Профессор акира: хитай миллити рәһбәрликидики миллий аптоном район
2013.11.28

Японийә һокайдо университети хитай ишлири мутәхәссиси профессор акира фуҗимониң “хитайдин нәпрәтлиниш дәвридики хитай нәзәрийиси” намлиқ китаби нәшр қилинған.
Китаб җәмий төт бабтин тәркиб тапқан. Китабта асаслиқи хитай компартийисиниң японийә билән болған тарихи вә һазирқи дипломатик мунасивәтлири, икки дөләт оттурисидики маҗиралар, хитайдики вәтәнпәрвәрлик тәрбийисидин ибарәт хитай маарипидики милләтчилик еңини йетилдүрүш тәрбийиси, хитайдики милләтләр мәсилиси қатарлиқ хитай һакимийити вә җәмийитидә сақлиниватқан бир қатар мәсилиләр үстидә тәпсилий мулаһизә елип берилған.
Профессор акира китабиниң биринчи бабидики “хитай миллити рәһбәрликидики миллий аптоном район” дегән қисмида мундақ баян қилған: хитай хәлқ җумһурийитиниң тәшвиқатидики һәр милләт хәлқи инақ, баравәр дегән шоари пүтүнләй ялған. Немә үчүн дегәндә, хитайда үзлүксиз йүз бериватқан азсанлиқ милләтләрниң һөкүмәткә қарши намайишлири,милләтләр арисидики тоқунушлар, топилаңлар хитайниң бу шуариниң түптин ялғанлиқини толуқ испатлайду. Хитайдики азсанлиқ милләтләргә берилгән миллий аптоном район, мундақчә ейтқанда, хитайниң бу милләтләрни контрол қилиш сияситидур. Аптоном район дегәнлик “өз алдиға һөкүмәт қуруш, толуқ аптономийә һоқуқиға игә болуш, аптоном районниң баш рәһбәрлири чоқум йәрлик милләтләрдин болуш” дегәнликтур. Әмма хитайда дейиливатқан аптоном район нәзәрийиси билән әмәлийәттики аптоном районларда йүргүзүлүватқан қанун,әмир-пәрманлар, сиясәтләр әксичә болуп, аптоном районниң барлиқ һоқуқи вә күчи хитай компартийисиниң иликидә. Буниң типик мисали уйғур аптоном райони билән тибәт аптоном районидур. Илгири уйғурлар билән тибәтләр өз тупрақлирида өз һакимийитигә өзи игә болған болсиму,әмма хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буян та һазирғичә аптоном районниң сикретари хитай миллитидин тәйинлинип кәлди. Аптоном районға секретар болуш уйғур, тибәтләргә мәңгү несип болмиди. Аптоном районниң рәһбәрлири бир қанчә йилда бир қетим алмаштурулған болсиму, әмма уйғур аптоном райониниң секретари ваң лечуән 15 йил изчил һалда һоқуқ тутуп кәлди. Бу дегәнлик аптоном район хитай миллитиниң қолида.Хитай мәркизи һөкүмити хитай миллитиниң қоли арқилиқ аптоном районда өзлириниң сиясәтлирини йүргүзиду. Хитай компартийиси аптоном районниң хитай һөкүмитиниң сияситидин чәтнәп кәтмәслики үчүн әмәлий һоқуқни хитай миллитигә берип, қуруқ аптоном район дегән намини уйғур, тибәтләргә бәргән.
Узун йиллар хитайдики аптономийә қануни үстидә издиниш елип барған, уйғур аптоном район тоғрисида көплигән мақалиләрни елан қилған томое ханим зияритимизни қобул мундақ деди:
-Шинҗаң уйғур аптоном райони дегән нам болсиму, әмма униңда аптоном районға мунасип һечқандақ һоқуқ йоқ. Аптоном район пәқәтла хитай компартийисиниң башқурушида.
