Или деһқанлири йәрләрни қайта тизимлашниң давамлишиватқанлиқини билдүрди
2017.09.26

Йеқинда хитай йеза-игилик министирлиқи “йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш уқтуруши” ни елан қилип, бундин кейин терилғу йәрләрниң деһқанларниң “муқим мүлки” гә айлинидиғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур дияриниң җәнуп-шималидики йезиларда деһқанларниң йәрлирини қайта тизимлаш иши җиддий давамлашмақтикән. Көзәткүчиләр, уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлири “тәрәққият райони” дегән намда хитай ширкәтлиригә мәҗбури сетип берилгән, көп қисим уйғур деһқанлири йәрсиз қелип “ялланма әмгәк күчи” гә айланған бир шараитта, хитайниң бу сиясәтни оттуриға чиқиришидин қаттиқ әндишә һес қилмақта.
“шинҗаң гезити” ниң бу йил 1-апирилдики хәвиридә уйғур аптоном районидики деһқан-чарвичилар һөддигә алған терилғу йәрләрниң һоқуқ тәвәлики бекитилип, йәр кинишкиси тарқитилидиғанлиқи елан қилинған иди.
Мәзкур хәвәрдә йәнә 2011-йилидин 2014-йилиғичә болған арилиқта йезилардики терилғу йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитип ройхәткә алдуруш хизмитиниң санҗи, манас, бортала вә ақсу қатарлиқ 9 җайда синақ қилинғанлиқи тилға елинған.
Радийомиз зияритини қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, или диярида деһқанларниң терилғу йәрлирини тизимлаш иши бу йил әтиязда башланған икән.
Бу һәқтики тәшвиқат хәвәрлиридә бу қетимқи йәр тизимлашниң 2018-йилиниң ахириғичә тамамлинидиғанлиқи тилға елинған. Әмма уйғур аптоном райониниң бәзи районлиридики терилғу йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш хизмитиниң 2019-йили йеңи йилғичә тамамлинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән.
Хәвәрдә йәнә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиштики мәқсәт изаһлинип, йиллардин буян йәрниң һоқуқ тәвәлики ениқ болмаслиқ сәвәбидин келип чиққан маҗираларни яхши бир тәрәп қилиш вә алдини елиш үчүн бу сиясәт йолға қоюлғанлиқи тәкитләнгән.
Ғулҗа наһийисидин зияритимизни қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, 2009-йилдин 2012-йилғичә ғулҗа наһийисидә давамлашқан чиңхва көмүр ширкити қатарлиқ хитай ширкәтлириниң йәр игиләш һәрикитидә деһқанларниң йәрлири мәҗбури сетивелинған икән.
Илгири өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир ханимниң билдүрүшичә, 2010-йили ғулҗа наһийисидики пиличихаң көмүр кени бейҗиң чиңхва көмүр ширкитигә өткүзүп берилгән. Шундин кейин, мәзкур көмүркан җайлашқан пәнҗим йезисиниң юқириқи қисмидики қарияғач кәнтидә бақмичилиқ билән шуғуллинидиған қазақ чарвичилар билән бир қисим уйғурлар пүтүнләй көчүрүветилгән икән.
Шаһитларниң билдүрүшичә, тағдики яйлақлири билән бақмичилиқидин айрилған чарвичилар вә бир қисим уйғур деһқанлири нөвәттә йәрсиз қалған. Уларниң йәрлири мәҗбурий сетилғанда еришкән азғина пуллириму хәҗлинип түгигән. Нөвәттә бәзи деһқан-чарвичиларниң күндилик турмушини қамдишиму зор бир мәсилигә айланған икән.
Зияритимизни қобул қилған бир ханим, ғулҗа наһийәсиниң пәнҗим, чолуқай қатарлиқ йезилиридики деһқанларниң көп қисим терилғу йәрлири билән мевилик бағлириниң игидарчилиқ һоқуқидин аллиқачан айрилип қалғанлиқини, уйғур деһқанлири йәрдин айрилғандин кейин чиқирилған бу сиясәтниң или деһқанлириға һәқиқий мәнпәәт елип келишигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Ақсу шәһәрлик йеза һәмкарлиқ игиликини башқуруш идарисиниң башлиқи шяв чүнлин илгири “шинҗаң гезити” ниң зияритини қобул қилғинидиму йеридин айрилип қалған деһқан-чарвичилар мәсилисиниң еғирлиқини тилға алған иди.
Биз нөвәттә уйғур елида давамлишиватқан терилғу йәрләрни қайта тизимлаш шундақла йеңи йәр хетидики йәрниң игилик һоқуқиниң йәр игисигә мәңгүлүк тәвә болидиғанлиқи һәққидики мәсилиләрни ениқлаш үчүн ғулҗа наһийилик һөкүмәт вә наһийилик йәр башқуруш идариси қатарлиқ җайларға телефон қилдуқ. Һалбуки, наһийәлик йәр башқуруш идарисигә қилған телефонимиз җавабсиз қалди.
Ғулҗа наһийәлик һөкүмәт ишханисиға қилған телефонимиз уланған болсиму, әмма өзиниң мәзкур ишханида катип икәнликини билдүргән хитай кадир, йәрниң игидарчилиқ һоқуқиға аит бундақ инчикә мәсилиләрни йәр башқуруш идарисидин соришимиз керәкликини тәкитләп телефонни қоювәтти.