Хитай һөкүмити интернетқа қаратқан қамалини “дөләт бихәтәрлик истратегийиси” намида йүргүзмәкчи

Мухбиримиз ирадә
2016.12.28
xitay-internet-cheklesh-weibo.jpg Хитай пуқрасиниң кафехана интернетини ишлитип вейбо қатарлиқ тор бәтлиригә кириватқан көрүнүш. 2012-Йили 2-апрел, бейҗиң.
AFP

Хитай дөләтлик интернет учур ишханиси 27-декабир сәйшәнбә күни “дөләт интернет бихәтәрлики истратегийиси” намлиқ һөҗҗәтни елан қилған иди.

Хәлқара кишилик һоқуқ органлири буниң хитайдики интернет вә пикир әркинликини йәниму илгириләп қамал қилидиғанлиқини билдүрмәктә. Мәлум болушичә, бу һөҗҗәт чәтәлләрниң хитайда турушлуқ ширкәтлири вә мустәқил органлириниңму хизмитини қийинлаштуридикән.

Хитай дөләтлик интернет учур башқуруш ишханиси сәйшәнбә күни “дөләт интернет бихәтәрлики истратегийиси” намлиқ бир һөҗҗәтни елан қилған иди. Бу һөҗҗәтниң елан қилиниши хәлқара мәтбуатлар вә шундақла хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Нюйорк вақти гезити бу һәқтики хәвиридә, юқиридики һөҗҗәтни 2017- йилиниң хитайдики интернет қолланғучилири шундақла хитайда турушлуқ чәтәл техника ширкәтлири һәм мустәқил органлири үчүн йәниму мурәккәп бир йил болидиғанлиқиниң бешарити, дәп көрсәткән. Нюйорк вақти гезити хәвиридә бу һәқтә тохтилип “илгири көрүлүп бақмиған бу һөҗҗәт, хитай һөкүмитиниң интернетқа қаритилған башқурушни бир туташлаштуруш хизмитиниң бир парчиси болуп һесаблиниду. Техиму кәң мәнидин елип ейтқанда, у хитайдики интернетқа қаритилған қаттиқ контролни йәниму күчәйтишкә урунуш һәрикитиниң бир намайәндиси. Чүнки у, хитайда өткән ай рәсмийләшкән интернет бихәтәрлик қануниниму бесип чүшиду” дәп баян қилған.

Мәлум болушичә, хитай интернет бихәтәрлик истратегийиси мәркизи интернет бихәтәрлик рәһбәрлик гурупписиниң биваситә тәстиқлиши вә хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң интернет бихәтәрликигә капаләтлик қилип, дөләтни күчләндүрүш истратегийилик нишаниға асасән тарқитилған болуп, униңда “дөләт бихәтәрликигә, дөләт һакимийитигә тәһдит елип келидиған, пуқраларниң шәхси учур бихәтәрликигә, дөләтниң иқтисади мәнпәәтигә, яш-өсмүрләрниң роһий, җисманий сағламлиқиға биваситә зиян йәткүзидиған учурларниң тарқилишиға зәрбә бериш” тәкитләнгән икән.

Америкидики бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири, хитай вәзийәт көзәткүчиси ху пиң әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә юқиридики һөҗҗәткә “интернет бихәтәрлик истратегийиси” дегән намниң берилишиниң диққәт қозғайдиғанлиқини билдүрүп, буни ши җинпиңниң қамалниң дәриҗисини көтүргәнликиниң ипадиси дәйду. У мундақ деди: “истратегийә дегән мәсилигә кәлсәк, бу қамални ипадиләйду. Һазир интернет тори арқилиқ алақә қилиш вә пикир алмаштуруш интайин асанлишип кәтти. Ши җинпиң мана буни өзигә бир тәһдит дәп қарайду. Шуңа у, сиясий җәһәттин өз һакимийитигә зиянлиқ һәрқандақ қарши пикирләрни бастурушни дөләт истратегийиси дәриҗисигә көтүргән гәп. Нөвәттики хитай вәзийитидин елип ейтсақму, һөкүмәткә қарши һәрқандақ тәнқиди пикир бәргән кишиләргә ‛дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш‚ дегәндәк чоң қалпақлар кийдүрүлүп бастурулмақта.”

