Рабийә қадир ханим уйғур районида қанлиқ вәқәләрдин сақлинишиниң тунҗи қәдими һәққидә пикир баян қилди
2014.05.05
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, өткән күни үрүмчи вогзалида йүз бәргән қанлиқ вәқә һәққидә пикир баян қилғанда хәлқара җамаәтни вәқәниң өзинила әмәс, вәқәниң келип чиқиш мәнбәси йәни уйғур вәзийити һәққидә мустәқил тәкшүрүш елип беришқа дәвәт қилған һәм хитай тәрәпни вәқәниң мәнбәси болған мәсилиләрни һәл қилишқа чақирған иди. Мухбиримиз зиярити давамида рабийә ханимдин мәзкур мәнбә характерлик мәсилиләр вә уни һәл қилишниң дәсләпки қәдими һәққидә чүшәндүрүш беришини сориди.
Рабийә ханим җавабида хитайни алди билән қан пурап турған баянатлирини тохтитишқа, пүтүн сиясий мәһбусларни қоюп беришкә, андин уйғурларниң вәтән ичи-сиртидики вәкиллири билән уйғур мәсилиси үстидә сөһбәтлишишкә чақирди. У йәнә бейҗиңда уйғуларсиз ечиливатқан “шинҗаң хизмәт йиғинлири”ниң уйғур мәсилисини һәл қилалмайдиғанлиқини әскәртти.
Соал: вәқәниң өзила әмәс, мәнбәсиму тәкшүрүлүши вә һәл қилиниши керәк дедиңиз, мәнбә характерлик мәсилиләр сүпитидә қайсиларни көрситисиз?
Җаваб: иҗра қилиниватқан сотсиз өлүм-нәқ мәйданда етиветишлар, мәҗбурий ғайип қеливетишлар, қара-қоюқ тутқун қилишлар, йәрлирини тартивелип сәргәрдан қиливетишлар.... Қисиқси уйғурлар бүгүн я түрмигә солиниш, яки оқта өлүш яки сәргәрдан болуп сиртқа чиқип кетиштин ибарәт үч хил қисмәткә дуч келиватиду, мана бу, қанлиқ вәқәләрни кәлтүрүп чиқириватқан, һәл қилинмиса болмайдиған мәсилиләр, хитай һөкүмити буни һәл қилмиса, әлвәттә уйғурлар тинч турмайду, хитай хәлқиға тинчлиқ болмайду, хитай һөкүмитиниму уйғурлар тинч қоймайду.
Соал: бу мәнбә характерлик мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һазирчә, дәсләпки басқучта, тунҗи қәдәм сүпитидә хитай һөкүмити немә қилиш керәк?
Җаваб: алди билән қан пурап турған баянатлирини вә баянатниң иҗраатлирини тохтитиш керәк, буниң билән тәң, пүтүн сиясий мәһбуслар қоюп берилиши керәк, андин, уйғурларниң вәтән ичи-сиртдики вәкиллири билән уйғур мәсилиси үстидә сөһбәткә олтуруши керәк, уйғур мәсилисиниң бейҗиңда хитай әмәлдарларниң өз алдиға ечивалған музакирисидә әмәс, уйғурниң һәқиқий вәкиллири билән һәл болидиғанлиқидәк реаллиқни қобул қилиши керәк, шу чағда уйғур мәсилисини һәл қилишниң дәсләпки қәдими бесилған болиду.
Соал: уйғур мәсилиси уйғурларсиз һәл болмайду дегән бу әскәртишни беришиңиздики сәвәб немә?
Җаваб: көрүп туруватимиз, бу йил ичидә бирқанчә қетим “шинҗа”ң хизмәт йиғини” ечилди, йиғинда бир уйғур йоқ, теливизорларда көрүватимиз мәркәздин чүшкән гуруппилирини, арисида нур бәкридин башқа һечким йоқ, тәкшүрүлүватқан йәр-завут-фабрикиларда бирму уйғур йоқ, нефитликләр, бирму уйғур йоқ; һөкүмәт орунлири, уйғурлар йоқ дейәрлик. Бундақ тәкшүрүш, бундақ йиғинлар арқилиқ уйғур мәсилиси һәл болмайду, чүнки, мәнтиқ наһайити адди-әгәр биравниң өйигә бесип кирип, өй игисини талаға чириветип “бу өйдә қандақ қилип тинч яшаймиз” дәп музакирә елип барсиңиз, өйгә игиси кәтминини көтүрүп кирип “йоқал өйүмдин” дәп кәтмән билән башқа салиду. Шуңа мәсилини һәл қилидиған йол, әқилгә уйғун болуши керәк.....
Соал: йәни хитай тәрәп сөһбәт йолиға һаман бир күни маңиду, қанчә балдур болса шунчә яхши дейилмәкчиму?
Җаваб: әлвәттә шундақ. Хитай өзи қол қойған хәлқара қанунларда бәлгиләнгән милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи уйғурларға берилмигичә, уйғурлар өзиниң мәсилилирини өзи музакирә қилмиғичә, өз байлиқини өзи ачмиғичә, өзини-өзи идарә қилмиғучә, уйғурлар тинчлиққа еришәлмәйду, тинчму туралмайду. Мәсилә һәл болмайдикән, зиянни хитай хәлқиму, уйғур хәлқиму тәң тартиду, пайдини пәқәт дөләт бихәтәрлики баһанисидә раһәт-парағәтлик һаят кәчүрүватқан хитай әмәлдарлири көриду, шуңа хитай хәлқи мәсилиниң бу тәрипигә диққәт қилиши керәк.
Соал: торлардики үрүмчи вогизал вәқәсигә қарита инкасларда хитай пуқралириниң һәр хил инкаслири бар, мәсилән, бәзилири уйғурларни әйиблисә, бәзилири вәқәни һөкүмәтниң сиясити кәлтүрүп чиқарди дәп хитай һөкүмитини әйибләпту, сиз хитай хәлқини мушу хил вәқәләрдә қандақ позитсийә тутушқа дәвәт қилисиз?
Җаваб: уйғурларниң сиясий, иқтисадий һәр җәһәттин чәткә қеқиливатқан вә езиливатқанлиқидәк реаллиқни етирап қилиши, хитай һөкумитини бу мәсилиләрни һәл қилишқа дәвәт қилиши керәк; мана мушуниң өзи бир инсаний мәйдан вә инсаний әхлақ; хитай хәлқи мана мушу әқәллий инсаний мәсулийәтни ада қилмиса өзлиригиму уйғурларғиму тинчлиқ болмайдиғанлиқидәк һәқиқәтни тонуп йетиши керәк.