Япон мутәхәссислири хитайниң “террорлуққа қарши туруш қануни” һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.08.04
yaponiye-qanunshunas-yamada-ependi.jpg Японийәдә тонулған қанун ишлири мәслиһәтчиси қануншунас ямада әпәнди
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Хитай хәлқ қурултийи өткән йили 12 - айниң 27 - күни “террорлуққа қарши туруш қануни” ни тәсдиқлиған иди. Хитай мәтбуатлири 29 - июл күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң “террорлуққа қарши туруш қанунини йолға қоюш чаириси” н мақуллиғанлиқини хәвәр қилғандин кейин, японийә ахбаратлиридин дөләтлик телевизийә қанили н х к вә шундақла “асаһи шимбун” қатарлиқ гезитләр шундақла японийәдики бир қисим хитай ишлири мутәхәссислири бу һәқтә бәзи охшимиған қараштики пикирләрни баян қилған иди. Биз бу мунасивәт билән бир қисим көз қарашларни елиш үчүн японийәдики хитай ишлири мутәхәссислири билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Алди билән зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси доктор турмуһәммәт һашим японийә ахбаратлиридики хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни һәққидики инкаслар тоғрисида қисқичә тохталди.

Японийәдә тонулған қанун ишлири мәслиһәтчиси қануншунас ямада әпәнди хитайниң уйғурларни бастурушқа хәлқара вәзийәттин әтраплиқ пайдилинип иш көрүватқанлиқи һәққидә тохтилип: “б б с ниң хәвиригә қариғанда, әнглийә һөкүмити " шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати"ни хәлқара террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгәнликини елан қилған. Хитай ислам дини җәмийити билән җуңхуа дин вә мәдәнийәт алмаштуруш мәркизиниң уюштуруши билән үрүмчидә ислам дининиң оттураһал йол тутуш идийәси хәлқара муһакимә йиғини чақирилип, йиғинда оттураһал йол тутуш тәшәббус қилинип, әсәбийликкә қарши туруш тәшәббуснамисини елан қилған. японийә тор бәтлириниң хәвиридә көрситилишичә, пакистан армийәсиниң баш штаб башлиқи генерал раһил шәриф 1 - авғустта үрүмчидә зиярәттә болғанда, пакистандики уйғур қораллиқ күчлирини қаттиқ бастурушқа вәдә бәргән. Мана бу, бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларни қаттиқ бастуруш үчүн хәлқарадики вә мәмликәт ичидики тәйярлиқ хизмәтлирини тәлтөкүс пүткүзгәнликидин дерәк бериду дәп қарисақ хата болмайду” деди.

Әнглийә б б с ниң хәвиридә көрситлишичә, әнглийә тәрәп 20 - июл “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” ни хәлқара террорлуқ тәшкилатлар қатариға киргүзгән. Лекин, америка һөкүмити техи бир қанчә йил илгирила хәлқара террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин бу тәшкилатни өчүрүвәткән иди.

Қануншуанс ямада:“хитай компартийәси һазирқи вақитниң өзидә мәйли қандақла һәрикәт болмисун, у һәрикәт компартийәгә қарши һәрикәтла болидикән уни бастуриду. Бирақ, хитайниң елип бериватқан бастуруш һәрикитидә пәрқ бар. Йәни уйғурларниң барлиқ һәрикәтлирини террорлуққа бағлап бастуруш үчүн террорлуққа қарши туруш қанунини һазирлиди десәк хаталашмаймиз. Бу дегәнлик, хитай қанун даирилири уйғур аптоном районида өз һәқ - һоқуқини тәләп қилип хитайға қаршилиқ билдүргәнләрни халиғанчә қорал билән өлтүрүш вә қиришни қанунлаштурди дегән гәп. Лекин, бу хил бастуруш һәрикити билән хитай уйғур елида тинчлиқни қандақ әмәлгә ашуралайду? буниси хитай компартийәсигиму намәлум. Чүнки, хитайда һазир мустәқиллиқ тәләп қилидиғанлар ялғуз уйғур, тибәт, моңғуларла әмәс, бәлки тәйвән, хоңкоң, авмен алаһидә районлиридиму мустәқиллиқ һәрикәтлири әвҗ алди” деди.

