Хитай һөкүмити чәтәл дипломатлири арқилиқ дуняни алдашни көзлимәктә

Мухбиримиз әзиз
2019.01.25
GlobalTimes-20190124.jpg Хитай һөкүмитиниң “йәршари вақит гезити” дә бәргән 12 дөләтниң дипломатлири вә бир қисим мухбирларниң “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” гә қилған зиярити һәққидики хәвири. 2019-Йили 24-январ.
Social Media

Уйғурлар дияридики лагерлар мәсилиси хәлқараниң күчлүк инкасини қозғаватқанда хитай һөкүмити лагерлар вә буниңға мунасивәтлик уйғурларни бастуруш һәрикитини ақлаш үчүн паал һәрикәткә өтти. Буниң дәсләпки қәдими сүпитидә улар өткән йилиниң ахири вә бу йилниң бешида пакистан, һиндистан, һиндонезийә қатарлиқ 12 дөләтниң дипломатлирини, шуниңдәк бир қисим мухбирларни қәшқәр, хотән, атуш қатарлиқ шәһәрләрдики “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” ни зиярәт қилишқа тәшкиллиди. 24-январдин башлап буниң “мевилири” хитайниң башқурушидики “йәр шари вақит гезити” шуниңдәк пакистан вә һиндистандики бир қисим мәтбуатлардин орун елишқа башлиди.

“йәр шари вақит гезити” дә хитай һөкүмити дәсләп 22-январ күни “иҗтимаий муқимлиқ хизмитиниң яхши орунлиниши шинҗаңға келидиған саяһәтчиләрни көпәйтти” мавзусида хәвәр мақалиси елан қилип, “әсәбийликкә вә террорлуққа қарши туруш хизмити яхши ишләнгәнликтин җәмийәт муқим болди. Буниң билән ичкиридин келидиған саяһәтчиләр көпийип шинҗаңниң иқтисадиға зор мәнпәәтләрни елип кәлди” дегән хуласини елан қилди. Шундақла мушу арқилиқ өзлири иҗра қиливатқан тәдбир вә сиясәтләрниң тоғра болғанлиқини ишарә қилди.

“бүгүнки пакистан” гезитиниң 24-январдики санида елан қилинған султан хали имзасидики зор һәҗимлик мақалидиму уйғур дияриниң өткән 30 йилда қандақ аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлики зоқ-шох билән баян қилинип, хитай компартийисигә мәдһийә оқулиду. 

24-январ күни йәнә “йәр шари вақти гезити” шу қетим тәшкилләнгән зиярәт өмикидики бир қисим дипломатлар вә мухбирлар билән сөһбәтлишип шуларниң ағзидин лагерлар мәсилиси, уйғур мәдәнийити вә тил-йезиқи, уйғурларниң диний етиқад һәқлири һәққидики бир қисим соалларға “җаваб” алди.

“һиндистан вақти гезити” бу мәсилиләр һәққидә мәхсус мулаһизә мақалиси елан қилип, нуқтилиқ һалда пакистан дипломатлириниң шу қетимқи зиярәттин кейин “шинҗаңдики мәдәнийәт яки диний етиқад саһәсидә һечқандақ бастуруш мәвҗут әмәскән” дегән хуласигә кәлгәнликини баян қилиду. 

“йәр шари вақти гезити” вә “һиндистан вақти гезити” дики баянларға қариғанда пакистан дипломатлиридин мумтаз заһра балоч өзлириниң зиярити һәққидә хитай мухбирлириниң соаллириға җаваб бәргәндә “биз һечқандақ лагерларни яки лагерлардики мәҗбурий әмгәк қилишни көрмидуқ. Диний етиқад һәқлириму шунчә кәңри икән. Мәсчитләрдә ‛қуран кәрим‚ ниң уйғурчә тәрҗимисини көрдуқ” дегән.

У йәнә тил һәққидә сөз қилип “мәдәнийәт җәһәттә уйғурлар өз тил-йезиқи арқилиқ уйғурларниң мәвҗутлуқини ипадә қиливетипту” дегән һәмдә уйғур тилиниң маарип саһәсидә мәни қилинғанлиқини тилға алмиған. “қуран кәрим” ни уйғур тилиға тәрҗимә қилған диний устаз муһәммәд салиһ дамоллиниң әнә шундақ лагерларниң биридә җан үзгәнликини техиму тилға алмиған.

Шу қетимқи зиярәт өмикиниң үрүмчидики тәкшүрүши һәққидә оқурмәнләрдин учур алған уйғур алими, калифорнийәдики “америка аләм қатниши идариси” ниң алий инженери доктор әркин сидиқ бу һәқтә сөз қилип, тәкшүрүш өмики келидиған күни шу җайдики уйғурларниң коллектип намаз оқушқа буйрулғанлиқини ейтип бәрди. 

Хитай һөкүмити тәшкиллигән зиярәт өмики тәркибидә һиндонезийә вә малайшия вәкиллириму бар болуп, д у қ вәкиллири өткән һәптидики шәрқий-җәнубий асия зияритидә бу мәсилини алаһидә сүрүштә қилған. Нәтиҗидә тәкшүрүш өмики тәркибидә лагерларға барған вәкилләрниң “буниң бир алдин тәйярланған оюн икәнликини һес қилдуқ” дегәнлики айдиңлашқан.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнниң пикричә, бу хил алдамчилиқ қилмиши коммунист һакимийәтлири үчүн даимлиқ һадисә болуп, 1930-йиллардики совет иттипақи һөкүмити тәсис қилған “гулаг” мәсилисидиму көп қетим оттуриға чиққан. Һәтта “пролетариятниң әң улуғ язғучиси” дәп тәрипләнгән максим горкиму бу мәсилә һәққидә өз виҗданиға хилап һалда көзини парқиритип туруп ялған сөзлигән. Әмма бундақ ялғанчилиқ ахирқи һесабта тарихта һаман мәғлуп болидиғанлиқи испатланған. 

Елшат һәсән пакистандәк өзигә “ислам җумһурийити” дәп нам қоювалған бир мусулман дөлитиниң алий рәһбири имран хандин тартип хитайда турушлуқ дипломатийә хадимиғичә болған кишиләрниң хәлқи-аләм көрүп туруватқан әһвалда қип-қизил ялған сөзлишини уларниң дөлитидә һәқиқий мәнидики демократийиниң болмиғанлиқи, шуниңдәк пакистанниң “хитайға канайғичә қәрзгә боғулғанлиқи” ниң ақивити, дәп шәрһләйду.

Доктор әркин сидиқ мусулманлар дунясиниң уйғурлар мәсилисидә изчил сүкүт қилип келиватқанлиқини, уларниң “қуран кәрим” дики “зулумға учриған қовмға ярдәм бериңлар” дегән илаһий һөкүмниң ташлинип қелишини төт нуқтидин чүшәндүрүшкә болидиғанлиқини көрситиду. 

Хитай һөкүмитиниң “сизған сизиқидин чиқмай келиватқан” пакистандәк бир қисим мусулман дөләтлири “ғәрб ахбаратлири уйғурлар һәққидә ойдурма мәлумат тарқатмақта” дәп бәс-бәстә хәвәр йезиватқанда америкидики мәшһур ислам өлималиридин йүзгә йеқин киши, җүмлидин шәйх ясир қази, “адамс мәркизи” ниң баш имами имам мәҗид қатарлиқлар бирләшмә мураҗиәт елан қилди. Мураҗиәтнамидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши һәмдә лагерларға қамиши шуниңдәк уйғурларниң мәдәнийәт вә тил-йезиқини хараб қилиши қаттиқ тәнқидләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.