Рабийә ханим: хитайниң қаттиқ зәрбә бериш дегини әмәлийәттә интиқам елиш долқуни

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.05.27
yashlarni-terbiyelesh-rabiye.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси бинасида д у қ йеңи бир нөвәтлик яш актиплирини тәрбийиләш курсиниң ечилиш мурасимида сөз қилди. 2015-Йили 6-май, вашингтон.
RFA

Хитай мәтбуатлири уйғур районида өткән йили 22-марттин кейин башланған қаттиқ зәрбә бериш һәрикити давамида 181 аталмиш террорлуқ гуруһиниң бир тәрәп қилинғанлиқи вә зәрбә бериш долқуниниң ғәлибә қилғанлиқини елан қилди.

Бу мунасивәт билән уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим радиомизда сөз қилип, хитайниң мәзкур баянлириға позитсийә билдүрди, рабийә ханим сөзидә алди билән уйғур районида бултур давам қилған қаттиқ зәрбә бериш долқуниниң маһийәттә бултур йүз бәргән әтигәнлик базар вәқәси сәвәблик хитай дөлитиниң уйғур миллитидин интиқам елиш долқуни икәнликини илгири сүрди. Рабийә ханим йәнә хитайниң 181 террорлуқ гуруһи дегән мәлуматиға қарита охшимиған нуқтилардин пикир баян қилип, бу мәлуматниң маһийәттә уйғур мәсилисиниң хитайниң ички мәсилиси әмәс, хәлқаравий бир мәсилә икәнликини вә дуня дөләтлириниң арилишишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Соал: хитай бултур 22-май әтигәнлик базар һуҗумидин кейин башлиған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә 181 тәшкилатни байқап бир тәрәп қилғанлиқини, ғәлибә қилғанлиқини елан қилди, буниңға қарита дуня уйғур қурултийиниң чүшәнчиси немә?

Җаваб: буни мән 22-май әтигәнлик базар һуҗуми сәвәблик хитай дөлитиниң уйғурлардин интиқам елиш долқуни вә бу долқунниң аталмиш ғәлибисини тәбрикләш баянати дәп чүшинимән. Чүнки хитайниң өз хәвәрлиридә дейилгинидәк, бу қаттиқ зәрбә бериш долқуни 22-май вәқәси билән мунасивәтлик, әмма җазаланған аталмиш 181 террорлуқ гуруһиниң 22-май вәқәси билән һечқандақ алақиси йоқ. Демәк аянки, хитай 22-май вәқәсини пәйда қилған 5 уйғур сәвәблик, пүтүн бир уйғур миллитигә бир йил бойичә қаттиқ зәрбә бәрди. Бу қилмишни заманиви бир дөләт, заманиви бир милләт ғәлибә дәп қаримайду, уни тәнтәнә қилмайду. Чүнки, бир гуруппиниң һәрикити үчүн пүтүн бир милләттин интиқам елиш, мәйли қануний, мәйли әхлақий, мәйли сиясий нуқтидин иҗабий бир нәтиҗә әмәс, бу хил ибрәтлик бир нәтиҗини ғәлибә дәп давраң селиш, шәрқи түркистан вәзийитиниң буниңдин кейинки тәрәққиятидин әндишилинәрлик сигналларни бериду.

Соал : мәсилән қандақ сигналлар?
Җаваб: интиқам, болупму бир гуруппиниң қилмиши үчүн бир милләттин интиқам елиш, мәвҗут мәсилини һәл қилалмайду, әксичә техиму җиддийләштүриду, мурәккәпләштүриду. Бу интиқам долқуниниң нәтиҗиси пәқәт хитай миллити ичидики бир қисим милләтчилик җәһәттин әсәбий қараштики шәхс вә гуруппиларға тәсәлли бериши мумкин, әмма хитай миллитиниң омуми мәнпәәтигә хилап, бу тинчлиқ вә муқимлиқниң йилтизиға үсти-үстиләп палта уруш, хитай әнә шундақ қаттиқ зәрбә бәргәндин, һәтта аталмиш ғәлибисини елан қилғандин кейинму шәрқи түркистанда та бүгүнгичә бесиқмайватқан қаршилиқ һәрикәтлири буниң бир кичик мисали, шәрқи түркистан вәзийитидики барғансери яманлишишниң ениқ сигнали.

