Уйғур студентларниң язлиқ тәтилдә “лексийә сөзләш тәшвиқати” ға орунлаштурулуши сиясий һашар дәп әйибләнди
2016.07.25

Хитай һөкүмәт таратқулирида кучар наһийисидә, университет оқуғучилириниң бу йиллиқ язлиқ тәтилдә мәзкур наһийидики төвәнгә чүшкән кадирлар билән бирликтә “лексийә сөзләш тәшвиқати” елип бериватқанлиқи хәвәр қилинди. Радиомиз йәрликтин игилигән әһваллардин университет оқуғучилирини язлиқ тәтиллик тәшвиқатқа орунлаштурушниң уйғур райониниң җәнуб, шималидики наһийә, йезиларда йолға қоюлуватқанлиқи мәлум болди. Хәвәрләрдә уларниң йезиларда партийәниң сиясити, пәнни омумлаштуруш, қанун-тузум вә башқиларни тәшвиқ қилидиғанлиқи билдүрүлгән.
Әмма чәтәлләрдики вәзийәт анализчилири вә паалийәтчиләр бу әһвал һәққидә инкас қайтуруп, даириләрниң уйғур деһқанлириға таңған “қизил тәшвиқат” намидики һашарни нөвәттә университет оқуғучилириғиму теңиш арқилиқ, “меңә ююш” мәқситигә йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмәт таратқулиридин җуңго хәвәрләр торида өткән җүмә күни кучар наһийисидә язлиқ тәтил мәзгилидә өйлиригә дәм елишқа қайтқан университет оқуғучилириниң һәрқайси йезиларға чүшкән кадирларға ярдәмлишип тәшвиқат паалийити елип бериватқанлиқи, мәзкур паалийәтниң 7-айниң 18-күнидин 8-айниң 18-күнигичә давамлишидиғанлиқи хәвәр қилинди.
Охшаш хәвәр хитайниң шинҗаң хәвәрләр тори вә кучар наһийилик һөкүмәт торидиму берилгән болуп, хәвәрләрдә мәзкур лексийә сөзләш тәшвиқат паалийитигә қатнашқан оқуғучилардин ғәрбий җәнуб милләтләр университетида оқуйдиған ризвангүл әзизниң өз тәсиратини баян қилип,“бу қетимқи лексийә сөзләш тәшвиқатиға қатнашқинимдин интайин шәрәп һес қилдим, мән бу пурсәтни қәдирләп, өзүм өскән йезиниң мәдәнийәт тәрәққияти үчүн төһпә қошимән” дегән сөзлири нәқил елинған.
Ундақта, тәтил қилип өйлиригә қайтқан университет оқуғучилири растинила язлиқ тәтилдики дәм елишини қурбан қилидиған бу хил тәшвиқат паалийәтлиригә өз ихтиярлиқи билән қатнишиватамду? уйғур деһқанлири йезиларда елип бериливатқан бу хил тәшвиқатларға қандақ қарашта?
Йәрликтин техиму тәпсилий әһвал игиләш үчүн кучар наһийисидики һөкүмәт орунлириға телефон қилған болсақму, әмма телефонимиз җавабсиз қалди.
Радийомиз хотән, қәшқәр, бортала, ғулҗа қатарлиқ җайлардин игилигән әһваллардин, бу юртлардиму, йәрлик даириләрниң тәтил мәзгилидә университет оқуғучилирини тәшкилләп тәшвиқат паалийәтлиригә уюштуруватқанлиқи, бу хил паалийәтләрниң бәзи җайларда мәҗбурий елип бериливатқан болса, уйғур дияриниң шималидики бортала, ғулҗа қатарлиқ җайларда ихтиярий елип бериш тәшәббус қилинғанлиқи мәлум болди.
Хотән қарақаштин зияритимизни қобул қилған бир деһқан уларниң йезисида бу йил язда тәтил қилип өйлиригә қайтқан оқуғучиларниң наһийидин кәлгән кадирлар билән бирликтә йезидики деһқан яшлирини тәшкилләп, мәдини көңүл ечиш, тәшвиқат рәсимлири сизиш қатарлиқ һәр хил тәшвиқат паалийәтлири елип бериватқанлиқини билдүрди.
