“... Хитай һөкүмити өзиму тарихтики хаталиқлирини бойниға елиши керәк”
2015.04.01
Хитай, бу йил 2-дуня уруши аяғлашқанлиқиниң 70 йиллиқ хатирә күнини зор бир мурасим билән қутлашқа тәйярланмақта. Шуңа улар, өзиниң ахбарат-тәшвиқат васитилирини қоллинип, иккинчи дуня уруши мәзгилидә японийәниң хитай хәлқигә риязәт чәктүргәнликини, японийәниң тарихи хаталиқи билән йүзлишиши керәкликини һәдәп тәшвиқ қилишқа башлиған. Бирақ бу, әйни йилларда хитай коммунист һакимийитиниң зиянкәшликигә учриғанларда соал пәйда қилди. Бир қисим тарихчилар вә шундақла камбоджа қатарлиқ дөләтләр болса, хитай һөкүмитини алди билән өзиниң тарихи хаталиқлири билән йүзлишишкә чақирмақта.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян иккинчи дуня урушида японийәниң хитайда қирғинчилиқ қилғанлиқини илгири сүридиған тәшвиқатлирини күчәйтип, японийәни бу гунаһини бойниға елишқа қистимақта. Хитай бу йил сентәбир ейида 2-дуня уруши аяғлашқанлиқиниң 70 йиллиқини хатириләш мурасимлирини “җуңгониң япон таҗавузчилири үстидин ғалип кәлгәнликиниң йил хатириси” сүпитидиму зор тәнтәнә билән күтүвелишни пилан қилмақта. Шуңа улар һәрқайси тәшвиқат-ахбарат васитилири арқилиқ японийәниң иккинчи дуня урушидики таҗавузчилиқини һәдәп тәшвиқ қилишқа, мәтбуатлирида японийәгә һуҗум қилидиған, японийәни тарихтики хаталиқлири билән йүзлишишкә чақиридиған мақалиләрни көпләп елан қилишқа башлиған.
Нюйорк вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайниң японийәни хаталиқини тонушқа қисташ һәрикити болса, әйни йилларда хитай коммунист һакимийитиниң зийиниға учриғанларда соал пәйда қилған. Хитайдики мустәқил тарихчи җаң лифән нюйорк вақти гезитигә қилған сөзидә, әгәр хаталиқини тонуш тоғра кәлсә, хитай коммунист һакимийити дәсләпки йиллиридики сиясий террорлуқ сәвәбидин милйонлиған инсанниң һаятиға замин болғанлиқини қобул қилиши, керәк дегән. У “хитай коммунист партийиси тарихниң өзигә пайдилиқ қисмини тәшвиқ қилип, өзигә тәнқид елип келидиғанларни йошуруп қалиду” дегән.
Игилинишичә, хитай һөкүмити һәдәп японийәни хаталиқини тонушқа қистиғандин кейин, йеқинда японийәлик кона бир дипломат болған күни мияки японийәдики җ п мәтбуатида мақалә елан қилип хитай компартийисиниму өз хаталиқини тонушқа чақирған. У мундақ дегән : “әгәр хитай башқиларни 80 йил аввалқи тарихини ақлашқа урунмаслиққа чақириватқан болса, ундақта хитай һөкүмити өзиму өзиниң йеқинқи замандики тарихи билән йүзлишиши керәк. 1950-Йиллар, 60-70-йиллар вә әлвәттә 1989-йиллири билән йүзлишиши керәк. Әмма әпсуски, хитайда бу тарихи вәқәләргә аит бирму музей йоқ.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай компартийисиниң өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң тарихи һәққидиму ялған сөзләп кәлгәнликини билдүрди.
Хитай һөкүмитидин тарихта болуп өткән ишларни әсли бойичә яш әвладларға аңлитишни тәләп қиливатқан пәқәтла японийә әмәс. Камбоджадики тарихчиларму мушу көз қарашта. Улар 1975-1979-йилиғичә болған арилиқта камбоджада коммунист камар роҗ тәрипидин елип берилған қирғинчилиққиму хитайниң янтаяқ болғанлиқини илгири сүриду. У қирғинчилиқта камбоджада тәхминән 2 милйонға йеқин адәм өлгән. Бу һәқтә мәхсус китаб язған тарихчи анҗу мертаниң нюйорк вақтиға ейтишичә, хитай әйни чағда камар роҗниң әң чоң қоллиғучиси болған. Йемәк-ичмәктин тартип, қорал-ярағқичә, һәтта һәрбий хадимларғичә тәминлигән. Бу реҗимниң өз хәлқини қириватқанлиқини көрүп туруп, уларға давамлиқ инженерлирини вә һәрбий мәслиһәтчилирини әвәтип, бу коммунист шериклирини тәрбийиләшни давам қилған икән. Әмма хитай һөкүмити бу сәвәблик һечқачан камбоджадин кәчүрүм сорап бақмиған.
Нюйорк вақти гезити мундақ дәп язған: хитайдики мәктәпләрдә оқутулидиған тарих китаблирида камбоджадики камар реҗимидин сөз ечилмайду. Вийетнам камбоджадики камар реҗимини өрүвәткәнлики үчүн хитайниң вийетнамдин өч елиш үчүн 1979-йили вийетнамға бесип кирип, айларчә уруш қилғанлиқини тилға алмайду. Хитайниң бу тактикиси ишқа яриған болса керәк, хитайдики яшлар һечқайсисиниң бундақ бир урушниң болғанлиқидинму хәвири йоқ. Шу сәвәбтин болса керәк, әйни чағда вийетнамға берип урушқа қатнашқан һәрбийләрниму кейин хитай ташливәткән. Шаңхәйдә яшайдиған сабиқ һәрбий айлиқ тәминатиға 350 йүән қошуп беришни тәләп қилип 6 йил дава қилған бирақ ақтуралмиған. Хитайдики тарих китаблирида чавшйән уруши наһайити җиқ орун алған. Бу уруш хитайда “америкиға қарши туруп, чавшйәнгә ярдәм бериш уруши” дәп атилиду. Бирақ, хитай һөкүмити тарих китаблирида бу урушниң шималий корейә җәнубий корейәгә һуҗум қилғанлиқи үчүн йүз бәргәнликини тилға алмайду.
Қизиқарлиқи, йеқинда хитай баш министири ли кечяң бир қетимлиқ сөзидә “дөләт рәһбәрлири өзидин илгирики рәһбәрләр қилған хаталиқларни бойниға елип, униңдики мәсулийитини үстигә елиши керәк” дегән сөзни қилған. Алим сейитоф әпәнди болса бу сөзни хитай һөкүмитиниң алди билән өзигә дәп, шу бойичә иш қилиши керәкликини билдүрди.
Хитай тарихчи җаң лифәнму сөзидә, хитайниң тарихқа қарита сәмимий позитсийидә болмаслиқини, униң хәлқарадики образиғиму тәсир йәткүзүватқанлиқини билдүргән вә “әгәр бир күнләрдә хитай һөкүмити өтмүшини бойниға елип, тарихи билән йүзлишәлисә, у һалда бу униң хәлқарадиму образ тиклишигә вә хәлқниңму қоллишиға еришишигә пайдилиқ болған болатти” дегән.