Соал: хитай тәрәп оттуриға қойған 181 террорлуқ гуруһи бир тәрәп қилинди, дегән санлиқ мәлуматқа қандақ қарайсиз?
Җаваб: хитай бүгүн 181 террорлуқ гуруһини бир тәрәп қилдуқму дейәләйду, 1800 ниму дейәләйду, 18000 ниму дейәләйду, чүнки хитайда бүгүн күч бар, адаләт йоқ, сақчи бар, сот йоқ, буниң үстигә әркин ахбарат йоқ, мустәқил тәкшүрүш гурупписи йоқ, хитай һөкүмити өзиниң сиясий мәнпәәтигә уйғун көргән һәрқандақ сан, һәрқандақ мәлуматни бериш имканиға игә; униң мәлуматидики хаталиқларни, сахтилиқларни сүрүштә қилидиған бир орган хитай дөлити ичидә йоқ, хәлқарада бар болсиму, хитайға нисбәтән күчсиз вә пассип; шуңа хитай һечқандақ бир пакит, һечқандақ бир тәпсилат, һечқандақ бир тәкшүрүш нәтиҗисини көрсәтмәй туруп, 181 гуруппа террорлуқ тәшкилати бар дейәлиди.

Соал: демәк, хитайниң мәзкур мәлуматиға гуман билән қарайдикәнсиз, ундақта, дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтә өз алдиға елип барған бир тәкшүрүш нәтиҗиси барму?
Җаваб: конкрет санлиқ мәлуматимиз йоқ, әмма қаттиқ зәрбә беришниң қандақ давам қилғанлиқи, кимләрниң һуҗум нишани болғанлиқи җәһәттә омуми мәлуматимиз бар. Дуняда уйғур вәзийити һәққидә бирдин‏-бир мустәқил хәвәр бериватқан әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң хәвәрлири вә өзимизниң вәтән ичидики алақә торлиримиздин игилишимизчә, қаттиқ зәрбә бериштә зәрбә нишани болғанлар 4 түрлүк кишиләр 1) гунаһсизлиқи бурун тәкшүрүлүп қоюп берилгән сабиқ гумандарлар, 2) җаза муддитини түгитип қоюветилгән сабиқ мәһбуслар, 3) һөкүмәтниң еғир зиянкәшликигә учриған вә бу сәвәбтин һөкүмәт үстидин шикайәт қилип йүргән әрздарлар, 4) һөкүмәт чәклигән хәвәр-учур мақалиләрни қол телефон вә компютерлирида көргән, сақлиғанлар; йәни әркин учур алмаштуруштин ибарәт әқәллий инсаний һәққини билип-билмәй пайдилинип қалғанлар, бу қетимқи интиқам долқунида җазаланғанларниң мутләқ көп қисмини игиләйду; хитайниң 96% гумандарни пилан һалитидә бир тәрәп қилдуқ дегиниму, әмәлийәттә дәл ашу нуқтини көрситиду.

Соал: сизчә немә үчүн хитай зәрбә бериш нишанини бундақ кеңәйтиду?
Җаваб: хитай даирилири 22-май вәқәсиниң җиддийчиликидә қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини елан қилди, әмма хитай сақчилири зәрбә бериш нишанини бекитиштә қийналди,, чүнки пүтүн уйғурларниң дәрди бир, арзуси бир, у болсиму, хитай һакимийитидин, хитай зулумидин қутулуш, әркинликкә еришиш; шуңа хитай сақчилири буйруқни орундаш үчүн вәқә туғдуруш еһтимали бар гумандарларни тепип әмәс, ясап чиқти, юқириқидәк йоллар билән. Мәсилән 5-июл вәқәсидә балиси ғайиб болуп кәткини үчүн әрз қиливатқан патигүл ғулам 28-май күни, балиси қарақчи зиянкәшликигә учриған нурунгүл тохти, 3-июн күни тутқун қилинди. Бир дөләт өз һакимийити астидики бир милләтни дөләтниң дүшмини дәп қариған вақтида, әлвәттә зәрбә бериш нишани мана мушундақ кеңийиду. Әмәлийәттә бу кеңийиш йеңи әһвалму әмәс, ваң лечүн 10 нәччә йил давам қилған қаттиқ зәрбә бериш долқунидиму зәрбә йегәнләрниң көпинчиси әмәлий қаршилиқ көрсәткәнләр әмәс, пәқәт һөкүмәт билән охшаш ой пикирдә болмиғанлар иди.

