Америкиниң “30-декабир йәкән вәқәси” гә билдүргән инкаси хитайни қаттиқ биарам қилди

Мухбиримиз қутлан
2013.12.31
marie-harf-mariya-xarf.jpg Америка ташқи ишлар министерлиқиниң муавин баянатчиси марийә һарф ханим “ 30-декабир йәкән вәқәси” гә инкас билдүрди. 2013-Йили 30-декабир, вашингтон.
state.gov

30-Декабир күни йәкәндә қанлиқ тоқунуш йүз берип узақ өтмәйла, хитай даирилири бу вәқәни шу күни русийәниң волгаград шәһиридә йүз бәргән өзини қошуп партлитиш вәқәси билән бағлашқа тиришқан.

Хитай даирилири бир тәрәптин йәкәндә йүз бәргән қанлиқ тоқунушниң ички хәвәрлирини қаттиқ қамал қилса, йәнә бир тәрәптин ахбарат оюни ойнап пүтүн дуняниң көзини бойимақчи болған.

Һалбуки, хитайниң бу урунуши америкиниң “30-декабир йәкән вәқәси” гә билдүргән инкаси билән суға чилашқан. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин баянатчиси марийә һарф ханим 30-декабир мухбирларни күтүвелиш йиғинида йәкәндә йүз бәргән қанлиқ тоқунушни тилға елип инкас билдүргән.

У баянатида: “америка һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном районида йүз бәргән бир қатар вәқәләргә йеқиндин диққәт қиливатиду. Биз җуңго һөкүмитидин давамлиқ өз пуқралириниң әркинликигә капаләтлик қилишини, пуқраларниң өз наразилиқлирини очуқ-ашкара вә тинч йол билән ипадиләш һоқуқиға йол қоюшини чақиримиз шундақла өз пуқраларниң өч елишидин әнсиримәсликини тәвсийә қилимиз.”

Һарф ханим мунуларни тәкитлигән: “америка һөкүмити йәнә уйғур хәлқини зорлуқ күч усулини таллимаслиққа, җуңго хәвпсизлик қисимлирини өзини тутувелишқа чақириду.”

Һарф ханим йәнә 28-өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси һәққидә тохтилип мундақ дегән: “америка йәнила көзитиш позитсийәсидә турмақта, һазирға қәдәр америка бу вәқәни ‛террорлуқ һуҗуми‚ дәп бекиткини йоқ”.

Америкиниң уйғур елида йүз бәргән қанлиқ вәқәләргә тутқан позитсийиси хитай тәрәпниң күчлүк наразилиқини қозғиған. Нәқ мәйданда турған бир нәпәр хитай мухбири америка һөкүмитини русийәдә йүз бәргән волгаград вәқәси билән шу күни йәкәндә йүз бәргән вәқәгә “икки хил өлчәм” тутқанлиқи билән әйиблигән.

Һарф ханим җаваб берип мундақ дегән: “америка бу һәқтә техи йетәрлик учур вә дәлил-испатқа еришмәй туруп алдирақсанлиқ билән һөкүм чиқармайду. Биз бу вәқәниң арқиға йошурунған реал пакитларни топлимақтимиз. Биз бу ишқа нисбәтән өзимиз мустәқил топлиған пакитлар бойичә муамилә қилимиз.”

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, америка башлиқ дунядики демократийә вә инсан һәқлирини қоллайдиған әлләрниң хитайниң ахбарат оюниға һәргиз әгәшмәйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Рабийә ханим йәнә, дуня уйғур қурултийиға вакалитән “30-декабир йәкән вәқәси” вә йиллардин буян уйғурлар вәтинидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләрниң түп сәвәбчисиниң хитай һөкүмитиниң басқун сиясити икәнликини көрсәтти.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.