Токйодики мухбирлар кулубида ваң дән билән фуң җиңен хоңкоң мустәқиллиқи тоғрисида тохталди
2016.10.19

17-Өктәбир токйодики чәтәл мухбирлири уюшмиси кулубида, хитайда йүз бәргән 1989-йилидики 4-июл тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң башламчилиридин һазир тәйвәндә яшаватқан ваң дән билән 2014-йилидики хоңкоң оқуғучилар “күнлүк һәрикити” ниң рәһбәрлиридин бири, хоңкоң университети оқуғучилар уюшмисиниң сабиқ рәиси фуң җиңен мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип хоңкоң мустәқиллиқи мәсилиси тоғрисида тохталған.
Мухбирларни күтүвелиш йиғини чүш саәт он иккидин бир йеримға қәдәр давам қилған болуп, чәтәл вә японийә мухбирлири хоңкоңниң мустәқиллиқи вә хитай мәсилилири үстидә көплигән соалларни оттуриға қойған.
Токйодики чәтәл мухбирлири уюшмиси кулубида чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғиниға иштирак қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, йиғинида алди билән хоңкоңдики оқуғучилар “күнлүк һәрикити” ниң рәһбәрлиридин бири болған, хоңкоң университети оқуғучилар уюшмисиниң сабиқ рәиси фуң җиңен йеқиндин буян хоңкоңлуқларниң немә сәвәбтин хитай компартийәси рәһбәрликидин, хитай дөлитидин айрилип чиқип мустәқил болушни тәләп қиливатқанлиқи тоғрисида тохталған.
Фуң җиңен сөзидә хоңкоңлуқларниң мустәқиллиқ йолини таллишидики сәвәбләрдин бири болса, хитай компартийәсиниң мәҗбурий һалда хоңкоң маарипида өзгәртиш елип барғанлиқи вә мәдәнийәт җәһәттин хоңкоңлуқларни ассимилятсийә қилишқа башлиғанлиқидин дәп көрсәткән.
Турмуһәммәт һашимниң ейтишичә, йиғин давамида тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири ваң дән хоңкоң оқуғучилар “күнлүк һәрикити” ниң рәһбири фуң җиңенниң хоңкоң мустәқиллиқи тоғрисидики юқиридики қарашлириға қарши чиққан болуп, у сөзидә, хоңкоңда мустәқиллиқини тәрғиб қилғучиларниң пәқәтла аз сандики хитай компартийәсигә нарази болған кишиләр икәнликини илгири сүргән вә бу һәқтә өзиниң бир қисим қарашлирини оттуриға қойған.
Ваң дәнниң хоңкоң мустәқиллиқиға қарши пикирлиригә қарита фуң җиңен тарих нуқтисидин чиқип туруп рәддийә бәргән.
Йиғин арилиқидики соал сораш пурситидә фуң җиңен, турмуһәммәт һашимниң: “сиз, уйғур мәсилисигә қандақ қарайсиз?” дегән соалиға җаваб бәргән.
Йиғиндин кейин, телефон зияритимизни қобул қилған фуң җиңен мундақ деди: “1984-йили хоңкоң университети оқуғучилири уюшмиси хитай рәһбәрлиридин җав зияңға мәктуб йоллап, хоңкоң хитайға қайтурулса униң кәлгүси қандақ болиду? дәп сориғанда, җав зияң хоңкоңниң кәлгүси йолини хоңкоңлуқлар өзи бәлгиләйду, дәп җаваб хәт язған иди. Лекин, хоңкоң бейҗиңға тәвә болғандин башлап та һазирға қәдәр хитай компартийәси хоңкоң асасий қанунида бәлгиләнгән бәлгилимиләргә қәтий әмәл қилмиди. Мундақчә ейтқанда, компартийә хоңкоңлуқларға бәргән вәдисидә турмиди. Шуңа биз хитайдин айрилип чиқип мустәқил болуш йолини талидуқ.”
Фуң җиңен уйғур, тибәтләрниң чәтәлләрдә елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтлиригә баһа берип: “уйғур, тибәтләр бизгә охшашла хитай компартийәсиниң бастурушиға учраватқан хәлқләр. Шуңа, биз уларниң пикрини һөрмәт қилимиз вә қоллаймиз” деди.
Японийәдики бир қисим хитай мәсилилири мутәхәссислириниң қаришичә, мәшһур хитай өктичиси ваң дән, гәрчә компартийәгә қарши хитайниң демократлишишини халайдиған болсиму, бирақ у, хитайниң бөлүнүп кетишигә қарши туридиған, тәйвән, тибәт вә уйғур мустәқиллиқиниму қоллимайдиғанлардин бири дәп қарилидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.