15 Дөләтниң бейҗиңдики әлчилири лагерлар мәсилиси бойичә хитайға бирләшмә мәктуп язди
2018.11.15

15 Ғәрб дөлитиниң бейҗиңдики баш әлчилири уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго вә уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирдин лагерлар мәсилиси вә уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумлар һәққидә чүшәнчә беришни тәләп қилди.
15-Ноябир ройтерс агентлиқиниң бейҗиңда турушлуқ мухбириниң ашкарилишичә, канада башта болуп германийә, әнглийә, фирансийә, шиветсийә, австралийә, голландийә, иреландийә, шиветсарийә, белгийә, норвегийә, естонийә, финландийә, данийә қатарлиқ 15 дөләт һәмдә явропа иттипақи уйғурлар вә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси бойичә бирләшмә мәктуп һазирлап, хитайниң ташқи ишлар министирлиқи, җамаәт хәвпсизлики министирлиқи вә хитай компартийәсиниң хәлқара бөлүми қатарлиқ орунларға йоллиған.
Бирләшмә мәктупта хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлириға қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқи баян қилинған.
Уйғур аптоном райони әмәлдарлиридин чен чүәнго вә шөһрәт закирлар билән биваситә учришиш шундақла уйғур дияридики җаза лагерлири һәмдә уйғур, қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләр үстидин йүргүзүлүватқан инсан һәқлири дәпсәндичилики һәққидә чүшәнчә бериш тәләп қилинған бу мәктупта юқириқи 15 дөләт әлчилириниң б д т ниң уйғур дияри тоғрисидики тәкшүрүш доклатиниң нәтиҗисигә йүксәк дәриҗидә көңүл бөлүватқанлиқи тилға елинған. Мәктупта мундақ дейилгән: “биз уйғур аптоном районидики аз санлиқ милләтләр, болупму уйғурларниң тәқдири тоғрисидики доклатни көрүп интайин чоңқур хатирҗәмсизләнмәктимиз.”
Хәвәрдә баян қилинишичә, бу йил 8-айда б д т кишилик һоқуқ комитети бир милйон, бәлки униңдин артуқ уйғурларниң хитайниң көлими зор мәхпий йиғивелиш лагерлириға охшайдиған җайларға қамалғанлиқи тоғрисида ишәнчлик мәлуматларға еришкән. Хитай һөкүмити дәсләптә бундақ бир орунниң мәвҗутлуқини қәтий инкар қилған болсиму, әмма йеқинда бу орунларни “җинайити йеник пуқраларни техника җәһәттин тәрбийәләп, иш пурсәтлиригә игә қилидиған җай” дәп чүшәндүргән. Әмма бейҗиң һөкүмити уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши вә қаттиқ назарәт қилиниши сәвәблик кишилик һоқуқ паалийәтчилири, зиялийлар, ғәрб һөкүмәтлири вә б д т мутәхәссислириниң қаттиқ қаршилиқиға учриған.
Д у қ ниң явропаға мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә тохталғанда хитайниң германийәдиму қаттиқ қаршилиққа учраватқанлиқини, германийә һөкүмитиниң позитсийәсиниң наһайити кәскинликини тилға алди.
Чәтәл әлчилириниң бирләшмә мәктупида чен чүәнго арқилиқ шөһрәт закирғиму уйғурчә хәт йезилған болуп, бу хәттә “йәниму илгирилигән һалда әһвал игиләш үчүн сизниң мумкин қәдәр биз билән тез пурсәттә көрүшүп, бу мәсилиләрни музакирә қилишиңизни тәләп қилимиз,” дейилгән. Әмма нә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, нә хитай мәркизий һөкүмити, нә хитай ташқи ишлар министирлиқи яки хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқлири бу мәктупқа җаваб бәрмигән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң сөзчиси хуа чүнйиң болса бундақ бир хәтни көрмигәнликини тилға елип, әлчиләрниң вәзиписиниң икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтиш икәнликини, шуңа уларниң хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқини тәләп қилған.
Уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисини асасий тема қилған бу мәктуп йоллаш паалийитини канада тәрәп тәшкиллигән болуп, д у қ муһаҗирлар комитетиниң канадада турушлуқ мудири мәмәт тохти әпәнди канада һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә барғансери җиддий муамилә қиливатқанлиқини тилға алди. У сөзидә йәнә уйғурлар мәсилисиниң канадада рәсмий күнтәртипкә кәлгәнликини әскәртти.
Уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилиси йеқиндин буян америка, германийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә җиддий муамилигә еришипла қалмай, бәлки йәнә ғәрб мәтбуатлириниңму әң қизиқ темилиридин бири болмақта. Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси вә шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудин әпәнди хәлқараниң уйғурларға болған бу хил һесдашлиқлири нәтиҗисидә җаза лагерлириниң пат пурсәттә тақилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Җаза лагерлири мәсилиси бу йил 6-айдин 11-айғичә б д т да көп қетим оттуриға қоюлди. 4-Өктәбир күни явропа парламенти 15 маддилиқ қарар мақуллиди. Бүгүн америка һөкүмити “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” ни мақуллаш алдида турмақта.