Японийә әркин демократийә партийәсиниң йиллиқ омумий йиғиниға уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.03.07
ilham-mexmut-Yaponiye-erkin-demokratlar-partiyesi-yighin.jpg Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут әпәнди японийә әркин демократлар партийәсиниң 84-нөвәтлик йиллиқ омумий йиғинида. 2017-Йили 5-март, токйо
RFA/Qutluq

5-Март японийәниң мәркизи токйодики принис меһманханида чақирилған һакимийәт бешидики сиясий партийәләрдин бири болған японийә әркин демократлар партийәсиниң 84-нөвәтлик йиллиқ омумий йиғиниға японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинип қатнашқан.

Йиғин шу күни әтигән саәт ондин он иккигә қәдәр давамлашқан болуп, йиғинға японийәдики нопузлуқ сиясий партийәләрниң вәкиллири шундақла токйода турушлуқ бир қисим чәтәл әлчиханилириниң вәкиллириму қатнашқан.

84-Нөвәтлик японийә әркин демократлар партийәсиниң йиллиқ омумий йиғиниға қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут йиғиндин кейин телефон зияритимизни қобул қилип өзиниң бу қетимқи йиғинға қатнашқанлиқидин толиму мәмнун болғанлиқини билдүрүш билән биргә, мәзкур партийәниң низамнамисигә түзитиш киргүзүп бәзи бир қарарларни мақуллиғанлиқини илгири сүрди.

Токйода чақирилған японийә әркин демократлар партийәсиниң йиғиниға қатнашқан илһам маһмутниң билдүрүшичә, у, йиғин җәрянида мәзкур партийәниң һакимийәт бешида вәзипә өтәватқан бир қисим дөләт әмәлдарлиридин иқтисад министири асо таро қатарлиқлар билән учришип улар билән уйғур мәсилиси тоғрисида сөһбәтләрдә болған.

Илһам маһмутниң ейтишичә, әркин демократлар партийәсиниң бу қетимқи йиллиқ омумий йиғинида, баш вәзир шинзо абе сөз қилип, өзиниң нөвәттә японийәниң қошна дөләтләр билән болған арал маҗиралирини тинчлиқ билән бир тәрәп қилишқа һәр җәһәттин тәйярлиқ қилип қойғанлиқини әскәртиш билән биргә, өзиниң йеқинда йолға қоймақчи болған японийә асасий қануниға түзитиш киргүзүш лайиһә ислаһатини давамлиқ елип баридиғанлиқини шундақла илгирики сиясий партийәләр һәл қилалмиған түрлүк мәсилиләрни бир тәрәп қилишқа тиришидиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ шинзо абе хитай билән болған дипломатик мунасивәтләрни җүмлидин икки дөләт арисидики техичә һәл қилинмиған сенкаку арили мәсилисини йиғинда тилға алмиған.

Шинзо абе йиғинда йәнә, японийәниң қошна дөләтләр билән болған достлуқ мунасивитини күчәйтип японийәниң дуня тинчлиқи үчүн төһпә қошидиғанлиқини қәйт қилған,

Японийә мәтбуатлиридин “асаһи шинбун”, “йомиури шинбун” қатарлиқ гезитләр 6-март күни мәзкур йиғин һәққидә тәпсилий хәвәрләр бәргән болуп, униңда японийә әркин демократлар партийәсиниң партийә низамнамисигә түзитиш киргүзгәнликини мәзкур партийәниң тарихидики зор сиясий бурулуш дәп баһа бәргән.

Японийәдики милләтчиләргә вәкиллик қилидиған “санкин шинбун” гезитидә болса әркин демократлар партийәсиниң бу қетимқи йиғиниға юқири баһа берип, баш вәзир шинзо абениң асасий қанунға өзгәртиш киргүзүп уни балдуррақ йолға қоюшини үмид қилидиғанлиқини вә шундақла шинзо абениң һакимийәт бешида давамлиқ вәзипә өтүшини алқишлайдиғанлиқини әскәрткән.

Японийәдики хитай мәсилилири көзәткүчилиридин қануншунас ямагаҗониң қаришичә, шинзо абе башчилиқидики японийә әркин демократлар партийәсиниң һакимийәт бешида вәзипә өтүши хитайни изчил һалда биарам қилип келиватқан мәсилә болуп, хитай японийә әркин демократлар партийәсини япон милләтчилиридин тәркиб тапқан, хитай компартийәсигә қарши болған японийәдики күчлүк сиясий партийәләрдин бири дәп һесаблайдикән.

Японийәдики уйғур сиясий мәсилилири тәтқиқатчилириниң нәзиридә болса, шинзо абениң давамлиқ һалда вәзипидә болуши, японийәдә елип бериливатқан уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилири үчүн толиму пайдилиқ болуп, японийә хитай билән болған учришишлирида уйғур, тибәт кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қоюп хитайни әйибләп келиватқан дөләтләрдин бири дәп қарилидикән.

Мәлум болушичә, 2012-йили 5-айда японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписи японийә әркин демократлар партийәсиниң тәшәббуси вә баш вәзир шинзо абениң қоллиши билән қурулған болуп, әркин демократлар партийәси японийәдә изчил һалда уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан японийәдики сиясий партийәләрдин биридур.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.