Уйғур вәзийитигә узундин буян диққәт қилип келиватқан японийә такушоко университетиниң хәлқара еқим мәсилилири мутәхәссиси профессор фуҗи генки әпәнди бу һәқтә:“бу қанунни террорлуққа қарши туруш қануни дәп атиғандин уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтләрни бастуруш қануни дәп очуқ атиған яхшимикин дәп ойлаймән. Сәвәби хитай уйғур елида йүз бериватқан барлиқ уйғурларниң иш - һәрикәтлирини хәлқара террорлуқ һәрикитигә бағлап туруп бастурушни мәқсәт қилған. Һазир өз - өзидин әндишә қиливатқан хитай һакимийитидә бу хил қанунларниң һазирлиниши, мениңчә әҗәплинәрлик әмәс. Бирақ, қорал арқилиқ бастуруш елип берип тинчлиққа еришимән дәйдиған дәвр өтүп кәтти. Шуңа хитай һакимийитиниң тинчлиқ үстилигә тинчлиқ билән келиши һәм өзигә вә өзидики мустәқиллиқ тәләп қиливатқан милләтләргә шундақла асияниң тинчлиқиға көп пайдилиқ дәп ойлаймән” деди.

Уйғур елида хитайниң бастуруш елип берилватқанлиқи тоғрисида японийәдә көплигән китаб вә мақалиләрни елан қилған, японийәдә көзгә көрүнгән хитай ишлири мухәтәссиси,тәйвәнлик язғучи хуаң веншуң әпәнди хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни һәққидә тохтилип:“мениңчә, хитай компартийәсиниң бу қанунни шинҗаңда йолға қоюши бәлким шинҗаңдики уйғурларниң диний җәһәттин оттура шәрқтики ислам дөләтлири билән биргә болуши шундақла уйғурларниң түркийә йәни түркләр билән қериндаш болғанлиқидин ибарәт бу районларда йүз бериватқан қораллиқ тоқунушларниң шинҗаңға тутушуп кетишиниң алдини елиш үчүн қолланған қанун - тәдбирлири болсиму, бирақ, бу қанун бу районда бәлгилик үнүмгә еришәлмәйду дәп қараймән” деди.

Японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийлиригә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан вә уйғурлар тоғрисида көплигән әсәрләрни елан қилған язғучи бәндо әпәнди хитайниң бу қануниниң бир хил әндишә ичидә йолға қоюлуватқанлиқини баян қилип :“хитай вәзийитидә бир хил әнсизлик бар. Мундақчә ейтқанда, хитай һазир җәнубий тақим араллири мәсилисидә хәлқара җәмийәтниң әйиблишигә учраватқан, японийә билән болған сенкако арал мәсилисидә японийәниң күчлүк бесимиға дуч келиватқан, өз ичидә болса мустәқиллиқ һәрикәтлири әвҗ алған бир пәйттә, хитай земининиң парчилинип кетишидин әндишә қилип түрлүк қанунларни йолға қоюп күчиниң беришичә компартийәни сақлап қилишқа тиришиватиду. Хитайниң өз хәлқи билән уйғурларға тутқан муамилисини японийәдики алий мәктәпләрдә оқуватқан хәнзу оқуғучилар билән уйғур оқуғучиларға җуңго әлчиханиси вә консулханлириниң муамилисидин ениқ чүшинивелишқа болиду” деди.

Игилишимизчә, өткән йилниң ахиридин та һазирғичә хитайниң мәзкур қануни тоғрисида японийәдики мәтбуатларда вә шундақла бир қисим хитай қануниға даир илмий муһакимә йиғинлирида хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни изчил һалда тәнқидгә учрап келиватқан болсиму бирақ, японийәдики бир қисим кишиләр йәнила хитайниң бу қанунни йолға қоюшини хитай дөлитиниң ички иши дәп қарайдикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.