Хоңкоң демократийисиниң кәлгүси әндишә пәйда қилмақта

Мухбиримиз ирадә
2014.07.09
xongkong-namayish-1.jpg Намайишчилар хоңкоң алаһидә райониниң мәмурий башлиқи ляң ченйиңниң сүритини тәтүр көтүрүп, өзлириниң наразилиқини билдүрди. 2014-Йили 1-июл, хоңкоң.
AFP

1-Июл күни хоңкоңдики зор көләмлик намайишни тәшкиллигүчиләрниң хоңкоң сақчи даирилири тәрипидин қатнаш тәртипини бузди, дегән сәвәб билән тутқун қилиниши хоңкоңлуқларни вә шундақла кишилик һоқуқ органлирини қаттиқ әндишигә салди.

Улар, бу тутқун қилиш һәрикитини хоңкоң сияситиниң өзгириватқанлиқиниң ипадиси болуши мумкин, дәп қаримақта. Униңдин сирт, хитай һөкүмитиниң йәнә, ахбаратчиларниң әркинликини илгириләп қамал астиға алидиған йеңи түзүмләрни елан қилиши техиму зор үмидсизлик пәйда қилди.

Сәйшәнбә күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәхсус баянат берип, хоңкоң даирилирини тинчлиқпәрвәр намайишчиларға җинайәт артишқа урунмаслиққа чақирди. Улар хоңкоң әдлийә даирилиригә язған очуқ хетидә, хоңкоңниң асасий қанунлирида вә хоңкоң қол қойған алақидар қанунларда пуқраларниң әркин намайиш қилиш һоқуқи вә өз пикрини ипадә қилишниң капаләткә игә қилинғанлиқини, шуңа хоңкоң сақчи даирилириниң бу низамлар бойичә тинчлиқ билән намайиш қилған бу намайишчилар үстидики тәкшүрүшини бикар қилишқа чақирди. Бирақ, хоңкоңдики вә чәтәлләрдики көзәткүчиләр хоңкоң қанунлириниң тәһдиткә учраватқанлиқи қаришида. Улар йеқиндин буян хоңкоңда болуватқан өзгиришләрни хоңкоң сияситиниң бейҗиңниң тәһдити астида икәнликиниң намайәндиси, дәп қаримақта.

1-Июл күни хоңкоң хәлқи хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики контроллуқиниң ешип кетиватқанлиқиға қарита наразилиқ билдүрүш вә хоңкоң валийсини өзи сайлап чиқиш һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн кочиға чиқип намайиш қилған иди. 500 Миңдин ошуқ киши қатнашқан бу намайиш адәмниң көплүкигә қаримай, тинч шәкилдә өтүп, һечқандақ қалаймиқанчилиқ чиқмай аяғлашқан. Әмма намайиш ғәлибилик аяғлишип 3 күндин кейин хоңкоң сақчи даирилири мәзкур намайишни тәшкиллигүчиләрдин 5 кишини “қатнаш тәртипигә тәсир йәткүзүш” дегән сәвәб билән қолға алған болса, алий мәктәп оқуғучилиридин тәшкилләнгән намайишчилардин 25 нәпирини “қанунсиз йиғилиш қилиш”, “аммиви тәртипкә бузғунчилиқ қилиш” дегән сәвәб билән тәкшүрүш астиға алған иди.

“вал стрит журнили” ниң бу һәқтики мулаһизисидә, хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буян шаңхәй шәһирини асия иқтисадиниң мәркизи қилиш күчийишигә қаримай, шаңхәй шәһириниң хоңкоңниң орнини алалмаслиқидики әң муһим сәвәбниң хоңкоңниң қанун арқилиқ идарә қилиниши, әдлийиниң мустәқиллиқи билән мунасивәтлик икәнликини шуңа әгәр хоңкоңни хоңкоң қилип турған бу алаһидиликләр тәһдиткә учриған тәқдирдә буниң хоңкоңлуқлар үчүн зор йоқитиш болидиғанлиқини мулаһизә қилған. Улар йәнә, һазир нурғун хоңкоңлуқларниң бу тәһдитни тонуп йәткәнлики, шуңа уларниң бу әндишилирини көрмәскә селишниң яхши ақивәт әкәлмәйдиғанлиқини әскәрткән.

