“һөддә йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш” кимләргә нәп йәткүзиду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.09.14
yer-dewasi-erzdar.jpg Қәшқәр нәзәрбағ йеза қазриқ кәнтидики уйғур деһқанларниң қолдин кәткән йәрлирини қайтурувелиш яки төләм елиш үчүн язған йүзлигән әрзлиридин бир өрнәк.
Social Media

“хотән гезити” ниң хәвиригә қариғанда, йеқинда хитай “йеза игилик министирлиқиниң йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш һәққидики уқтуруши” елан қилинған. Униңда йәр деһқанларниң “муқим мүлки” гә айлиниду дейилгән.

“шинҗаң гезити” ниң бу йил 1-апирилдики хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районидики 51 наһийә (шәһәр, район) дә 18 милйон мо йеза һөддә йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитип, кинишка тарқитиш вәзиписини орунлаштурған. Буниң ичидә, җәнубтики үч вилайәт, бир областта 8 милйон 58 миң 700 мо, шималда 9 милйон 941 миң 300 мо йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш вәзиписини тамамлайдиғанлиқи көрситилгән.

Тонуштурулушичә, уйғур аптоном райони буниң алдида 2011-йилидин 2014-йилиғичә йеза йәр һөддигәрлик һоқуқиниң һоқуқ тәвәликини бекитип ройхәткә алдуруш гуваһнамиси тарқитишни, санҗи, манас, бортала вә ақсу қатарлиқ 9 җайда синақ қилған икән.

“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида орунлаштурған 35 милйон 620 мо йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш вәзиписи 2019-йили тамамлинидикән. Нөвәттә даириләр бу хизмәтни уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәт вә бир областта җиддий елип бармақтикән.

Даириләр, бу һәқтики тәшвиқат хәвәрлиридә йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитиштә алди йәрниң һоқуқ тәвәлики ениқ болмаслиқ сәвәбидин келип чиққан маҗираларни яхши бир тәрәп қилиш вә алдини елишни мәқсәт қилидиғанлиқини көрсәткән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур елида йәрлик аһалиләрни кәң көләмдә аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә солап, айлап һәтта йиллап чиқармайватқан бир вақитта, йәр тәвәлики һоқуқиға даир рәсмийәтләрни беҗириш ишлирини җиддий елип беришниң өзила гуманлиқ икәнликини оттуриға қойди.

Елшат һәсән әпәнди: “нөвәттики бу вәзийәттә уйғурлар йәр һоқуқини қоғдашқа даир рәсмийәтләрни беҗиришкә имкансиз, өз һәқ-һоқуқини қоғдашқа имкансиз, бундақ болғанда хитай һөкүмити уйғур деһқанлириниң қолидики йәрлирини техиму асан тартип елип, хитай көчмәнлиригә өткүзүп берәләйду. Әмәлийәттә, бу сиясәт зиддийәтни кәскинләштүрүп, хитай һөкүмитиниң өзигиму, хитай көчмәнлиригиму пайдисиз бир вәзийәт яритиду. Чүнки уйғурларниң мәнпәити йәргә бағлақлиқ,” деди

Радийомиз илгири игилигән мәлуматларда йиллардин бери хитай һөкүмитиниң деһқанларға тутқан сияситиниң натоғриқлиқи, деһқанлар һөддигә алған йәрлиригә немә теришни өзлири бекитәлмигәнниң үстигә, баҗ-селқниң көплүки вә һашар қатарлиқ сәвәбләрдин йәрниң чиқими пайдисидин көп болуп кәткәнлики мәлум болған иди. Буниң билән деһқанлар йәрлиридин ваз кечип, башқиларға өткүзүп беришкә, деһқанчилиқини ташлап башқиларға яллинип ишләшкә мәҗбур болғанлиқи ашкариланған иди.

Бу һәқтә илгири зияритимизни қобул қилған уйғур деһқанлар өзиниң йәрлиридин селиқ вә һашар сәвәблик кечишкә мәҗбур болғанлиқини ейтқан иди. Бу мәсилиниң омумйүзлүк бир һадисә икәнлики “шинҗаң гезити” мисалға алған ақсу шәһәрлик йеза һәмкарлиқ игиликини башқуруш идарисиниң башлиқи шяв чүнлинниң сөзлиридин қайта дәлилләнди.

Шяв үнлинниң “шинҗаң гезити” мухбириға чүшәндүрүшичә, йәрниң һоқуқ тәвәлики ениқ болмаслиқ сәвәбидин келип чиққан маҗираларниң көпинчиси, илгири йәрниң қошумчә қиммити төвән, униң үстигә түрлүк деһқанчилиқ беҗи сәвәблик деһқанлар йәр теришни халимиған. Йеқинқи йиллардин буян, йәрниң қошумчә қиммити барғансери ешип, деһқанчилиқ беҗиму әмәлдин қалдурулған, униң үстигә, нурғун йеза-игилик ярдәм пули берилидиған болған. Шуниң билән йерини ташливәткән деһқанлар йерини қайтурувалмақчи болған.

Игилинишичә, даириләр йәрниң буниңдин кейин деһқанларниң “муқим мүлки” гә айланғанлиқи һәққидә сигнал бәргән. Демәк илгирики сиясәт уйғурларни йәрлиридин кечишкә, өткүзүп беришкә вә яки әрзан сетиветишқа мәҗбур қилған болса, нөвәттики сиясәт билән йәрниң һоқуқ тәвәлики ениқ бекитилип, пүтүнләй йәрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш архиплаштурулуп, буниңдин кейин деһқанларниң йерини һечким тартивалалмайдиған болидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди зияритимизни қобул қилип, “бу шундақла йәрлирини әрзан баһада өтүнүп бәргән вә яки тартқузуп қойғанларниң йәр һоқуқ тәвәликидин мәңгү мәһрум қалғанлиқини көрситиду,” деди. У йәнә“бу йеңи сиясәт уйғурларни йәрдин ибарәт иқтисадий капалитидин мәңгү айришни вә бу арқилиқ хитай һөкүмити билән хитай көчмәнлиригә мәңгү беқинди болуп яшайдиған һалға чүшүрүшни мәқсәт қилиду,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.