Уйғурлар немә үчүн совет-герман урушиға қатнашқан
2020.05.05
Аммиви ахбарат васитилири мәлуматлириға қариғанда, сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири бу йили 1941-1945-йиллар арилиқида йүз бәргән совет-герман урушида фашизим үстидин қазинилған ғалибийәтниң 75 йиллиқини хатирилимәктә. Әйни вақитларда совет иттипақи билән германийәгә қарши турған иттипақдаш америка қошма штатлири, әнглийә вә фирансийә қатарлиқ мәмликәтләрму бу вәқәгә чоң етибар бәрмәктикән.
Игилишимизчә, совет иттипақи тәркибидики оттура асияда яшаватқан қазақ, өзбек, қирғиз вә башқиму хәлқләр билән бир қатарда уйғурларму уруш йиллири герман әскәрлири бесивалған совет территорийәлирини, шундақла явропа әллирини азад қилиш җәңлиригә қатнашқанкән. Йүзлигән, миңлиған уйғурлар шу уруш мәйданида қурбан болған. Шуниң үчүн һәр йили уйғурлар арисидиму бу күнни хатириләш әнәнигә айланған.
Радийомиз зияритини қобул қилған “туран” университетиниң дотсенти, тарих пәнлириниң кандидат доктори зулфийә каримова ханим совет-герман урушида совет иттипақи 20 милйондин ошуқ адимидин айрилған болуп, йүзлигән йеза вә шәһәрләр вәйран болғанлиқини, шу җүмлидин уйғурларниңму қаттиқ зәрдаб чәккәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “йәттису уйғурлириниң урушниң алдинқи йиллириму көп синақларға дуч кәлгәнлики мәлум. Совет иттипақидики әң дәһшәтлик қирғинчилиқ 30-йилларниң ахирлириға тоғра келиду. Йәни совет һакимийити тәрипидин йүргүзүлгән сиясий тәқипләшләр нәтиҗисидә башқа хәлқләр билән бир қатарда уйғурларму көп азаб чәкти. Хәлқ ичидин чиққан көплигән дөләт, партийә, мәдәнийәт әрбаблири етилип кәтти. Буни аз дегәндәк, 1941-йили башланған совет-герман уруши төт йилға созулуп, милйонлиған адәм уруш мәйданида, бесивелинған шәһәр-йезиларда, лагерларда вапат болди. Бу урушқа пүткүл совет хәлқи атланғанлиқтин совет тарихида бу уруш улуғ вәтән уруши дегән нам алғаниди. Уйғурлар олтурақлашқан шәһәр вә йезилардин миңлиған адәм урушқа атланди. Уларниң ичидин, мәсилән, мәсим яқупоф, сүлфи лутпуллин, дадаш бабаҗанов, мөрдүн тейипоф уруш мәйданида қәһриманлиқ көрситип, совет иттипақиниң қәһримани атиқини алған. Бу совет һөкүмити шу вақитта тәсис қилған әң юқири атақ иди.”
Совет-герман уруши қатнашқучилири наһайити аз қалғанлиқтин биз уларниң бәзилириниң пәрзәнтлирини зиярәт қилдуқ. Шуларниң бири алмута шәһиридә яшайдиған марс баратоф әпәндиниң ейтишичә, униң дадисиниң төт акиси, йәни шерипидин, абдуҗелил, зунун вә зәйнавудун баратофлар урушқа атлинип, уларниң бири еғир яридар болуп қайтип кәлгән, қалғанлири уруш һәрикәтлиригә қатнишип, кейинирәк изсиз йоқап кәткән икән. Буларниң барлиқи алмута вилайитиниң челәк йезисидин һәрбий сәпкә чақиртилған. Марс баратоф мундақ деди: “кейинки вақитта иккисиниң қәйәрдә йәрләнгәнликини билдуқ. Шуларниң бири баратоф зунун уруш башланғандин башлап урушқа қатнишип, шу йили өктәбир ейида қоршавда қалған. Кейин дерәксиз йоқап кәткән. Йәнә бир акиси абдуҗелил тоғрилиқ москва шәһиридики “хатирә китаби” дин тепилди. Москва шәһиридики василковский туприқиға йәрләнгән икән. 2015-Йили русийәниң қазақистандики әлчиханисиниң ярдими арқилиқ москваға бардуқ.”
