Сатоми: шинҗаң уйғур аптоном райониниң чәтәлгә оқушқа чиқириш сиясити
2014.02.11

Японийә кюшу университети маарип факултетиниң дотсенти сатоми ширатсучи язған “һазирқи җуңгониң чәтәлгә оқушқа чиқириш сиясити” намлиқ чоң һәҗимлик китаби, кюшу университетиниң нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
Китаб җәмий 12-бабтин тәркиб тапқан болуп, китабниң 10-бабиниң 6-бөликидә “шинҗаң уйғур аптоном райониниң чәтәлгә оқушқа чиқириш сиясити” дегән темида уйғур аптоном район қурулғандин буянқи чәтәлгә оқуш чиқириш сиясити тоғрисида қисқичә тохталған.
Аптор китабта 1955-йили 9-айниң 13-күни хитай хәлқ җумһурийити мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий ишлар комитетиниң қарари бойичә 10-айда уйғур аптоном райони қурулғандин кейин уйғур елида илгири йолға қоюлған чәтәлгә оқушқа чиқириш сиясити әмәлдин қалдурулуп йеңичә сиясәт бәлгиләнгәнликини оттуриға қойған.
Китабта уйғур аптоном райониниң сабиқ советлар иттипақи билән узундин буян давамлишип келиватқан кан ечиш, нефит, рәңлик метал қизиш қатарлиқ канчилиқ саһәсидә өз -ара қоюқ мунасивити болғанлиқтин, советлар иттипақиға һәр йили уйғур аптоном районидин әллик нәпәр оқуғучини оқушқа әвәтиш, совет тәрәп буларни тәрбийиләп бериш келишиминиң барлиқини баян қилған.
Аптор китабида һәр йили әллик нәпәр оқуғучиниң совет иттипақиға канчилиқ саһәсидә техник өгинишкә әвәтиш оқуш келишимидики әллик нәпәр оқуғучиниң 25 нәпири дөләт маарип министирлиқи тәрипидин бәлгилинип, қалған 25 нәпири уйғур аптоном районға берилидиғанлиқи тоғрисида дөләт маарип министирлиқиниң қарар чиқарғанлиқини алаһидә әскәртип өткән.
Китабта совет иттипақиға оқушқа әвәтилидиған оқуғучилардин һөкүмәт бир туташ имтиһан елиш, тән-саламәтликини тәкшүрүш, рус тили өгитиш вә шундақла сиясий җәһәттин әтраплиқ тәрбийиләш елип баридиғанлиқи қәйт қилинған.
Аптор китабида совет иттипақиниң уйғур аптоном районға көплигән кан қидириш техник хадимлирини тәрбийиләп беришкә көңүл бөлүши, уйғур аптоном районниң мол нефит вә йәр асти байлиқиға болған қизиши дәп тәриплигән.
Китабта 1957-йили 4-айниң 28-күни дөләт маарип министирлиқи уйғур аптоном райондин 30 нәпәр, ички моңғул аптоном районидин бәш нәпәр алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларни бу икки аптоном районниң тәклипи бойичә чәтәлгә оқушқа әвәтишни тәстиқлиғанлиқини илгири сүргән.
Китабта ;“шу қетимқи чәтәлгә оқушқа әвәтиштә мәркәз уйғур аптоном райониға алаһидә етибар бәргән һалда уйғур аптоном районидин 30 нәпири совет иттипақиға, ички моңғулдин бәш нәпири ташқи моңғулийәгә оқушқа әвәтилди” дейилгән.
Аптор китабида 1957-йили 5-айниң 30-күни совет иттипақиға оқушқа әвәтилгән 30 нәпәр уйғур аптоном районидики оқуғучилар түрлүк кәсипләр бойичә әвәтилгән болуп улар ниң деһқанчилиқ, сучилиқ, тәбиәт, музика, биологийә, математика, химийә вә иқтисад
Қатарлиқ 18 кәспгә оқушқа әвәтилгәнликини билдүргән.
Китабта кейинки вақитларда совет иттипақи билән хитайниң дипломатик мунасивити бузулуш билән биргә уйғур аптоном райондин советлар иттипақиға оқушқа әвәтиш келишимлириниң бикар қилинғанлиқини вә хитайда мәдәнийәт зор инқилаби башлинип кәткәнликини баян қилған.
