Америка-хитай мунасивәтлири һәққидә мулаһизә

Мухбиримиз ирадә
2014.10.15
xongkong-namayish-reshatka.jpg Сақчилириниң намайиш җәрянида оқуғучилар тәрипидин кочиларға тосуп қоюлған решатка вә тосуқларни ечиватқан көрүнүши. 2014-Йили 14-өктәбир, хоңкоң.
AFP

Хитай һөкүмитиниң хоңкоңдики алий мәктәп оқуғучилириниң демократийә һәрикәтлиригә тутқан позитсийиси, шүбһисизки, ши җинпиңниң сиясий ислаһатини күтүватқанларни қаттиқ үмидсизләндүрди.

Көзәткүчиләр, америкилиқ бир қисим сиясәтчиләр илгири сүрүп кәлгән, әгәр хитай иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилса униң сиясий түзүлмисиму әркинлишиду, дәйдиған көз қарашниң пүтүнләй мәғлуп болғанлиқини билдүрмәктә.

Көзәткүчиләр мулаһизилиридә, америка президенти барак обамани бу йил 11-айда хитайни рәсмий зиярәт қилиштин аввал, хитайға қаратқан сияситини қайта көздин көчүрүп чиқип, йеңичә сиясәт тепип чиқишқа чақирған.

Америка вә хитайдин ибарәт икки дөләт, америка сабиқ президенти җиммий катер мәзгилидә йәни 1979-йили дипломатик мунасивәтлирини нормаллаштурғандин буян аридин 35 йил өтти. Бу 35 йил мабәйнидә һәр иккила дөләт америка-хитай һәмкарлиқиниң дуня тинчлиқи үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини, икки дөләтниң мунасивәтлирини чоқум үзлүксиз тәрәққий қилдуридиғанлиқини тәкитлиди. Бирақ, бу сөзләр қанчилик реаллиққа айланди? икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққияти қайси басқучта? нурғун көзәткүчиләр америка-хитай мунасивәтлириниң 35 йил илгирикидин көп пәрқлиқ әмәсликини, америкиниң хитайни тәрәққий қилдуруш арқилиқ демократийиләштүрүш сияситиниң әксичә нәтиҗә бәргәнликини, америкиниң әмди “шерин чүш” тин ойғинидиған вақти кәлгәнликини мулаһизә қилишмақта.

Америкилиқ академик, тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси орвил шел “нюйорк китаблири” журнилида “хитайниң қайтурма зәрбиси” мавзулуқ мақалә елан қилип, америка-хитай мунасивәтлириниң 35 йиллиқ мусаписигә баһа берип чиққан. Орвил шел 1979-йили тунҗи қетим җиммий катер вә дең шявпиң учришип мунасивәтләрни нормаллаштурғандин буян, бу нормаллишишниң икки тәрәп мунасивәтлиридә қисмән өзгиришләрни һасил қилған болсиму, әмма хитайниң ленинчә бир партийә түзүмини өзгәртәлмигәнликини билдүргән. У нурғун кишиләрниң хитайниң ишики очуқла болса, иқтисадни ечиветиш арқилиқ, академикларни өз-ара әвәтиш арқилиқ вә америкиниң кәң қорсақлиқи билән, хитай һамини бир күни демократийәлишиду, дәп қариғанлиқи, гәрчә бу хил идийә берлин теминиң өрүлүши вә совет иттипақиниң йимирилиши үчүн ишқа яриған болсиму, әмма хитайға кәлгәндә буниң ойлиғандәк болмиғанлиқини билдүргән. У мулаһизисидә мундақ дегән:
-Ши җинпиң һакимийәткә кәлгәндин буян, хитай һөкүмити дуняға төвәндикидәк сигнални бәрди-“хитай ғәрбниң дөләтни демократийә арқилиқ идарә қилиш формулисиниң һәрқандиқини әсла қобул қилмайду. Америкилиқлар хитайға сайлам, кишилик һоқуқ вә демократийә елип келиш хам хиялидин ваз кәчсун. Бизниң болушимиз мушу. Өзгиришни халимаймиз”. Ши җинпиң 2013-йили америкиниң калифорнийә штатиға қилған зиярити җәрянидиму охшаш мәнидики сөзни ипадә қилди. Йәни у сөзидә, икки қудрәтлик дөләтниң йеңичә мунасивәт қуруп чиқиши керәкликини, һәр икки дөләтниң бир-бирини қандақ болса шу пети қобул қилиши керәкликини тәкитлиди.

