Қарақаштики бир кәнт сақчиси: абдуләһәд баққал “тәрбийәләш” тә җан үзди
2018.06.11

Аңлиғучилиримиздин бири 3 һәптиниң алдида радийомизға учур йоллап, хотәнниң навағ кәнтидә абдухелил абдуқадир исимлик бир кишиниң “тәрбийәләш мәркизи” дә җан үзгәнликини мәлум қилған иди.
Мухбиримиз мәзкур вәқәни ениқлашлири давамида, қарақаш наһийәсидә йәнә башқа бир кишиниң йәни чинивағ йезисидики абдуләһәд баққалниң йеқинда тәрбийәләш мәркизидә өлгәнлики паш болди. Сақчи хадими 3 нарәсидә балиниң атиси болған 37 яшлиқ абдуләһәд баққалниң “тәрбийәлиниш” җәрянида қорқуп кетип қан бесими өрләп кәткәнлики вә бу сәвәбтин һаятидин айрилғанлиқини баян қилди.
Радийомиз тор бетигә йезилған бу һәқтики инкаста, “тәрбийәләш лагери” да өлгән абдухелил абдуқадирниң хотәнниң навағ кәнтидин икәнлики баян қилинған. Әмма навағ кәнтиниң хотәнниң қайси наһийә, қайси йезисиға тәәллуқ икәнлики билдүрүлмигән. Шуңа биз аввал хотән вилайәтлик сақчи орунлириға телефон қилип, “тәрбийәләш лагери” да җан үзгән абдухелил абдуқадирниң қайси наһийәгә тәвә икәнликини сүрүштә қилдуқ. Телефонимиз қобул қилған бәзи сақчи хадимлири, өзлириниң һәқтә мәлумати йоқлуқини, бәзиләр болса, бу һәқтә җаваб бериш салаһийити йоқлуқини баян қилди. Телефонимиз бағланған қарақаш наһийәсиниң чинивағлиқ йезилиқ сақчи хадими мәзкур йезида навағ дәп бир кәнт йоқлуқини, әмма, 13-кәнттә 37 яшлиқ абдуләһәд баққалниң йеқинда лагерда җан үзгәнликини паш қилди.
Мәлум болушичә қарақаш наһийәсиниң топ базирида баққалчилиқ қиливатқан 37 яшлиқ абдуләһәд, өткән йили 12-айда лагерға әкетилгән. Дейилишичә, лагер ичидики җиддий вә қорқунчлуқ кәйпият вә әнсиз соал-сорақлар, абдуләһәд баққалниң уштумтут қан бесими өрлишигә сәвәб болған, бу униң өлүмигә түрткә болған. Игиләнгән учурлардин абдуләһәд баққалниң аялиниңму лагерда икәнлики, 3 балиси барлиқи, үчилисиниңла яшта кичик икәнлики мәлум, әмма бу балиларға нөвәттә кимниң қараватқанлиқи мәлум әмәс.
Лагер ичидики вәзийәтниң җиддийлики вә қорқунчлуқлиқи һәм һәр хил паҗиәләрниң һәр күни йүз бериватқанлиқи, радийомизға һәр хил шәкилдә йәткүзүлмәктә. Әмма хитай даирилири, паҗиәләрниң йүз бәргини әмәс, лагерларниң мәвҗутлуқиниму инкар қилмақта. Өткән айда игилигән учуримизда қорғас көкталалиқ пәйзулла утуқниң лагердин бойни яридар һалда қачқанлиқи ашкариланған болса, өткән һәптә ғулҗа хәнбиңдики абдурешит сәләй һаҗиниң беши теңиқлиқ һаләттә җәситиниң өйигә қайтурулғанлиқи ашкариланған иди.