Хитайниң террорлуққа қарши турушта 3 чоң қийинчилиққа йолуқуватқанлиқи илгири сүрүлди
2015.11.27

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “әйнәк” журнилида 26 - ноябир елан қилинған “хитай ғәзәплик, хитай сөрәлмә” намлиқ анализ мақалиси, хитайниң хәлқара террорлуққа қарши турушта йолуқуватқан 3 чоң қийинчилиқини оттуриға қойди. Буниң бири, уйғурлар мәсилиси болған.
“әйнәк” журнили обзорчиси улрике путзниң мәзкур мақалиси елан қилинғандин кейин, көплигән ахбарат васитилиридә көчүрүп тарқитилди. Мақалидә хитай һөкүмитиниң хәлқара террорлуққа қарши турушта йолуқуватқан 3 чоң қийинчилиқи әкс әттүрүлгән иди.
Мақалә 18 - ноябир күни ислам дөлити күчлири, гөрүгә алған 50 яшлиқ хитай пуқраси фән җиңхүйни сүрийәдә өлтүрүп, сүритини елан қилғандин кейин вә ислам радикал күчлири 20 - ноябир малиниң бомака меһманханисиға һуҗум қилип үч нәпәр хитай директорини өлтүрүп ташлиғандин кейин, ши җинпиңниң ғәзәплинип, хәлқара террорға қарши дәрһал алдинқи сәпкә атлинидиғандәк бир кәйпиятни ипадилигән болсиму, әмәлийәттә сөрәлмилик қилип, қуруқ ипадә биләнла чәклинип қалғанлиқини баян қилған һәмдә ислам дөләтлиридә хитай пуқралириниң узундин буян ислами гуруппиларниң һуҗумиға учраватқанлиқини, бирақ хитай һөкүмитиниң буниңға қарита актип тәдбир қоллинишиға үч чоң амилниң тосалғу болуватқанлиқини шәрһлигән.
Мақалидә оттуриға қоюлған бу үч чоң амил төвәндикиләрдин ибарәт икән.
Бири, алҗирийәдә 42 миң, ливийәдә 50 миң хитай ишчиси ишлимәктә. Хитай бу ишчилириниң һаяти бихәтәрликини көздә тутушқа мәҗбур.
Иккинчиси, һәр йили 100 милйондин артуқ хитай чәтәлдә саяһәт қилмақта. Өткән бир йил чәткә саяһәткә чиққан хитайларниң сани 120 милйондин ашти. Буларниң бихәтәрликини ойлашқа мәҗбур. Әгәр хитай оттура шәрқтики террорға қарши һәрикәткә актип қатнашса, ислам дөлитиниң ғәзипини қозғап қоюп, өз пуқралириниң ислам радикал күчлириниң һуҗумиға учраш еһтимални ашуруветиду.
Үчинчиси, уйғур диярида өткән бир қанчә йилдин бери уйғур радикал күчләрниң зораванлиқ, террорлуқ һәрикәтлири көпләп йүз бәрди. Гәрчә уларниң сани аз болсиму, хитай һөкүмити бир пүтүн уйғур миллити үстидин қаттиқ бастуруш сиясити йүргүзмәктә. Ислам дөлити радикал күчлири өткән йили бир тизимлик елан қилған, униңда исламий һоқуққа таҗавуз қиливатқан 20 күчлүк дөләтниң исмини атап, хитайни алдинқи қатарға тизған, хитайниң ғәрбидики мусулманларни ислам хәлипилики қатариға киргүзгән.
Бирақ, германийәдики уйғур зиялийси абдувәли әпәнди уйғур елидә йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң һәммисинила террорлуқ һәрикити дәп қарашқа болмайдиғанлиқи билдүрди.
Германийә долқунлири радийоси 26 - ноябирдики “җуңго қачанғичә өзини чәткә алиду” намлиқ хәвиридә юқирида тилға елинған 3 нуқта һәққидә тохталғанда, хитай мәркизи комитетиниң тәхминән 300 әтрапида уйғурниң ислам дөлити сепигә қетилип, сүрийә вә ирақта урушқа қатнишиватқанлиқини илгири сүргәнликини әскәрткән. 25 - Ноябир елан қилинған “пуқралар чәтәлдә һуҗум нишани болмақта, җуңгониң җаваби немә?” намлиқ хәвәрдә болса, хитайниң хәлқара террорға қарши турушта пут - қолини чүшәп қоюватқан нәрсиниң уйғурлар вә тибәтләр мәсилиси икәнлики, хәлқараниң бу икки мәсилини тутқа қиливелип, хитайниң ички ишлириға арилишишидин әндишә қилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Уйғур зиялийси үмид хәмит болса, хитай дөләт террориниң уйғурларни қаршилиқларға мәҗбурлаватқан асасий амил икәнликини әскәртти.
Улрике путз “хитай ғәзәплик, хитай сөрәлмә” намлиқ анализ мақалисидә, юқириқи үч амилниң хитайға қаттиқ бесим болуватқанлиқини күчләндүрүп, б д т да ечилған қарар бериш йиғинида америка, фирансийә, русийә тәңла ислам дөлитини йоқитишқа аваз бәргән болсиму, хитайниң “мәсилини тинч сөһбәт арқилиқ һәл қилиш” мәйданини ипадилигәнликини буниң дәлили қилип көрсәткән.