Аптор китабида 1978-йили 2-айдин башлап хитайниң чәтәлгә оқушқа чиқириш сияситиниң қайтидин башланғанлиқини уйғур аптоном районида болса әң дәсләптә шу йили 5-айда пәқәтла 5 нәпәр кишиниң дөләт тәрипидин чәтәлгә оқушқа әвәтилгәнликини билдүргән.
Китабта “уйғур аптоном райондин 1978-йили оқушқа әвәтилгән бәш нәпәр оқуғучиниң бир нәпири америкиға, икки нәпири романийәгә, бир нәпири италийә вә йәнә бир нәпири болса ғәрбий германийәгә әвәтилгән” дейилгән.
Японийәдики бәзи уйғур зиялийлириниң билдүрүшичә, 1978-йили хитай дөлити тәрипидин чәтәлгә билим ашурушқа әвәтилгән уйғур аптоном районидикиләр пүтүнләй хитайлар болуп, булардин сабиқ санаәт институтиниң қурулуш факултетиниң оқутқучиси гав җәнгуң италийәгә билим ашурушқа әвәтилгән вә гав җәнгуң 1982-йили италийәниң милан шәһиридики дуня физика тәтқиқат мәркизидә өткүзүлгән нобел физика мукапати саһиби, физика алими абдусаламниң тәклипигә бинаән уйғур аптоном районидин учришишқа қатнашқан сабиқ санаәт институтиниң мәсули аблимит ели, уйғур аптоном районлуқ пән-техника комитетиниң мәсули аббас бурһан қатарлиқ уйғур зиялийлириниң сөһбитигә тәрҗиманлиқ қилғанлиқини илгири сүрмәктә.
Китабта 1979-йилидин 1980-йилиғичә болған арилиқта уйғур аптоном районидин һечқандақ киши чәтәлгә оқушқа әвәтилмигәнлики көрситилгән.
Китабта 1981-йилидин башлап уйғур аптоном районидин рәсмий чәтәлгә оқуш вә билим ашурушқа әвәтилишниң башланғанлиқи, 1985-йили 29 нәпәр, 1986-йили 24 нәпәр кишиниң чәтәлгә оқушқа әвәтилгәнлики баян қилинған.
Аптор китабида “1978-йилидин башлап 1986-йилиғичә болған арилиқта уйғур аптоном райондин чәтәлгә оқушқа әвәтилгәнләрниң сани 99 киши болуп, буниң ичидә аз санлиқ милләтләр пәқәтла 30% ни игилигән” дейилгән.
Китабта 1990-йиллардин кейин уйғур аптоном районидин өзлиригә қошна болған әлләргә йәни оттура асиядики дөләтләргә көплигән оқуғучилар оқушқа әвәтилгәнликини, 1996-йилидин 2002-йилиғичә болған арилиқта уйғур аптоном районидин җәмий 411 кишиниң чәтәлгә оқушқа чиққанлиқини, аптор бу учурларни уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң ташқи ишлар бөлүминиң доклатидин алғанлиқини билдүргән.
Аптор китабида ички моңғул аптоном райони билән уйғур аптоном райониниң чәтәлгә билим ашуруш, оқушқа чиқириш җәһәттики пәрқлири үстидиму тохтилип, ички моңғул аптоном райони бу ишларни уйғур аптоном райондин илгири башлиғанлиқини көрсәткән.
Аптор китабида уйғур аптоном райондики университетлар, педагогика институтлири вә шундақла башқа кәспий мәктәпләрдә чәтәл тили өгитиштә йәнила асаслиқ инглиз тили билән рус тилиниң асасий орунда туридиғаниқини, уйғур аптоном райониниң илгири мәдәнийәт вә маарип җәһәттә советлар иттипақиниң қаттиқ тәсиригә учриғанлиқидин или пидагокика институтида рус тилиниң чәтәл тиллири қатарида һәммидин муһим орунда туридиғанлиқини билдүргән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған, илгири дөләт тәрипидин өз хираҗити билән японийәгә оқушқа әвәтилгән, сабиқ йеза игилики университетиниң оқутқучиси, һазир японийәдә яшаватқан уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим уйғур аптоном райониниң чәтәлгә оқушқа чиқириш сиясити һәққидә тохтилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.