Марс баратоф йәнә уларни москвада һәрбий қисимниң вәкили күтүвелип, 18-апрелда мәзкур тупрақта уруш қатнашқучилири билән учрашқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “уруш қатнашқучилири бизгә миннәтдарлиқини ейтти. Боваңларниң қәһриманлиқи арқисида биз мана һазир бәхтлик яшаватимиз. Биз туғулған қаратуруқ юртидин елип кәлгән топиларни шу туприқиға чачтуқ һәм қуран оқуттуқ. Тупрақниң архипи бар икән. Шуниң вәкили чоң дадимиз тоғрилиқ ейтип бәрди. У җәң мәйданида еғир яридар болуп, һәрбий госпиталда қайтиш болғаникән. У вақитларда һәммиси совет һөкүмитидә яшиғанлиқи үчүн вәтән бир болған. Әскәргә чақирғандиму миллитигә қаримай алатти.”
Биз йәнә бир уруш қатнашқучиси мирзигүл насирофниң оғли миршекәр насироф билән алақиләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “дадам 1942-йили совет-герман урушиға чақирилди. У вақтида совет иттипақида яшаватқан милләтләр арисида уйғур, қазақ, татар вә башқа милләтләр бар иди. Советлар иттипақиниң пуқралири болғачқа, уйғур қиз-йигитлириму шу урушқа қатнашқан иди. Бу йиллири коммунистик партийәниң идейологийәсиму юқири дәриҗидә иди. Униң башқурған сталинниңму абруйи наһайити юқири болғанти. Дадимиз алмутадики қисқа муддәтлик һәрбий курстин өткәндин кейин җәңләргә қатнашти. Икки йил давамида көплигән шәһәр-йезиларни дүшмәндин азад қилишқа қатнашти.”
Мәлумки, өткән әсирниң 40-йиллири уйғур диярида шәрқий түркистан миллий азадлиқ һәрикити қанат йейип, буниңға совет иттипақи йеқиндин арилашқаниди. Совет иттипақи бу җәһәттә көплигән пиланлар қуруп, шуларниң бири совет офитсерлирини мәхсус тәйярлиқтин өткүзүп, йошурун киргүзүш болған иди
Миршекәр насироф сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “шу йиллири сталинниң шәрқий түркистанда партлиған миллий азадлиқ инқилабқа ярдәм бериш үчүн йошурун буйруқи чиқип, 25 яшқичә болған мусулман җәңчиләрни әвәтиш қарар қилинғанти. Дадамму шу тизимға кирди. Көп өтмәй 300 җәңчи ташкәнт һәрбий мәктипигә йәткүзүлди. Кейин әнҗан вилайитидә һәрбий тәйярлиқтин өтти. Кейин мурғаб вадисида җәң қилиш бойичә мәшиқ қилди. 1944-Йили бир топ совет җәңчилири қорғас арқилиқ ғулҗаға өтти. яш офитсерлар һәрбий қисимларға тәқсим қилинди. Капитан насироф мәхсус атлиқ ескадронниң командири болуп, тәстиқләнди.”
Миршекәр насирофниң ейтишичә, униң дадиси миллий армийә тәркибидики айрим атлиқ дивизийониниң командири лавазимида ақсу тәвәсидә җәң қилишқа әвәтилгән икән. Лекин совет иттипақиниң арилишиши билән шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити вә гоминдаң оттурисида пүтүлгән 11 маддилиқ келишимдин кейин, мирзигүл насироф 1946-йили 7-айларда өз дөлитигә қайтип кәткән.
Игилишимизчә, һазир илгири совет иттипақи тәркибидә болған җумһурийәтләрдә, шу җүмлидин қазақистандиму фашизм үстидин қазинилған ғалибийәтниң 75 йиллиқини дағдуғилиқ атап өтүш тәйярлиқлири көрүлгән болсиму, әмма дуняға тариған корона вируси сәвәбидин барлиқ паалийәтләр тохтитилғанкән. Илгири һәр йили 9-майда ғалибийәт күни хатирилинип, бу күни уруш қатнашқучилири билән учришишлар вә һәр қандақ башқиму паалийәтләр өткүзүлүп кәлгән иди. Һазир шу урушқа қатнашқанларниң мутләқ көп қисми вапат болған.
Совет һакимийитиниң өзиниң қурулған биринчи күнлиридин башлапла қол астида яшаватқан һәр хил милләтләрниң қәдимидин келиватқан миллий әнәнилирини, өрп-адәтлирини инкар қилип, өзиниң мәқсәт-муддиасини мәҗбурий теңип кәлгәнлики мәлум. Совет идейологийәсидин, қанун-қаидилиридин баш тартиш, уларға беқинмаслиқ дайим сиясий, идийәвий саватсизлиқ сүпитидә қарши елинған. Уруш йиллириму совет хәлқи, шу җүмлидин оттура асиядики уйғурларму әнә шу совет қаидилиригә бойсунушқа мәҗбур болған. Шу сәвәбтин юртлирини, аилилири ташлап, уруш мәйданиға атлиништин, арқа сәптә еғир ишларниң орунлаштин башқа амали қалмиғаниди.