Хитай мисирға “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш гурупписи” әвәткән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.05.08
misir-el-ezher-uniwersiteti.jpg Әзһәр университети оқуғучилириниң мәктәп пүттүрүш мурасимидин көрүнүш. 2014-Йили яз.
Public Domain

Хитай һөкүмитиниң “хәлқ гезити”, “шинхуа агентлиқи” қатарлиқ ахбарат васитилириниң 8- май тарқатқан хәвәрлиридин қариғанда, хитай -чәтәл достлуқ бирләшмисиниң муавин баш катипи шү гуйшаң башчилиқида тәшкилләнгән “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” мушу айниң 6-күнидин етибарән оттура шәрқтики бир қисим дөләтләргә мәхсус зияритини башлиған болуп, биринчи бекитини мисирдин башлиған. Улар йәнә сәуди әрәбистан вә иран қатарлиқ дөләтләргә баридикән.

Хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” дүшәнбә күни, қаһирәдә мисирдики партийә вә һөкүмәт вәкиллири һәмдә “хитай-мисир достлуқ җәмийити” мисирдики бир қисим ахбарат орунлири вәкиллири билән сөһбәт елип барған.
Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, өмәк башлиқи шү гуйшаң “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң бу қетимқи зиярәт мәқсити һәққидә тохталғанда, “мисир билән хитайниң достлуқи вә мәдәнийәт җәһәттики һәмкарлиқини илгири сүрүш билән тәң өз ара чүшини күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини, болупму чәтәл ахбаратлириниң шинҗаң аптоном райони һәққидики натоғра хәвәрлиригә қарши мувапиқ инкас қайтуруп, шинҗаңниң әмәлий әһвалини чүшәнмигән һәр қайси саһәләргә, шинҗаңни тоғра тонутуш икәнлики” ни алаһидә тәкитлигән.

Шү гуйшаң йәнә уйғур дияриниң тарихи, мәдәнийити, милләтләрниң диний етиқади вә шундақла райондики вәзийәт тоғрисида тәшвиқат елип барған болуп, у: “шинҗаңда әзәлдин көп хил милләтләр, охшимиған мәдәнийәтләр, динлар биллә мәвҗут болуп кәлгән” дегәнни алаһидә тәкитлигән болсиму, әмма у сөзлиридә уйғур кәлимисини ишләтмигән. Уйғур диярида уйғурларниң мусулманларниң асаслиқ салмиқини игиләйдиғанлиқини гәвдиләндүрмигән шундақла өзлириниң уйғур дияридики қаттиқ бастуруш сияситини һәқлиқ көрситип, “шинҗаңда терроризм вә радикализмниң тәсири җәмийәт бихәтәрликигә тәһдит елип кәлмәктә, бөлгүнчилик вә террорлуқ һәрикәтлириниң бу хил идеологийә асасини түгитиштә чоқум қаттиқ бастуруш елип бериш зөрүр”, дәп тәкитлигән.

“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” һәққидә мәлуматларда йәнә уларниң әл әзһәр университетида мәхсус зиярәттә болуп икки дөләттики милләт вә дин сиясәтлири, радикаллиққа қарши туруш тәҗрибилири һәққидә өз-ара музакириләр елип барғанлиқи көрситилгән. Әмма дуня ахбаратида зор ғулғула вә тәнқид қозғиған әзһәрниң уйғур оқуғучилириниң тутқун қилиниши вә из -дерәксиз йоқ қиливетилиши мәсилисиниң оттуриға қоюлған- қоюлмиғанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмигән.

Мисир мәтбуатлири вә хитайниң мисирдики әлчихана тор бәтлиридиму бүгүнгичә “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң паалийәтлири тәпсилий һәққидә учур яки хәвәр берилмиди.

“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң мисир вә оттура шәрққә қаратқан бу зияритиниң әсли мәқсити вә уйғур оқуғучиларниң тутқунға учраш вә қайтурулуш мәсилисиниң уларниң күн тәртипи ичидә бар- йоқлуқи һәққидә мәлумат елиш үчүн, хитайниң қаһирәдики әлчиханиси билән алақиләштуқ. Әлчиханиниң мәдәнийәт ишханиси хадими телефонимизға җаваб бәргән болсиму, әркин асия радийосидин телефон қиливатқанлиқимизни билгәндин кейин соаллиримизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини, бизниң ахбарат ишханиси билән алақилишишимиз керәкликини ейтти.