Профессор акира мақалисидә, хитайниң аптоном район сияситиниң башқа әлләрдики һакимийәтләрниң аз санлиқ милләтләр райониға тутқан сияситидин толиму пәрқлиқ милләтләр сиясити икәнликини баян қилип, бу һәқтә мундақ дегән:
-Аптоном районниң 90% иқтисадий, хитай миллитиниң қолида. Аптоном райондики барлиқ һоқуқ, иқтисад хитай миллитиниң қолида болғанлиқи үчүн хитай туприқиниң 64% ини игәнләйдиған аптоном райондики уйғур, тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләр хитай миллитигә, һакимийитигә қарши түрлүк наразилиқ намайишлирини елип бариду. Хитайдики аз санлиқ милләтләргә йүргүзүлүватқан аптономийә сиясити америка қошма штатлириниң штат түзүми, сабиқ советлар иттипақиниң башқа милләтләргә тутқан милләтләр сияситидин көп пәрқлиқ. Тибәтниң роһаний даһийси далай лама өз тәқдирини өзи бәлгиләш әмәс, бәлки хитайдики шяңгаң, авменға охшаш бир дөләттә икки хил түзүм йүргүзүш сиясити тәклипини оттуриға қойған асаста, тибәтниң һәқ-һоқуқини тәләп қилған болсиму, хитай мәркизи һөкүмити далай ламаниң тәклипини рәт қилди. Хитай һөкүмити аптоном районларда өзиниң һакимийитини сақлап қилиш үчүн уйғур, тибәтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һәқ-һоқуқини һәрбий күч арқилиқ бастуруп кәлмәктә. Хитайдики милләтләр мәсилиси кичик мәсилә әмәс, мундақчә ейтқанда, у, кишилик һоқуқ мәсилиси, диний әркинлик мәсилиси. Хитай бу мәсилини ички мәсилә дәп қаримаслиқи керәк. Бу ички мәсилә әмәс,бәлки хәлқаралиқ мәсилә, дуняниң мәсилисидур. японлар уйғур, тибәт аптоном районлиридин йирақ йәрдә болсиму, бу мәсилигә бәкрәк көңүл бөлүп кетәлмисиму, әмма бу мәсилини обдан ойлиши керәк. Бу хитайдики әң муһим мәсилиләрдин бири. Сабиқ советлар иттипақи 1980-йилларниң ахиридин башлап демократийилишиш қәдимини бесишқа башлиған, буниң нәтиҗисидә оттура асиядики хәлқләр мустәқил болған.
Аптор мақалисидә уйғур, тибәтләрниң өз алдиға өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиқиға чоңқур ишәнч билән қарап бу һәқтә мундақ баян қилған:
-Уйғур, тибәт аптоном районлиридики йәр асти байлиқлири хитай тәбиий байлиқлириниң 60% идин көпрәкини игиләйду. Шуңа хитай компартийиси уйғурлар билән тибәтләрниң мустәқил болушини һәргиз халимайду. Әмма хитай дөлити уйғур, тибәтләрниң мустәқиллиқидинму қечип қутулалмайду. Ши җинпиң башчилиқидики хитай һакимийити милләтләр мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиду? буниси һазирчә намәлум. Хитай һөкүмити далай ламаниң һазирқи шәртлирини қобул қилмиған билән чоқум йеқин кәлгүсидә милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини шәртсиз қобул қилиду. Далай ламаниң арзуси чоқум әмәлгә ашиду. Шуңа хитай компартийиси милләтләр мәсилисидә өзигә бериливатқан сигналларға диққәт қилип дәрһал милләтләр сияситини өзгәртиши керәк. Әмма һазирчә хитай милләтләр сияситигә өзгәртиш киргүзүш идийисидин толиму йирақ.
Профессор акира мақалисидә уйғур елиниң йеқинқи вәзийити һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған:
-Уйғур аптоном районидики уйғурлар ислам диниға етиқад қилиду. Әмма уларниң өз диниға әркин етиқад қилиши чәкләнгән. Хитай уйғурларға атизм тәрбийисини елип беришни күчәйтип уларниң миллий, диний өрп-адәтлирини қаттиқ бастуруп кәлмәктә. Һәтта уйғурларниң рамзан айлирида роза тутушиму чәкләнгән. Һөкүмәтниң рухситисиз өз алдиға диний қаидә-йосунлар бойичә той-төкүн қилиши чәкләнгән. Уйғур аптоном райониға хитай һөкүмитиниң үзлүксиз көчмән йөткәш сияситиниң нәтиҗисидә һазир хитайларниң нопуси 59% йетип, уйғурларниң нопуси 41% гә чүшүп қалған.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.