Аптор орвел шелниң мақалисидә баян қилишичә, америкиниң сабиқ президенти җиммий катер америка-хитай дипломатик мунасивәтлириниң нормаллашқанлиқиниң 35 йиллиқини хатириләш үчүн хитайда орунлаштурулған бир қатар хатириләш паалийәтлиригә қатнишиш үчүн тәклип қилинған. Апторму америка-хитай икки дөләт мунасивәтлирини яхшилаш, икки дөләт арисидики гуманни йоқитиш үчүн хизмәт қилған җиммий картирға охшаш бир киши билән бейҗиң зияритигә беришниң муһимлиқини ойлап, җиммий катер билән биллә беҗиңға барған. Бирақ у, бу қетимлиқ зияритидә өзиниң америка-хитай мунасивәтлиридә йеқинлишиш әмәс, бәлки техиму илгирилигән бир бөлүнүшни көргәнликини баян қилған. Аптор орвел шел җиммий картирға охшаш 35 йил илгири америка дөләт мәҗлисидә қаттиқ қаршилиққа учришиға вә һәтта тәйвәнни сетиветиш билән әйибләнгинигә қаримай, хитай билән дипломатийә орнатқан бир сабиқ президентниң 35 йилдин кейин бейҗиңда болуши, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққиятиға баһа бериш вә униң өз көз қарашлирини ипадилиши үчүн муһим бир пурсәт дәп ойлиған бирақ, пәрәз қилинғанниң әксичә, биринчи күни хәлқ университетида орунлаштурулған паалийәттә хитайдики әң “бихәтәр” тема болған иқтисад тоғрисидила сөз ечилған. Җиммий катер үчүн мәхсус бир йиғинму уюштурулмиған. Иқтисад һәққидики йиғинда сабиқ б д т иқтисад әмәлдари вә бир аргентиналиқ иқтисадшунаслиқ кейинла җиммий картерға наһайити қисқа сөз вақти берилгән.

