“йәнди, хуаңди әвладлири” тәшвиқати хитайдики аз санлиқ милләт сәрхиллири арисида ғулғула қозғимақта

Мухбиримиз қутлан
2013.11.19
Yandi-Xwangdi.jpg Хенән өлкисидә тикләнгән янди билән хваңдиниң һәйкили. 2007-Йили 16-апрел.
peopledaily.com.cn diki munasiwetlik maqalidin elinghan.

Хитайниң йәр шари миқясида иккинчи зор иқтисадий дөләт сүпитидә көтүрүлүшигә әгишип униң ички қисмида күнсайин еғирлишиватқан иҗтимаий вә миллий зиддийәтләрму өзини ашкара қилмақта.

Тибәт раһиблириниң өзигә от қоюп өлүвелиш йоли билән, уйғур яшлириниң миллий вә диний әркинлик йолида тинимсиз қаршилиқ көрситиш усули билән коммунист хитай реҗимини рәт қилиши, нөвәттә хитай системиси ичидә хизмәт қиливатқан аз санлиқ милләт сәрхиллирини қайта ойландурмақта.

Йеқинда хитайда чиқидиған “йәр шари вақит гезити” ниң муһакимә мунбиридә “аз санлиқ милләтләрниң чәтләштүрүлүши диққәт қозғимақта”сәрләвһилик йүрүшлүк мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә тилға елинған аз санлиқ милләтләрниң миллий мәвҗутлуқи вә тәрәққиятиға даир бир қисим назук темилар нөвәттә хитай системиси ичидә хизмәт қиливатқан бир қисим аз санлиқ милләт сәрхиллириниң әндишилирини ашкарилиған. юқириқи муһакимигә пикир қатнаштурғучилар мәркизий милләтләр университети вә дөләт милләтләр ишлири комитети қатарлиқ орунларда милләтләр тәтқиқати билән шуғуллинидиған аз санлиқ милләт сәрхиллиридин тәшкил тапқан.

Мақалидә җуңгониң дунядики иккинчи номурлуқ иқтисадий чоң дөләт болуп көтүрүлүшигә әгишип, мәвҗут системиниң ички қисмидики иҗтимаий вә миллий зиддийәтләрниң барғансери күчийиватқанлиқи илгири сүрүлгән. Аз санлиқ милләтләрниң сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин барғансери чәтләштүрүлүватқанлиқи, мәдәнийәт вә психикилиқ җәһәтләрдин “чоң хәнзучилиқ” ниң бесимиға дуч келиватқанлиқи тилға елинған. Шуниң билән биргә, хитайниң һакимийәт системиси ичидә вә һөкүмәт таратқулирида үзлүксиз тилға елиниватқан “йәнди, хваңди әвладлири” тәрғибати тәнқид қилинған.

Мәлумки, “йәр шари вақит гезити” хитай коммунистик партийисиниң канийи һесабланған “хәлқ гезити” ниң хәлқара сәһиписидур. Мәзкур гезиттә хитайдики назук темиларниң бири болған милләтләр мәсилиси вә униң ич йүзиниң мәлум дәриҗидә ашкара муһакимигә қоюлуши хитай ичи вә сиртида ғулғула қозғимақта. Болупму уйғур аптоном райони билән тибәтләр олтурақлашқан районларда бесим күчәйгән, сиясий вәзийәт җиддийлишиватқан бүгүнки күндә, бу мәсилиниң мәтбуатта талаш-тартиш қилиниши көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта. Бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилған муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрдин илшат һәсән әпәнди өз қарашлирини оттуриға қойди.

У, нөвәттә хитайда тәшәббус қилиниватқан “йәнди, хуаңди әвладлири” дегән ибариниң әмәлийәттә хитай шовинизминиң ипадилиридин бири икәнликини тәкитлиди. Униң илгири сүрүшичә, “йәнди, хуаңди” уқуми хитайдики сериқ дәряниң оттура еқимини асас қилған хитайниң қәдимки мәдәнийәт чәмбирикигә қаритилған. Буниң бүгүнки җуғрапийилик даириси хенән, шәнши, сәнши вә шәндуң өлкилирини өз ичигә алған болуп, чаңҗяң дәрясиниң җәнуби билән шәрқий шимал районлирини өз ичигә алмайдикән. Уйғур аптоном райони, тибәт, ички моңғул вә манҗурийә қатарлиқ җайлар бу даиригә техиму кирмәйдикән. Униң тәкитлишичә, нөвәттә “йәнди, хуаңди әвладлири” тәрғибатини қанат яйдуруш әмәлийәттә хитай коммунист һакимийитиниң өз һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүн оттуриға чиқарған сиясий нәйриңи икән. Хитайда күнсери күчийип бериватқан демократийәлишиш тәлипини бесиш, хитай сәрхиллар қатлимидики сиясий ислаһат еқимини тосуш шундақла хитай хәлқиниң диққитини бураш үчүн хитай милләтчиликини базарға селиватқанлиқиниң ипадиси икән.

Илшат һәсән ахирида “йәр шари вақти гезити” дә елан қилинған мәзкур мақалидики муһакимиләрниң қандақтур аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқлири һәққидики һәқиқий талаш-тартишлар болмастин, бәлки шәклән тәрғибат икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.