Хитай һөкүмити болса хоңкоңдики вәқәләрни көрмәскә селишқа яки уни әһмийәтсиз қилип көрситишкә давам қилмақта. Хитайниң әнглийәдә турушлуқ баш әлчиси лю шавмиң “малийә вақти” гезитидә елан қилған баянатида, хоңкоңлуқларниң намайишини “коча сиясити” дәп атиған вә “коча сиясәтлири демократийә әмәс, малиманчилиқ вә паракәндичилик елип келиду”, дегән. У өзиниң узун әнглийә вә америкида дипломат болуп турғанлиқини, әмма һечйәрдә президент яки баш министирниң омумниң намзат көрситиши билән сайланғинини көрмигәнликини билдүрүп, хоңкоңдики намайишчиларни хоңкоңниң асасий қанунлириниң сиртиға чиқип кәткәнликини билдүргән. Хоңкоң демократ партийисиниң қурғучиси мартен или болса “гардиян” гезитигә қилған сөзидә, бейҗиң һөкүмити бизгә пәқәт “қорчақ а” вә “қорчақ б” ниң иккисидин бирни таллайсән, дәватиду, дегән.

Һөкүмәт хоңкоңдики йерим милйондин артуқ киши кочиларға чиқип қилған намайишни көрмәскә салмайла қалмастин бәлки униң чоң қуруқлуқта хәвәр қилинишиниңму алдини қаттиқ алған иди. Хитайдики вейбо қатарлиқ тор бәтләрдә намайиш һәққидики муназирә темилири бирдәк өчүрүлгән иди. Хитай һөкүмити 8-июл күни шинхуа агентлиқи арқилиқ елан қилған “ахбарат хадимлириниң учур игилишини башқуруш қолланмиси” ни елан қилишиму хоңкоңдики вәқәләр билән зич мунасивәтлик, дәп қаралмақта.

8-Июл күни һөкүмәт авази шинхуа агентлиқида йәр алған хәвәрдин қариғанда, мәзкур йеңи бәлгилимидә “мухбирлар, тәһрирләр вә дикторлар дөләт мәхпийәтликигә аит һәрқандақ шәкилдики учурни елан қилса болмайду, у учурларни хусусий алақә васитилиридә тилға алса болмайду” дейилгән вә “сода учурлири, омумға ашкариланмиған учурлар” ни ашкарилашқа болмайдиғанлиқи әскәртилгән. Мәзкур йеңи бәлгилимидә охшашла неминиң дөләт мәхпийәтлики, неминиң сода мәхпийәтлики вә техи ашкариланмиған учурлар дегән категорийәгә киридиғанлиқиға ениқ изаһат берилмигән. Демәк, хитайдики мухбирларниң күниниң техиму тәсләшкәнликини, уларниң һәрқачан “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш” дегән җинайәт билән тейилип кетиш хәвпи астида икәнликини көрситип бериду. Мухбирларниң әсли вәзиписи болған ашкариланмиған учурларни ашкарилаш вәзиписиниң хитайда мәни қилиниши бүгүн хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиди. Уларниң қаришичә, бу йеңи бәлгилимә пәқәт хитай мухбирлириниңла әмәс чәтәл мухбирлириға қоюлидиған чәклиминиң күчийидиғанлиқиниң бешарити икән. “малийә вақти” гезити бу һәқтики хәвиридә, ши җинпиң һөкүмитиниң чирикликкә қарши туруш күриши партийиниң ички қисмида қозғаватқан зиддийәтләр, иҗтимаий вәқәләрниң көпийиши вә хоңкоңдики хитай мәркизи һөкүмәткә қарши авазларниң йүксилиши ахбаратқа техиму илгириләп чәклимә қоюлушидики қозғатқуч амил, дәп қариған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.