Кейинки күнләргә орунлаштурулған программилар җиммий катер башчилиқидики һәйәткиму хәвәр қилинмай турупла бейҗиңдин башқа шәһәрләргә йөткиветилгән. Хәлқ сарийиға орунлаштурулған кәчлик зияпәтму наһайити аддий орунлаштурулған. Аптор орвел шел хитай дөләт рәиси ши җинпиң яки баш министир ли кечяң һечқайсисиниң җиммий катер билән көрүшмигәнликини интайин ғәлитә, һес қилған. Униң үстигә шу күни хәлқ сарийида кәчлик зияпәттә ши җинпиң ян сарайларда башқа меһманларға берилгән зияпәтләрдә тохтап өткән. Бирақ у, җиммий картерға берилгән зияпәткә кирмигән. Аптор орвел шел мақалиси давамида америка-хитай мунасивәтлиригә төһпә қошқан сабиқ президентқа қилинған бундақ кәмситиш характеридики муамилиниң худди хитай һөкүмити тәрипидин америкиға “һазир пәқәт ғәрбла бай әмәс, хитай йеқинда америкидинму өтүп кетиду, әмди ишлар хитайниң дегинидәк болиду” дегәнни билдүрүп қоюш үчүн қәстән орунлаштурулғандәк көрүнидиғанлиқини, бу зиярәтниң кишиләргә пәқәт икки дөләт һечқачан һәқиқий мунасивәт орниталмайду, дегән сигнални бәргәнликини баян қилған. У хитай компартийисиниң хитай тарихини баян қилғанда, хитайниң илгири давамлиқ ташқи күчләр тәрипидин експилататсийә қилинғанлиқи, езилгәнлики һәмдә кәмситилгәнликини тәкитләйдиғанлиқи, лекин шу минутларда хитайниң муамилисидин өзиниң шу күнки зияпәттин балдуррақ айрилип өйгә қайтқуси кәлгәнликини баян қилған. Аптор сөзидә, һазир хитай һөкүмәт әмәлдарлири вә һәрбий әмәлдарлар хитайниң бейип, қудрәтлик дөләт болғанлиқидин қаттиқ пәхирлиниду. Улар һазир японийәгә, вийетнамға қорқмай өктә қопалайдиған, һәтта америкилиқ тонулған кишиләрниму қорқмай кәмситидиған һалға кәлди. Улар буниң һәрқандақ сәлбий вә һәтта хәтәрлик ақивитини ойлапму қойидиғандәк әмәс, дәп баян қилған. У хитай милләтчилириниң бундақ пурсәтни узун йиллардин бери күтүватқанлиқини, шуңа уларниң һазир өзлиригә кәлгән бу тарихи пурсәттин қаттиқ пайдилинип милләтчилик қилип, һәрқандақ ташқи бесимға пәрва қилмайватқанлиқини баян қилған вә йәнә мундақ дегән:
-Хитай өзидә шәкилләнгән бундақ тәмәнна, қаттиқлиқ вә бундақ зомигәрчә милләтчилики арқилиқ әмәлийәттә өзигә қаршилиқ пәйда қилмақта. Һазир “хитайниң һәқиқий шерики барму?” дәйдиған соал пәйда болди. Хитайниң һәрикити униң нийитигә нисбәтән қаттиқ гуман пәйда қилди. Болупму хитай билән йеқин мунасивәт орнитиш үчүн хизмәт қилип кәлгәнләрни ойландуруп қойди. Улар һазир хитай билән һәмкарлишимән дейиш әхмәқлиқ әмәсму, дәп сорайдиған болуп қалди... Әслидә җимий картерниң хитайға қилған зиярити хитай үчүн өзиниң һәмкарлишиш нийитиниң сәмимийликини намаян қилиши үчүн интайин яхши бир пурсәт иди. Бирақ, хитай униң орниға қайта-қайта шундақ бир сигнални беришкә тиришти, йәни “һазирдин башлап, бизниң дегинимиз һесаб. Әгәр биз билән мунасивәт орнитимән дәйдикәнсән, бизниң дегинимизгә көнисән. Болмиса сениң шеркәтлириңни чәкләп қойимән, рәсмий зиярәткә кәлгән әмәлдарлириңни нәзәргә илмаймән, әркин пикир қилидиған журналист вә академиклириңгә виза бәрмәймән, демократийә чүши көрүватқанларниң әдибини беримән, чүнки мән һечкимниң хитайдәк бу чоң базардин ваз кечәлмәйдиғанлиқини билимән, шуңа әмди оюнни мән башқуримән” демәкчи болди.

У, бундақ болушидики сәвәбләрни баян қилғанда, хитайниң юмшақ қулақ болуш, өз-ара һәмкарлишишни аҗизлиқниң ипадиси дәп қарайдиған әнәнисиниңму барлиқини ипадиләш билән биргә, америка ақсарай вә ташқи ишлар министирлиқида хитайни һәқиқий чүшинидиған кишиләрниң азлиқи вә шундақла америкиниң дунядики башқа нурғун муһим мәсилиләр сәвәбидин диққитини хитайға пүтүнләй қаритип болалмайватқанлиқиниму буниң сәвәблири арисида көрсәткән. У хитайниң өзигә хас ленинчә капитализмниң вә өзигә болған ишәнчисиниң давамлиқ хитайни чүшәнмәйдиған америкилиқ сиясәтчиләр вә явропа дөләтлириниң қарарсиз башлиқлири чиқарған қарарлар нәтиҗисидә шәкилләнгәнликини, уларниң хитайни бай қилиш арқилиқ уни демократийиләштүрүш хам хиялиниң пүтүнләй хаталиқини баян қилған. У һазир хитайниң позитсийисиниң худди виладимир путинға охшашла “халиғинимни қилимән, еришмәкчи болған нәрсигә еришиш үчүн васитә таллап олтурмаймән” дәйдиған дәриҗигә йәткәнликини баян қилған.

Аптор мақалисиниң ахирида, гәпни қисқичә қилип ейтқанда, әмди барак обама һөкүмитиниң хитайдин ибарәт бу реаллиқни қобул қилип, хитай билән мунасивәт орнитишта әмди йеңи бир формула тепип чиқиши керәкликини, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлири хитайдин ибарәт бу күчни шу пети қобул қиламду яки қилмамду, дегән мәсилә үстидә ойлиниши керәкликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.