Бир хитай тәтқиқатчиниң лагер һәққидики етирапи: “хаталашқан, хаталашмиғанларниму тәрбийиләш - вәзийәтниң еһтияҗи иди”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.07.23
yepiq-terbiyelesh-lagiri-yeqindin-tartilghan-xerite-1.jpg Кишилик һоқуқ вәзийити көзәткүчиси, җаң шавн исимлик алий мәктәп оқуғучиси твитерда хотән ласкуйдики йиғивелиш лагери дәп көрсәткән хәритиси.
Social Media/Shown Zhang

Хитайниң чоңчиң шәһиридики вейпу тәтқиқат мәркизиниң учур амбирида сақланған “баш нишанни чөридәп әсәбийликни түгитиш - тәрбийиләп өзгәртиш” мавзулуқ доклатта, уйғур районида нөвәттә мәвҗут болуп туруватқан йиғивелиш лагерлириниң немә үчүн тәсис қилинғанлиқи һәққидә мәлуматлар берилгән. Уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң бир тәтқиқатчиси тәрипидин һазирланған бу доклатта, очуқ һалда, “йиғивелиш лагерлири” да йеник хаталиқ өткүзгән вә һәтта хаталашмиғанларниңму йиғивелинғанлиқи, буниң болса бир вәзийәтниң тәқәззаси икәнлики тилға елинған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Хитай даирилири та һазирға қәдәр уйғур районида йепиқ тәрбийә лагерлириниң мәвҗутлуқини рәсмий йосунда етирап қилғини йоқ; хитайниң қазақистандики баш әлчиси бу йилниң бешида уйғур районидики йепиқ тәрбийә лагерлири һәққидә мухбирларниң соалиға дуч кәлгәндә, уйғур районида мундақ бир әһвалниң йоқлуқини баян қилған; у йәнә мухбирларниң бу һәқтики соалини қопаллиқ билән рәт қилип лагерлар һәққидә, бу һәқтә учур тарқатқан америкиниң с н н телевизийәсидин сорашни буйруған. Әмма хитайниң тор учур амбарлирида сақлинип туруватқан бәзи һөҗҗәтлик материяллар, мәзкур лагерларниң мәвҗутлуқини дәлилләп турмақта. Хитайниң чоңчиң шәһиридики вейпу тәтқиқат мәркизидә бултур 6‏-айда елан қилинған вә һазирғичә торда көрүлүп туруватқан бир аталмиш илмий доклатта, уйғур районидики “йиғивелиш лагерлири” ниң мәвҗутлуқи ашкара етирап қилинған. “баш нишанни чөридәп әсәбийликни түгитиш вә тәрбийиләп өзгәртиш” мавзулуқ бу доклатта, лагерларниң немә үчүн тәсис қилинғанлиқини вә йепиқ тәрбийә хизмитидики қийинчилиқ һәм нуқсанлар тилға елинған вә йепиқ тәрбийини тәрбийә қандақ елип бериш һәққидә йол көрситилгән. 

Уйғур районидики бәзи сақчи орунлириму, районда йепиқ тәрбийә лагерлириниң мәвҗутлуқини қәтий түрдә инкар қилған иди. 

Мәзкур доклатниң кириш сөзидә уйғур районида йеқинқи йиллардин бери “арқа-арқидин террорлуқ-зораванлиқ вәқәлири” йүз бәргәнлики; бу вәқәни садир қилғанлар арисида “диний әсәбийликниң тәсиригә учримиғанларниң йоқлуқи” ни әскәртилип өтүлгән, арқидин уйғур районида “диний әсәбийликниң чоңқур сиңгәнлики вә омумйүзлүк ямриғанлиқи”, бу сәвәбтин “хитайниң дөләт бихәтәрликигә еғир тәһдит шәкилләндүргәнлики” тилға елинған. Доклатта дейилишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур районини көздин кәчүргән чеғида уйғур районидики террорлуқниң һәрикәт мәнбәси бөлгүнчилик, идийиви мәнбәси болса диний әсәбийлик икәнлики вә шуниңдәк әсәбийликни йоқитиш һәққидә йолйоруқ бәргән. Доклаттин мәлум болушичә, лагерлар ши җинпиңниң мәзкур йолйоруқидин кейин тәсис қилинған. 

Үрүмчидики бир сақчи хадими һәтта, өзиниң “тәрбийиләш мәркәзлири” дегән бу аталғуни тунҗи қетим аңлаватқанлиқини тилға алған иди. 

Мәзкур доклатта, уйғур районида йеқинқи йиллардин бери террорлуққа зәрбә бериштә җазалаш вә тәрбийәләштин ибарәт икки йол тәң меңилғанлиқи, зәрбә бериш йолида көзгә көрүнәрлик нәтиҗә қазинилған болсиму, әмма тәрбийиләш җәһәттә йетәрлик нәтиҗә қазинилмиғанлиқи; диний әсәбийликниң сиңиш вә ямришиниң йәнила давам қиливатқанлиқи баян қилинған. Доклатта уйғур райони вә район хәлқи ишарәт қилинип: “диний әсәбийликниң еғир тәсиригә учриған шинҗаңда әсәбийликниң уруқи, туприқи вә базири йәнила мәвҗут” дейилгән. 

Доклатта йәнә қаттиқ зәрбә бериш долқунлирида террорлуқ вә зораванлиқ билән шуғулланған вә униңға четилғанларға омумйүзлүк зәрбә берилип болунған болсиму, лекин уларниң аилә-тавабатлириниң қорсиқида ғуми барлиқи, уларниң аилә әзалири берилгән җазаниң һәқлиқлиқини идийә җәһәттин қобул қилалмайватқанлиқи вә һөкүмәткә дүшмәнлик нәзиридә қараватқанлиқи ; шуңа уларниң идийәсиниң өзгәртилиши зөрүрлүки тилға елинған. 

Доклатта, йепиқ тәрбийә һәрикитиниң өткән йил 6-айдики мәзгили көздә тутулуп; йиғивелиш лагерлирида қанунға йеник хилаплиқ қилған, һәтта қилмиши техи җинайәт шәкилләндүрмигән кишиләрниңму вә җазалинип болунғанларниң аилә-тавабатлириниңму йиғивелинғанлиқи вә бундақ қилишниң вәзийәтниң тәқәззаси икәнлики һәм дәл вақтида болғанлиқи баян қилинған. 

Америка һөкүмити алдинқи айда хитайниң нәччә йүзмиң уйғурни лагерға соливалғанлиқини әйиблигән вә алақидар әмәлдарларни магнетский қануни бойичә җазалашни ойлишидиғанлиқини баян қилған иди. Хитай ташқи ишлар баянатчиси бу әйибләшкә қарита инкасидиму “асассиз гәпләр” дейиш арқилиқ районда йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини бойниға алмиған иди.

Йепиқ тәрбийә лагерлириниң мәвҗутлуқи етирап қилинған мәзкур доклат елан қилинған тор бәттики чүшәндүрүштин мәлум болушичә, доклатни елан қилған вейпу тәтқиқат орни хитай дөләтлик пән-техника ахбарат тәтқиқат орниниң тармиқи икән. Доклат уйғур районлуқ партийә мәктипиниң тәтқиқатчиси чю йүән йүән тәрипидин тәйярланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.