Хотәндики уйғур деһқанлириниң йәргә игидарчилиқ қилиш һоқуқи тартивелинмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.13
ghulja-qaradong-yeza-baykol-etiz-yer-aghdurush.jpg Намәлум кишиләр тәрипидин йерим кечидә ағдуруветилгән ғулҗа шәһири қарадөң йеза байкөл кәнтидә олтурушлуқ деһқан турсун турғунниң 8 мо буғдайлиқидин көрүнүш. 2013-Йили 17-май.
RFA

Хотән гезитиниң 8-сентәбирдики хәвиригә қариғанда, йеқинда хитай деһқанчилиқ министирлиқи йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш тоғрисида уқтуруш тарқатқан. Мәзкур уқтурушта һәр қайси җайлар йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш хизмитини тезлитип, 2018-йилиниң ахиридин бурун бу вәзипини тамамлиши керәклики билдүрүлгән. Йәрликтин игилигән мәлуматлар мәзкур сиясәтниң әмәлийәттә уйғурларниң терилғу йәрлирини хитай һөддигәрләргә әрзан баһада өткүзүп беришни, шундақла һөкүмәтниң йеза терилғу йәрлирини мәҗбурий йосунда өз илкигә өткүзүвелишни қанунлаштуруш үчүн чиқирилғанлиқидин дерәк бәрмәктә.

“хотән гезити”гә бесилған “деһқанчилиқ министирлиқиниң йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш, тизимлаш вә кинишка тарқитиш хизмитини илгири сүрүш тоғрисидики уқтуруши” да “йәр игидарлиқ һоқуқи, йәр ишлитиш һоқуқи вә башқа түрлүк һоқуқлирини етирап қилиш вә бекитиш-һоқуқ тәвәликини бекитиш дәп атилиду. Һәр бир парчә йәрниң һоқуқ тәвәлики йәрни тизимлашқа илтимас қилиш, йәр тәвәликини тәкшүрүш, вә бекитиш, ройхәткә елип тизимлаш, йәр кинишкиси тарқитиш қатарлиқ тәртипләр арқилиқ андин әң ахирида етирап қилиниду вә бекитилиду. Бу, йәрниң деһқанларниң ‛муқим мүлки‚ гә айланғанлиқидин дерәк бериду,” дейилгән шундақла “деһқанларниң коллектип игидарлиқидики йери дөләт тәрипидин башқа еһтияҗ үчүн еливелинса яки ишлитилсә, бәлгилимә бойичә деһқанларға толуқлима берилиду,” дәп изаһланған.

Илгири игилигән мәлумат вә инкаслардин хотән вә уйғур елиниң башқа җайлиридиму охшаш йәрлик деһқанларниң йәрлири, өй земинлириниң йоқилаң баһаниләр билән һөкүмәт тәрипидин әрзан баһада сетишқа мәҗбурлиниватқанлиқи һәтта зорлуқ билән тартивелиниватқанлиқи мәлум болған иди.

Ундақта, бу йеңи сиясәт уйғурлар 30 йиллиқ тохтам билән һөддигә елип терип келиватқан йәрлириниң бундин кейин йеңи йәр игилириниң қанунлуқ муқим мүлкигә айландурулудиғанлиқидин дерәк берәмду? бундин кейин деһқанлар йәрлиридин айрилип қелиштин әнсиримисиму боламду?

Бу һәқтә ениқ мәлумат елиш үчүн хотән вилайәтлик һөкүмәткә телефон қилдуқ. Телефонни алған хадим бу хизмәткә йәр башқуруш орунлириниң мәсул икәнликини дегәндин башқа җаваб бәрмиди.

Хотән вилайәтлик йәр земин башқуруш идарисигә телефон қилдуқ, телефонни алған хитай хадим, йәр тәвәликини бекитиш кинишкисиға қәйәрдин илтимас қилишни сориғинимизда, у бу хизмәтниң тунҗи қетим бултурдин башлап ишлиниватқанлиқини, өзиму илгири буниңға қатнашқанлиқини билдүрди. Әмма телефонниң “әркин асия радийоси” мухбиридин кәлгәнликини билгәндин кейин, бу ишларға ениқ чүшәндүрүш берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, “деһқанчилиққа мәсул кадирларни издәң” дәп телефонни қоювәтти.

Бу һәқтә хотәндики йәрлик деһқанлардин мәлумат елишқа тириштуқ. Лоп наһийисиниң мәлум йезисидин телефонни алған бир деһқан аял, йеқинда кәнт кадирлири кирип қолидики йәрләрни тизимлап чиқип кәткәндин кейин, “ялғуз икәнсән, бу йәрләрни теримайдикәнсән, пайдиланмайдикәнсән” дәп 3 мо йериниң 2 мосини айда 60 сом турмуш капаләт пули берип тартивалғанлиқидин шикайәт қилди.

Хитай һөкүмитиниң бу йеңи қарари оттуриға чиққандин кейинму, йәрлик һөкүмәт органлириниң юқириқи уқтуруш бойичә йәрлиридин айрилған, мәнпәәти, һәқ-һоқуқлири еғир дәхли-тәрузға учриған деһқанларниң һоқуқлирини капаләткә игә қилип, йәргә игидарлиқ һоқуқини қоғдашниң орниға, деһқанларниң йәрлирини болмиғур васитиләр билән тартивелишни йәниму җиддий елип бериватқанлиқи мәлум болди. Биз қарақаш наһийәлик һөкүмәткә телефон қилип, амминиң наразилиқини қозғаватқан бу мәсилини изаһлап беришни соридуқ.

Телефонни алған бир нөвәтчи кадир бу уқтурушиниң бултур 10-айдила чүшкәнлики вә бу йил йеңи йилниң алдида хизмәтни тамамлашқа тиришиватқанлиқини билдүрди. У, хәлқниң бу һәқтә наразилиқи барлиқини инкар қилди. Бу кадирниң билдүрүшичә, наһийәниң йолйоруқи бойичә, кәнтләр коллектип игиликидики ташландуқ йәрләрни һөкүмәтниң кеңәйтиш қурулушлириға өткүзүп бәргән икән. Кәнтниң қалдуқ йәрлиридә бәзи деһқанларниң шәхси йәрлири чиқилип кәткән болса, аммини рази қилиш үчүн бу мәсилини һәл қиливатқанлиқини, әмма һөкүмәттин деһқанларниң қолидин тәңшәп өткүзүвалған йәрләргә һәқ бериш һәққидә һечқандақ йол йоруқ болмиғачқа, деһқанларни қайил қилиш үчүн 9-айниң 20-гичә бу хизмәтни давамлиқ ишләшкә тоғра келидиғанлиқини билдүрди.

Буниңдин 2-3 йил илгириму, қарақаштики деһқанлар, қолидики терилғу вә бағвәнчилик қиливатқан йәрләрниң һөкүмәт тәрипидин мәҗбурий һалда тартивелинғанлиқи, даириләрниң бу йәрләргә мувапиқ һәқму бәрмәй, деһқанларни рази қилмиғанниң үстигә яңақ дәрәхлириниму қошуп тартивалғанлиқи һәққидә шикайәт қилған иди.

Демәк, нөвәттики җайларда җиддий елип бериливатқан йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш хизмитиниң пәқәтла йәниму көплигән деһқанларниң йәрлиридин айрилип қелишиға сәвәб болидиғанлиқини, униң буниңдин кейин деһқанларниң йәрлиридин мәңгүлүк айрилип қалидиғанлиқиға қануний һөҗҗәт тәйярлаватқанлиқини көрситип бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.