Йәкән вәқәсиниң бир қисим сирлири ечилди (2)
2014.10.08

Йәкән вәқәси 13 нәпәр сиясий тутқунни қоюп беришни тәләп қилиш билән башланған.
Хитай тәрәп йәкән вәқәси һәққидики ахбаратида исянчиларни пиланлиқ вә тәшкиллик һалда террорлуқ вә зораванлиқ һуҗум елип барди дәп әйиблигән, әмма вәқәниң шу күнки қозғилиш сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән. Ғәйрий рәсмий ахбарат васитилиридики бәзи хәвәрләрдә мәлум бир мәсчиттә ибадәт қиливатқан аялларниң оққа тутулуши, йәнә бәзи хәвәрләрдә болса, вәқәдин бирқанчә һәптә аввал қошна йезида йүз бәргән бир аилә кишилириниң қириветилиши йәркән вәқәсиниң қозғилиш сәвәби сүпитидә көрситилгән. Мухбиримизниң бу қетимқи ениқлашлири давамида, вәқәниң қозғилиши һәққидә 3-бир хил сәвәбму оттуриға чиқти: вәқәдә өлгән икки уйғур әмәлдарниң аяллириниң мухбиримизға баян қилишичә, шу күни уларниң әрлирини гөрүгә еливалған исянчилар өзлирини қоршивалған сақчилардин, икки күн аввал тутуп кетилгән 13 нәпәр тутқунни қоюп беришни тәләп қилған; бу әһвални елишқу сақчиханиниң башлиқи, ғулам тохти аилисидин һал сорап барған чеғида ашкарилиған.
Мәлум болушичә, вәқәдә өлгән йеза башлиқи ғулам тохти билән секретар абдуғени турдиниң уруқ-туғқанлириниң көпинчиси йәкәнниң һәрқайси идарә-җәмийәтлиридә хизмәтчи болуп, булар йәкән вәқәси вә униңдин кейинки алақидар ишларда түрлүк вәзипиләрдә болған. Шуңа бу икки әмәлдарниң аяллири йолдишиниң өлүм җәряни һәққидә бир қисим мәлуматларни рәсмий алақидар һөкүмәт орунлиридин уқса, йәнә бир қисим мәлуматларни вәқәдә вәзипә өтигән уруқ-туғқан вә дост- бурадәрлиридин уққан. Ашкарилинишичә, ғулам тохти аилисини йоқлап кәлгән елишқу сақчихана башлиқи, исянчиларниң ғулам тохти билән абдуғени турдини гөрүгә елип туруп сақчилардин 13 нәпәр тутқунни қоюп беришни тәләп қилғанлиқини паш қилған.
Ғулам тохтиниң хотуни атигүл билән сөһбәт
Соал: йолдишиңизниң өлүми һәққидә һөкүмәт тәрәптин еғизаки билдүрүлгини немә?
Җаваб (атигүл): наһийидин чиққанлар “ғулам тохти билән абдуғени турди йол үстидә террорчилар билән учришип қапту, ғулам уларға силәр партийә, һөкүмәткә ишиниңлар, ишиңларни һәл қилип бериду” дәп тәлим тәрбийә ишлигәндин кейин, террорчилар ‛сән хәқму һөкүмәтниң ғалчиси икәнсән‚ дәп қара қолини узитип сапту” дәпла чүшәндүрди.
Соал: ундақта, шу исянчилар билән ғулам тохтилар оттурисида шу саәттә болунған гәпләр немә икән, буниңдинму хәвириңлар болдиму?
Җаваб: болди. Елишқу сақчихана башлиқиниң дейишичә, униңдин аввал уларниң (исянчиларниң) 13 адимини тутқан икән, улар шуларни қоюп беришни тәләп қилған икән, ғуламҗан “партийә, һөкүмәткә ишиниңлар, у адимиңлар хаталиқ өткүзмигән болсила қоюп берилиду” дәп тәрбийә берипту, ғуламҗан елишқуда бурун 12 йил ишлигән, секретарму болған, шуңа һәммиси тонуйду, улар “мана икки чоң әмәлдарни тутувалдуқ, әмди үмид туғулди, буларни тутувалсақ адәмлиримизни қоюп бериду” дәп ойлапту.
Соал: улар адәмлирини тәләп қилғанда, паланчи-паланчи дәп исимлирини тилға елиптиму?
Җаваб: яқ, сақчиларға “адәмлиримизни қоюп бәрсәңлар, бизму бу икки адимиңларни қоюп беримиз” дәпту.
Соал: шу 13 киши қачан тутулғанлар икән?
Җаваб: шу күндин икки бурун.
Соал: улар шу күни елишқу сақчиханисида тутуп туруқлуқмикән?
Җаваб: наһийәгә йөткәп кетилип болған икән.
Соал: улар садир қилған бирәр иш тоғрилиқ тутулуптиму яки?
Җаваб: қалаймиқан гәп қилған, мәсилән, һөкүмәтниң маашини елишқа болмайду, төвән капаләт елишқа болмайду дегәндәк; сақчиханидикиләр бу әһвални уққандин кейин муқимлиққа тәһдит дәп қарап уларни тутқан, шуңа уларда сақчиларға қарита ғум пәйда болуп, қандақ қилип өч елиш һәққидә шу күни кишиләрни қутритип чиқип һелиқидәк ишлар болған.
Абдуғени турдиниң хотуни турсунгүл билән сөһбәт
Соал: йолдишиңизниң җәсити берилгәндә, сақчилардин, йолдишим оқта өлүпту, бу немә иш дәп сорап бақтиңизму?
Җаваб: (турсунгүл) уни сориғудәк һалим болмиди, җәсәтни кечә саәт 3 болғанда бәрди.
Соал: йолдишиңиз исянчилар оттуриға еливалған вақитта, қечишқа урунуп баққан иш йоқмикән?
Җаваб: һәр хил гәпләр бар, бири дәйду, топилаңчилар елип қачқан чеғида сақчилар арқисидин қоғлап берип етивәтти дәп, йәнә бири дәйду, топилаңчилар иккисини алдиға селип меңип адәмлиримизни қоюветиңлар дегән чағда етивәтти дәп, гәп бәк җиқ....
Соал: улар (йолдишиңиз) етилмаймиз дәп ишәнгән гәп-тә?
Җаваб: шу, һөкүмәткә ишләватқан болғандикин, бизни атмайду дәп ойлаптикән, “биз кадир бизни атмаңлар дәп” дәп товлаптикән.
Юқирида, 28-июл йәркән вәқәсиниң қозғилиш сәвәблиридин бири 13 нәпәр гумандарниң һейттин икки күн аввал тутқун қилиниши икәнлики вә йәкән вәқәсиниң шу тутқунларниң қоюп берилишини тәләп қилиш билән башланғанлиқи һәққидә тәпсилий хәвәр бәрдуқ.