Америка аләм учқучилири америка туприқидин аләм бошлуқиға йол алди
2020.05.31
Шәнбә күни америка аләм қатниши идариси 9 йиллиқ сүкүттин кейин, тунҗи қетим америкида ясалған ракета арқилиқ америка аләм учқучилирини америка туприқидин аләм бошлуқиға йоллиди.
Шәнбә күни америка аләм қатниши идариси 9 йиллиқ сүкүттин кейин, тунҗи қетим америкида ясалған ракета арқилиқ америка аләм учқучилирини америка туприқидин аләм бошлуқиға йоллиди.
Шу җай вақти 30-май чүштин кейин саәт 3 тин 22 минут өткәндә “Falcon 9” йәни “шуңқар 9” намлиқ ракета америкилиқ икки аләм учқучиси олтурған аләм бошлуқи капсулини елип, флорида штатиға җайлашқа кеннедий аләм қатниши базисидин аләмгә-хәлқара аләм бошлуқи истансиға қарап көтүрүлди.
Мәзкур ракетани америкадики милярдер елан масик игидарчилиқидики “SpaceX” аләм тәтқиқати технологийә ширкити ясап чиққан болуп, бу америка аләм қатниши идарисиниң тунҗи қетим бир шәхсий ширкәт ясиған ракета арқилиқ аләм учқучилирини хәлқара аләм бошлуқи истансиға йоллиши болуп һесаблинидикән.
Америка аләм қатниши идариси 2011-йили июлда “атлантис” намлиқ аләм кемиси әң ахирқи учуш вәзиписини тамалиғандин кейин америка туприқидин ракета арқилиқ аләм кемиси вә аләм учқучилирини аләм бошлуқиға йоллаш ишлириға хатимә бәргән.
Мәзкур идарә шундин кейин русийәгә тайинип өз алимлири вә аләм учқучилирини хәлқара аләм бошлуқи истансиға йоллашни давам қилған.
“сода хәвәрлири тори” ниң билдүрүшичә, америка һөкүмити һәр бир қетимлиқ сәпәрдә русийәгә бир орунға 80 милйон доллар төләп кәлгән икән.
“шуңқар 9” намлиқ ракетаниң нәтиҗилик қоюп берилиши, америкиниң бундин кейин аләм қатнишида башқиларға тайиниш вәзийитигә хатимә берилгәнликтин дерәк беридикән.
Шәнбә күндики қоюп бериш мурасимиға аләм қатниши идариси хадимлири вә “SpaceX” ширкитиниң мәсули елан масктин башқа йәнә президент доналд трамп, муавин президент майк пәнс қатарлиқ юқири дәриҗилик һөкүмәт әрбаблириму қатнашти.
Президент доналд трамп “шуңқар 9” намлиқ ракета нәтиҗилик қоюп берилгәндин кейин сөзлигән нутқида, буниң америкиниң аләм қатнишиға болған әқидисиниң йеңиланғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини ейтти.
У мундақ деди: “биз пүтүн дуня һәсәт қилғудәк бир органни барлиққа кәлтүрдуқ. Биз йеқинда марсқа қонимиз вә узунға қалмай тарихта тәсәввур қилинип бақмиған әң илғар қоралларни ясап чиқимиз. Мән уларниң чертйожлирини көрүп болдум вә көзлиримгә ишәнмәй қалдим. Америка қошма штатлири бир дуня дуня йетәкчиси сүпитидә өз нопусини қайта тиклиди.”
У йәнә, әләм бошлуқида иккинчи болуп қалса, йәршарида биринчи болушниң мумкинсизликиниму қошумчә қилди.
Америка аләм қатниши идарисиниң тор бетидики тарихий материялларға қариғанда, сабиқ совет иттипақи “соғуқ мунасивәтләр уруши” таза юқири пәллигә чиққан мәзгилдә йәни, 1961-йили 12-апрел юри гаргарин исимлик бир аләм учқучисини аләм бошлуқиға чиқирип йәршари орбитисини айландурғандин кейин, америкиниң әйни чағдики президенти җон кеннедий аләм техникисида совет иттипақиға йетишивелиш, һәтта униңдин ешип кетиш қарариға келиду.
