, бир кәнттә бир ай консерт көрүш, бир кәнттә бир ай топ ойнаш, бир кәнттә бир ай нутуқ аңлаш қатарлиқ мәдәнийәт паалийәтлири елип берилмақта. Хәвәрдин йәнә мәлум болушичә, даириләр мушу хил паалийәтләрни уюштуруш арқилиқ кишиләрниң иштин сиртқи вақитлирини қандақ өткүзүшкә қарита йол көрсәткән вә йетәкләш елип барған; әмма паалийәткә қетилмиғанларға қарита қандақ муамилә қилинидиғанлиқи хәвәрдә баян қилинмиған. Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, хитай бу арқилиқ уйғурларни җәмийәт мәсилилири, җүмлидин сиясий мәсилиләр үстидә ойланмаслиққа, у һәқтә пикир йүргүзмәсликкә, нәтиҗидә кишиләрни бихудлаштурушқа йетәклимәктә. Америкида яшаватқан сиясий паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә тохтилип өз қарашлирини оттуриға қойди.

Мәмәт әпәндиниң қаришичә, хитай уйғурларни нахша-усулға берилдүрүш арқилиқ, уларни диний сорунлардин узақлаштурушқа, йәнә сүний хушал кәйпият пәйда қилип, өзлири учраватқан һәқсизлиқ вә зулумни унтулдурушқа һәрикәт қилмақта.

Хитай тәшвиқат материяллирида мәзкур “бәштә бир түзүми” мәдәнийәт мәсилилирини мәдәнийәт арқилиқ, диний мәсилиләрни дин арқилиқ, идийә мәсилилирини идеологийә арқилиқ давалаш йәни һәл қилиш дәп чүшәндүрүлгән вә бу чүшәндүрүштә йәнә, террор мәсилисиниң қораллиқ күч билән һәл қилинидиғанлиқи әскәртилгән. Әмма бу һәқтә пикир баян қилған мәмәт әпәнди хитай дәватқан террор мәсилисиниң қораллиқ йол билән һәл болмайдиғанлиқи, пәқәт сиясий йол билән йәни қаршилашқучиларниң пикирлиригә қулақ селиш вә арзулириға җаваб бериш билән һәл болидиғанлиқини ейтти. У йәнә тәбиий шәкилләнмигән тинчлиқниң узун давам қилалмайдиғанлиқини, җүмлидин өзлүкидин вә өз-өзи тәрипидин уюштурулмиған сәнәт паалийәтлириниң җәмийәт кәйпиятини оңшиялмайдиғанлиқини әскәртти.

Мәлум болушичә, кишиләрни нахша-усулға берилдүрүш тәшәббуси хитайниң хотән вилайәтлик парткоминиң 30 немә үчүн намлиқ дин башқуруш қолланмисидиму баян қилинған.

Уйғурларниң пикир баян қилишини вә учур алмаштурушини барлиқ күчи билән тосуватқан хитай даирилириниң нахша-усулға кәлгәндә бу дәриҗидә кәң қол болуши, һәтта той-төкүнләрни нахша-усул арқилиқ қизитишни тәшәббус қилиши район вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини тартмай қалмиди.

Уйғурларниң сәнәтхумар бир милләт икәнлики, узун йиллардин бери һәм хитай һәм уйғурчә мәтбуатларда мәдһийилинип кәлгән болсиму, йеқинқи йиллардин бери бу һәқтә уйғур җамаәт пикри сорунлирида қайта ойлиниш болуп өткән. Бәзи мөтивәр зиялийлар “сәнәт барлиқимиз әмәс, байлиқимиз” дегән пикирни оттуриға қоюш арқилиқ сәнәткә берилишиниң чәктин ашмаслиқи вә нормилиқ болушини тәшәббус қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.