Хитай әлчиханисиниң ахбарат тәшвиқат ишханисиға телефон уланди, телефонни алған бу хитай хадимдин “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң мисирдики паалийәтлири һәққидә сориғинимизда, бу һәқтә өз бешимчилиқ билән җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, бизниң елхәт арқилиқ баш әлчи билән алақилишишимиз керәкликини ейтип телефонни қойди.

Хитайниң мәхсус “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң уйғур елидин мисирға келип оқуватқан оқуғучилар билән көрүшкән- көрүшмигәнликини билиш мәқситидә бир қисим оқуғучилар билән алақиләштуқ. Әл әзһәр университетидин авазини аңлатмаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған икки уйғур оқуғучиниң бири, гәрчә 4- айларда уйғур елидин өмәк келидикән дәп аңлиған болсиму, бирақ кәлгинидин өзиниң хәвири йоқлиғини билдүрди.
Йәнә бир нөвәттә мисирда паалийитини башлиған аталмиш шинҗаң өмикиниң кәлгәнликидин хәвири болсиму, буниңдин хәвәрдар балилар арисида, бу өмәкниң келиш мәқситиниң “қалған уйғурларниму йиғип қайтуруп кетиш мәқсити бар икән” дегәндәк сөз -чөчәкләр таралғанлиқини билдүрди.

Илгири мисирдики хитай әлчиханиси тәшкиллигән оқуғучилар уюшмисида хизмәт қилған әзһәрниң сабиқ оқуғучилиридин бири, бу қетим кәлгән өмәкниң паалийәтлиридин хәвири йоқлиғини, уйғур дияридин кәлгән оқуғучилар билән көрүшмигәнлики вә хәвәрму қилмиғанлиқини билдүрди.

Уйғурлар учриған мисир изтрапи вә хитайниң сәуди әрәбистанда елип бериватқан тәшвиқатлиридин оттура шәрқ мәсилилиридин хәвәрдар болған түркийәдики шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси, доктор атавулла шаһяр әпәнди хитайниң мәхсус “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” тәшкилләш арқилиқ тәшвиқатлирини елип беришидики асаслиқ мәқсити һәққидә өзиниң бәзи қарашлирини баян қилип өтти.

У, хитайниң уйғурларни террорлуққа бағлап бастуруши һәмдә “тәрбийәләш лагерлири” ни қурғанлиқи паш болғандин кейин, өзи билән зор сода һәмкарлиқи болған мусулман дунясида, җүмлидин оттура шәрқтә өзини ақлашқа еһтияҗлиқ болуп қалғанлиқини шундақла мисирниң оттура шәрқниң мәркизи болуш сүпити билән хитай үчүн интайин муһим һесаблинидиған болғачқа бу паалийәтлирини елип бериватқанлиқини билдүрди.

У йәнә, хитай даирилириниң мисирда өткән йили яздин башланған уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниши вә уларниң җазалиниши мәсилилири сәвәбликму аталмиш мәдәнийәт алмаштуруш дегән нам билән мисирда сиясий тәшвиқат елип бериватқан болуши мумкин дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Доктор атавулла шаһяр әпәнди йәнә хитай билән оттура шәрқ әллириниң дипломатийәлик, сода мунасивәтлириниң күндин-күнгә күчийишигә әгишип, улар арисидики түрлүк мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлириму раваҗлиниватқан болсиму, әмма “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” намидики бу сиясий тәшвиқатлириға қарита уйғур тәшкилатлири вә җүмлидин шәрқий түркистан өлималар бирликиму тез вә мувапиқ инкас қайтуруши зөрүр дәп тәкитлиди.

Откән җүмә күни, австралийәдики уйғур җәмийити кәмберадики мисир әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, мисирниң хитай билән бирлишип, уйғур оқуғучиларни тутқун қилиши вә хитайға қайтурушиға қарши наразилиқ хети тапшурған иди.

Лекин инкаслардин мәлум болушичә, һазирғичә дунядики һечқайси хәлқаралиқ нопузлуқ мусулманлар тәшкилатлири вә оттура шәрқ мәмликәтлири хитайниң уйғур диярида елип бериватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” лири арқилиқ уйғурларниң дини етиқади вә миллий һәм инсани һоқуқлириниң дәхли-тәрузиға учритиши һәққидә инкас билдүрүп баққанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.