Уйғурлар хитай өлкилиридин омумйүзлүк қоғланмақта
2018.08.13

Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң әвҗигә чиқишиға әгишип, бу сиясий һәрикәтләрдә уйғурларниң асасий нишан болуватқанлиқи барғансери айдиңлишишқа башлиди.
Нөвәттә уйғурларниң хитай өлкилиридинму бирдәк қоғлиниватқанлиқи һәққидә түрлүк мәлуматлар оттуриға чиқмақта. Өткән һәптә хенән өлкисидики җенпиң наһийәлик җамаәт хәвпсизлики (җ х) идариси тарқатқан бир парчә уқтуруш бу нуқтини йәниму илгириләп тәстиқлайду.
9-Авғуст чиқирилған мәзкур уқтурушта ейтилишичә, шу йәрдики бирәйлән бирнәччә уйғурниң шу җайдики бир хитайниң өйини иҗарә алғанлиқини сақчи идарисигә “паш қилған”. Сақчилар бу “йип учи” бойичә дәрһал өйни қоршап тәкшүрүш арқилиқ вәли миҗит, җинисахан (уйғурчиси ениқ әмәс) халиқ вә турсун зайит қатарлиқ үч кишиниң җав фамилилик бир хитайниң өйини иҗаригә елип навайлиқ қиливатқанлиқини байқиған. Уқтурушта ейтилишичә, җав фамилилик бу хитай өйни уйғурларға иҗарә беридиған ишни шу җайдики сақчиханиға мәлум қилмиған.
Бу уқтурушта көрситилишичә, җав фамилилик хитайниң сақчиларға мәлум қилмастин өйини уйғурларға иҗарә бәргәнлики “хитай хәлқ җумһурийитиниң террорлуққа қарши туруш қануни” ниң 91-маддисиға хилаплиқ қилғанлиқ, дәп бекитилгән. Шуниң билән биргә җав фамилилик хитайға мәмури җәһәттин 15 күн тутуп туруш җазаси бериш, 1900 сом (тәхминән 275 америка доллири) җәриманә қоюш, үч уйғур навайни мәҗбурий йосунда кәлгән йеригә қайтуруп “тәрбийә” елишқа йоллаш, шуниң билән биргә бу әһвални сақчиларға мәлум қилған кишигә 2000 сом (тәхминән 290 америка доллири) мукапат бериш қарар қилинған.
Биз бу әһвалниң тәпсилатини ениқлап беқиш үчүн мәзкур уқтурушни чиқарған хенән өлкиси җенпиң наһийәлик җ х идариси билән алақиләштуқ. Әмма сақчи идарисидикиләр вә башқа сақчиханидикиләр бирдәк бу әһвал һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Ахирида җенпиң шәһиригә қарашлиқ шифоси сақчиханисида нөвәтчиликтә туруватқан сақчи хадими өзиниң бу иштин хәвири барлиқини ейтти. Биз униңдин немә үчүн навайлиқ қилип җенини беқиватқан уйғурларни тутқун қилғанлиқини сориғинимизда өзиниң у күни вәзипә өтәшкә қатнашмиғанлиқини, әмма у уйғурларниң өй игиси хитай билән биллә тутулғанлиқини билдүрди. Биз униңдин бу уйғурларға қандақ җинайәт артилғанлиқини сориғинимизда уларға җаза берилмигәнликини, бәлки уларни кәлгән йеригә қайтурувәткәнликини ейтти. Биз бундақ “террорлуққа қарши туруш қануни” дики маддилар бойичә уйғурлар дияриға қайтурулғанларниң қолға елинидиғанлиқи вә қаттиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқини ейтқинимизда у өзлириниң бу һәқтә мунасивәтлик сақчи орунлириға чүшәнчә берип қойидиғанлиқини билдүрди.
Җенпиң наһийәлик җ х идариси тарқатқан уқтурушта уйғур навайларни мәҗбурий иҗарә өйлиридин қоғлап юртиға қайтуруветишниң “хитай хәлқ җумһурийитиниң террорлуққа қарши қануни” ниң 91-маддисидики бәлгилимә бойичә болғанлиқи ейтилиду. Мәзкур маддида “алақидар орунларниң террорлуққа қарши бихәтәрлик тәдбирлирини әмәлийләштүрүшигә, террорлуққа қарши ахбарат топлишиға вә тәкшүрүш хизмитигә маслишишни рәт қилғанларға икки миң сомғичә җәриманә қоюлиду, ақивити еғир болғанларға бәш күндин юқири 15 күндин төвән тутуп туруш җазаси берилиду. Буниңға қошуп он миң сомғичә җәриманә қоюлиду,” дейилгән.
Җенпиң наһийәлик җ х идарисиниң уқтуруши бу қетимқи уйғур навайларни юртиға қоғливетишниң бир қетимлиқ “террорлуқ вәқәси” қатарида бир яқлиқ қилинғанлиқини көрситиду. Әмма америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсәнниң пикричә, хитай өлкилиридә һечқандақ қанунға хилап иш қилмиған уйғур навайларниң ичкиридә сода үчүн өй иҗарә елишини “террорлуққа қарши туруш қануни” ға тәтбиқлаш әмәлийәттә бу қанунниң ноқул уйғур вә башқа хитай болмиған милләтләргә қаритилғанлиқини көрситидикән.
Илшат һәсәнниң пикричә, бир қанунни ноқул уйғурларға охшаш бирәр қовм үчүн тәтбиқлаш, йәнә бир яқтин шу хәлқ дөләт һакимийитиниң нәзиридә “дөләтниң дүшмини” дәп қаралған әһвалдила оттуриға чиқидиған һадисә икән.
Мәлум болушичә, нөвәттә уйғурлар дияридики “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерлар тез сүрәттә кеңийиватқан болуп, җенпиң наһийәсидин қоғлап чиқирилған уйғурларниң қайси лагерға әвәтилгәнлики намәлум һалда турмақта.