Соал: ундақта сиз, хитай елан қилған 181 террорлуқ гуруһи дегән мәлуматни мубалиғә яки мәнтиқсиз дәп қарамсиз?
Җаваб: алди билән әскәртидиғиним, хитайниң террорчи дегинини мән һөкүмәт билән қаршилашқучи дәп чүшинимән. Мушу хил чүшиниш бойичә, әгәр шәрқи түркистан хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ вә ғәзипини нәзәрдә тутсақ, мәзкур 181 дегән сан мубалиғә әмәс, бәлки кәм. Шәрқи түркистанда 10 нәччә йилдин бери йилда 3 ай давам қиливатқан қаттиқ зәрбә бериш долқуни вә бихәтәрлик тәдбирлирини ойлиғинимизда, бу 181 дегән сан мумкинсиз вә әқилгә уйғун әмәс. Әмма қандақ болушидин қәтийнәзәр бу сан интайин муһим бир сан, мән дуня җамаитини бу санға диққәт қилишқа, бу санниң арқисидики реаллиқни көзитишкә, ойлинишқа дәвәт қилимән. Чүнки хитайниң шу мәлумати раст дәп қаралғанда, бу йәрдә қорқунчлуқ бир мәнзирә оттуриға чиқиду: бир дөләтниң бир районида бир йил ичидә 181 террорлуқ гуруһи байқалса, бу дөләтни, бу районни қандақму тинч вә бихәтәр дөләт дегини болиду? билишимчә, дуняда қара тизимликтики террор гуруһлириниң саниму 180дин көп әмәс; әгәр реаллиқ шундақ болса, бу чоң хәвп-хәтәрниң мәнбәси мәйлий диний, мәйли сиясий, мәйли иқтисадий болсун, дуняға ашкарилиниши вә җиддий ойлишиши керәк, ялғуз хитай әмәс, пүтүн дуня баш қатуруши керәк.

Соал: уйғур мәсилисидә бүгүн дунядин үмид қилидиғиниңиз немә?
Җаваб: уйғур мәсилиси, қошнидарчилиқ сәвәби билән бүгүн оттура вә җәнубий асия, райондашлиқ мунасивити билән шәрқий җәнуби асия, динидашлиқ мунасивити билән оттура шәрқ, инсандарчилиқ нуқтисидин явропа, америка вә африқа дөләтлиригә четилидиған чоң мәсилә, мән, дуня уйғур қурултийи, дуня җамаәтчиликидин үмид күтүштә реалист, шуңа биз бүгүн башқа дөләтләрдин артуқчә үмид күтәлмәймиз, пәқәт мәсилини уларниң инсапиға тапшуримиз, әмма биз хитайға таянмисиму, өз хәлқини беқип кетәләйдиған америка вә явропа дөләтлирини хитай билән болған мунасивитидә өзлириниң қиммәт қаришиға һөрмәт билдүрүш нуқтисидин болсиму, уйғур мәсилисигә арилишишқа, хитай өзидики мәвҗут мәсилиләрни иқрар қилишқа мәҗбур болған бүгүнкидәк пурсәтләрдә, ениқ вә һәққаний позитсийә билдүрүшкә дәвәт қилимиз, мәнчә америка вә явропа дөләтлириниң хитайға мундақ бир соал қойидиған вақит кәлди:
Милләтләр сияситимиз адил, дөлитимиздә милләтләр инақ -иттипақ, уйғур райони чоң җәһәттин тинч вә муқим дегән идиңлар, пуқралиримизни мәбләғ селишқа, саяһәт қилишқа дәвәт қилған идиңлар, бунчә җиқ террорчилар нәдин вә қандақ пәйда болди? мәнчә хитайға дост дөләтләрниң хитайға һәқиқий достлуқини ипадиләйдиған вақит кәлди, достлири дейиши керәкки: мәвҗут мәсилә бастуруш билән түгимәйду, инсан қорқутуш билән тинчланмайду, тинч дуняни ортақ бәрпа қилайли, сән дөлитиңдики әң чоң вә җиддий мәсилә уйғур мәсилисини тинч йол билән һәл қил.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.