Қәшқәр вилайитидин зияритимизни қобул қилған бир оқуғучи, өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән тәтил қилип юртиға қайтип кәлгәндин кейин, тәтилдин илгири мәктәптә тарқитилған “җәмийәт тәкшүрүш доклати” вәзиписини тамамлаш үчүн, йезилиқ һөкүмәт ишханисиға берип тизимға алдурғанлиқини, пат йеқинда йезилиқ һөкүмәтниң орунлаштуруши билән деһқанларниң өйлиригә берип мәдәнийәт тәшвиқати елип баридиғанлиқини билдүрди. У йәнә мәзкур мәдәнийәт тәшвиқатиниң мәзмуни һәққидиму тохтилип, “деһқанларға өзимиз ичкири өлкиләрдә көргән тәрәққият әһвалини сөзләп беримиз, ундин башқа қанун билимлири вә диний әсәбийлик идийисидин йирақ туруш тәшвиқатиниму қилимиз” деди.
Бу оқуғучидин өзиниң тәтил мәзгилини қурбан қилип, бу хил тәшвиқат паалийитигә қатнишишқа қандақ қарайдиғанлиқи сориғинимизда у җаваб берип,“әлвәттә қатнишимиз-дә, әгәр бу хил паалийәткә қатнашмисақ, йезилиқ һөкүмәт мәктәп тарқатқан ‛җәмийәт тәкшүрүш җәдвили‚гә тамға уруп бәрмәйду. Нәтиҗидә бу әһвал оқуш пүттүрүшимизгә тәсир қилиду” деди.
Борталадин зияритимизни қобул қилған бир ханим, өз туғқанлири арисида университетта оқуватқан балилар болмиғини үчүн, оқуғучиларниң тәтилдә сиясий тәшвиқатқа орунлаштурулғанлиқи һәққидә хәвири йоқлуқини, әмма бултур қишлиқ тәтил мәзгилидә башқилардин тәтил мәзгилидә өйлиригә қайтқан алий мәктәп оқуғучилирини маарип идарисигә берип тизимлитиш һәққидә уқтуруш барлиқини аңлиғанлиқини билдүрди.
Или дияридин зияритимизни қобул қилған бир ханим, алдинқи йилларда өз йезисида бир мәзгил әвҗ алған аялларниң орунувелиш әһвали йеза кадирлириниң өй-өйләргә кирип тәшвиқ қилиши нәтиҗисидә асасән түгигәнликини билдүрүп, җәнубий уйғур диярида университет оқуғучилирини тәшвиқат лексийәсигә орунлаштуруштики мәқсәтму йезилардики “диний кәйпиятни суслаштуруш” үчүн болған болуши мумкинликини билдүрди.
Даириләр йиллардин буян уйғур диярида давамлаштуруп келиватқан қизил тәшвиқат паалийәтлири хәлқара таратқуларниң диққитини чәккән болуп, ғәрб демократик дөләтләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һөкүмәтлириниң бу хил тәшвиқатни “меңә ююш һәрикити” дәп тәнқидлигәнлики ғәрб дөләтлиридики таратқуларда көпләп берилмәктә.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, даириләрниң йиллардин буян уйғур деһқанлириға теңип келиватқан “қизил тәшвиқат” йәни деһқанларни тәшкилләп “қизил нахша етиш”, “қизил тәшвиқат рәсимлирини сизиш”, “компартийиниң сияситини мәдһийиләйдиған лексийиләрни сөзләш, аңлаш” қатарлиқ сиясий һашарларни нөвәттә университет оқуғучилириғиму теңиш арқилиқ, “меңә ююш” мәқситигә йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәндиму, қурултай игилигән әһваллардин уйғур оқуғучиларниң тәтил мәзгилидә һәр хил намлардики тәшвиқат паалийәтлиригә орунлаштурулғанлиқи һәққидә учур алғанлиқини билдүрүп, “даириләр нөвәттә барлиқ амал-чариләрни ишқа селип, уйғурларға қарита хитай компартийисини мәдһийиләш, хитай һөкүмитини һимайә қилиш вә аталмиш милләтләр иттипақлиқини тәшәббус қилип, уйғурларниң миллий кимлик қариши вә диний етиқадини суслаштурушқа урунуватиду, әмма бу хил меңә ююш характерини алған тәшвиқат паалийәтлири хитай һөкүмити арзу қилған тинч-әмин вәзийәт яритиши натайин” деди.
Елшат һәсән әпәнди болса, даириләрниң 7-айниң 18-күнидин 8-айниң 18-күнигә қәдәр давамлаштурушни тәләп қилған университет оқуғучилириниң “лексийә сөзләш тәшвиқат паалийити” ни тәнқидләп, “уйғур деһқанлириға һәқсиз әмгәк һашари, қизил нахша ейтиш, алма усули ойнаш қатарлиқ сиясий һашарларни селиватқан йәрлик даириләр мана әмди билим игилири болған яш оқуғучиларғиму ‛лексийә сөзләш тәшвиқат һашари‚ селип, уларни нормал дәм елиштин мәһрум қиливатиду” деди.