Йеқинда хәлқара кишилик һоқуқ оргини болған “әркинлик сарийи” елан қилған бир доклатида, хитай һөкүмитиниң бу йил ичидә охшимиған йеңи қанун-түзүмләр, йошурун яки очуқ һөҗҗәтләр арқилиқ учурға қаратқан контролини зор дәриҗидә кеңәйткәнликини, җүмлидин ахбарат-мәтбуат органлири, радийо-телевизийә, интернет-тор бекәтлири, янфон әплири, нәқ мәйдан көрүнүш тарқитидиған тор бәт яки қол телефон әплириниң һәммисигә юқириқиға охшаш буйруқ-һөҗҗәтләрни чүшүрүп, униңға әмәл қилмиғанларни, тәләплиригә әмәл қилмиған шәхс вә яки органларни җазалашниму тәң күчәйткәнликини билдүргән иди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохталғанда, ши җинпиң һөкүмитиниң интернет - учур торини бундақ қаттиқ қамал қилиши, өзигә болған ишәнчисиниң йоқлуқини көрситип беридиғанлиқини билдүргән.

Хитай вәзийәт анализчиси ху пиң әпәнди болса интернет ториға қаритилған қамалниң уйғур вә тибәт аптоном районлирида алаһидә чиңлиқини, бу сәвәблик җазаланған кишиләргә берилидиған җазаниңму алаһидә еғирлиқини билдүрди: “интернет контроллуқи шинҗаң вә тибәттә алаһидә күчлүк. Бу җайларда торда ‛дөләт бихәтәрликигә зиянлиқ учурларни тарқитиш‚ дегән җинайәт билән еғир қамақ җазаси берилгәнләр хитай өлкә, шәһәрлиридин көп вә уларға берилгән җазаму еғир. Уйғур вә тибәт пуқралири бир яқта турсун, шинҗаңда турушлуқ хитай пуқралириға берилидиған җазаму ичкиридики өлкиләрдикигә селиштурғанда интайин еғир. Буниң типик мисали җаң хәйтав. У интернетта елан қилған пикирлири сәвәблик “интернетта дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш”, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” дегәндәк җинайәтләр билән шинҗаңдики сот тәрипидин 19 йиллиқ қамақ җазасиға учриди. Әмәлийәттә униң қилған гәплири ичкири өлкиләрдики нурғун тор язғучилириниңкидәк еғир әмәс. Ичкиридики өлкиләрдә һөкүмәткә қарши наразилиқ пикирлирини җаң хәйтавдинму кәскин вә күчлүк ипадилигән нурғун зиялийлар бар. Улар тутқун қилинди дегән тәқдирдиму, җазаси җаң хәйтавдәк еғир болмайду. Мана мушула мәсилини очуқ көрситип бериду.”

Нюйорк вақти гезитиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, юқиридики бу һөҗҗәт хитайдики интернет әркинликигә йәниму еғир бесим пәйда қилидиғанлиқи үчүн кишилик һоқуқ органлирини әндишигә селипла қалмай, у йәнә америкиниң техника ширкәтлириниму охшашла әндишигә салмақтикән. Чүнки, өткән айларда иҗра қилишқа башлиған чәтәл ширкәтлири вә мустәқил органлирини башқуруш һәққидики қанунида бекитилгән маддиларға асасән, америкиниң бир қисим техника ширкәтлириниң учур -система амбарлири хитай даирилири тәрипидин бихәтәрлик тәкшүрүшидин өтүшкә мәҗбурланған икән. Әгәр бу “интернет бихәтәрлики истратегийиси” дәп нам берилгән һөҗҗәт әмәлийләшкән тәқдирдә, америка ширкәтлириниң учур вә система амбарлирини тәкшүридиған бихәтәрлик тәкшүрүши бирдәк омумлаштурулидиған болуп, бу вәзийәт америка техника ширкәтлириниму җиддий ойландурмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.