У, 1961-йили 25-май америка дөләт мәҗлисидә чақирилған бир алаһидә йиғинда өзиниң юқириқи қарарини елан қилиду вә айға чиқиш ғайисини оттуриға қойиду.
Кеннедийниң рәһбәрликидики мәзкур улуғвар ғайә 1969-йили 20-июл “аполло 11” намлиқ аләм кемиси ай шариға нәтиҗилик қонғанда әмәлгә ашиду. Америкилиқ аләм учқучиси нейл армстроң ай шариға дәссигән тунҗи инсан болуп қалиду.
Мәлуматларға қариғанда, шундин башлап һазирға кәлгүчә америка аләм қатнишида йетәкчилик орнини сақлап кәлгән болсиму, 2011-йилиға кәлгәндә америка аләм қатниши идариси өз алдиға ракета ясаш вә америкида ясалған аләм кемилирини аләм бошлуқиға чириш тәтқиқатиға хатимә бериду вә хәлқара аләм бошлуқи истансиға алим-тәтқиқатчи вә керәклик әшяларни йоллашта русийәгә тайинишқа башлайду.
Буниң алди-кәйнидә, аләм техникисида америкиға йетишивелиш ғәризидики хитай қатарлиқ әлләрму аләм техникисиға зор мәбләғләрни селип бир қисим илгириләшләрни қолға кәлтүриду.
Мәсилән, хитай 2007-йили 24-өктәбир аләм бошлуқиға учқучилирини чиқириду вә ай шариниң орбитисини айланған 5-дөләт болуп қалиду. 2019-Йили 3-январ ай шариға ай шарини тәкшүрүш машинисини қондуриду вә 2029-вә 2030-йиллири арисида айға аләм учқучилирини қондурушни пилан қилиду.
Доналд трамп америка президенти болуп сайлинип узун өтмәй, йәни 2017-йили июлда 1989-йили қурулуп, 1993-йили әмәлдин қалдурулған америка дөләтлик аләм бошлуқи кеңишини әслигә кәлтүрүп, муавин президент майк пәнсни рәис қилип бекитиду.
Мәзкур кеңәш шундин кейин җиддий һәрикәткә өтүп 2011-йилидин буян хадимлирини қисқартип кичикләп кәткән америка аләм қатниши идариси қайтидин җанландуриду.
30-Май флоридадики кеннедий аләм қатниши базисида нутуқ сөзлигән муавин президент майк пәнс башқа әлләрниң аләм техникисиға селиватқан мәбләғлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “дуняниң һәммә йеридә башқа әлләр аләм техникисиға зор мәбләғләрни селиватқанда, президентимиз биз худди һава, йәр вә деңизда алдинқи қатарда турғандәк, америкиниң аләмдиму һөкүмран орунда турушини капаләткә игә қилиш үчүн һәл қилғуч қәдәмләрни алди. Биз қораллиқ қисимлиримизниң 70 йилдин көпрәк вақиттин буянқи әң йеңи тармиқи-америка қошма штатлири аләм бошлуқи қисмини қуруп чиқтуқ.”
Америка қошма штатлири аләм бошлуқи қисми 2019-йили 1-сентәбир қурулған иди.
Роберт бәһнкән (Robert Behnken) вә доуглас һурлей (Douglas Hurley) қатарлиқ икки нәпәр америкилиқ аләм учқучисини елип “шуңқар 9” намлиқ ракета билән шәнбә күни аләмгә көтүрүлгән “әҗдиһа аләм бошлуқи капсули” 19 саәттин кейин хәлқара аләм бошлуқи истансиға йетип барди. Учқучлар истанса бөлмисигә бихәтәр һалда қәдәм қойди.
Бәзи мәтбуатларда буниң америка аләм қатниши техникисида йәнә бир йеңи сәһипә ечилған тарихий дәқиқә икәнлики көрситилмәктә.









