Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң кюшу шөбиси қурулди
2016.10.20
19-Өктәбир японийә уйғур бирлики тәшкилати йиғин чақирип мәзкур тәшкилатниң кюшу шөбиси қурулғанлиқини елан қилди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатидин игилишимизчә, мәзкур тәшкилат даимий һәйәт әзалири йиғини чақирип, көп музакириләр елип барғандин кейин, тәшкилатниң кюшу өлкиси фукуока шәһиридики тунҗи шөбисиниң қурулғанлиқини қарар қилған вә шөбә тәшкилатниң мәсуллуқиға узундин буян японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиригә актип қатнишип келиватқан вә уйғур мәсилиси һәққидә көп издәнгән имамура әпәндини тәйинлигән.
Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим кюшу шөбисиниң қурулғанлиқи һәққидә тохталди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң даимий һәйәт әзаси гүлистан әзизи кюшу өлкисиниң фукуока шәһиридә қурулған шөбә тәшкилатниң әһмийити тоғрисида тохталди.
Илгири японийә өзини қоғдаш қисмида һәрбий вәзипә өтигән, кейин, япон мусулманлириниң дәвити билән ислам диниға киргән имамура уйғур мәсилисигә болған өзиниң дәсләпки қарашлири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мән гезит-журналлардин шәрқий түркистандики уйғур мусулманлириниң рамизан ейида роза тутуш вә намаз оқушиниң чәклинидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни көрүп, уларниң зулум ичидә яшаватқанлиқиға көп ечинаттим. японийәдики иссиқ һава килиматида роза тутуш толиму зор болсиму, мән һәмишә уйғур мусулманлириниң зулум ичидиму роза тутуп, намаз оқуп өз етиқади үчүн хитай компартийәсидин азаб чекиватқанлиқини ядимға алғинимда, роза тутуш вә бәш вақ намаз оқуштин ибарәт ислами етиқадим техиму күчлинәтти. Шуңа мениң ислами етиқадимниң күчийишигә уйғур мусулманлириниң тәврәнмәс ислами етиқади бәлгилик тәсир көрсәткәнлики үчүн, уйғур мусулманлириға қолумдин келишичә ярдәмдә болуш истикидә уйғур даваси сепигә қошулдум.” деди.
Японийә уйғур бирлики тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули имамура ноһ ибраһим ахирида өзиниң кюшу районида уйғур давасини әтраплиқ елип баридиғанлиқини билдүрүш билән биргә, бу райондики уйғурларниң өзини қоллап қуввәтлишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.
Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилат буниңдин кейин японийәниң һәрқайси җайлирида шөбә тәшкилатларни тәсис қилип японийәдә кәң даиридә уйғур даваси һәрикитини елип баридикән.
Японийәдики бир қисим хитай тәтқиқати мутәхәссислириниң қаришичә, японийәниң фукуока шәһиридә хитай фалуңгуң муритлириниң тәшкилати аллиқачан тәсис қилинған болуп, бу қетими японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң кюшу шөбиси бу шәһәрдә қурулған хитайға қарши иккинчи бир тәшкилат һесаблинидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.