Ма шиңруй: “американиң шинҗаңға йүргүзгән ембаргоси 144 дин артуқ карханиға тәсир қилди”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.03.12
erkin-tunyaz-ma-xingrui Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй(сода) билән уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз хитай хәлқ қурултийи шинҗаң вәкилләр йиғинида. 2024-Йили 7-март, бейҗиң.
REUTERS/Florence Lo

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй американиң уйғур елигә қарита йүргүзгән ембаргоси райондики 144 дин артуқ карханиға тәсир қилғанлиқини вә бу районниң тәрәққиятидики “әң чоң тосалғу” ға айланғанлиқини бейҗиңда өткүзүлүватқан хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғинида очуқ ашкара тилға алған. Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу мәҗбурийәт әмгикигә қаритилған җазаниң мәлум дәриҗидә үнүмлүк болғанлиқини көрситип беридикән. Шуниң билән бир вақитта, улар американиң җазани пүтүн хитайға кеңәйтиши керәкликини илгири сүрмәктә.

“хитай гезити” ниң 7-марттики мәхсус хәвиригә асасланғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй бейҗиңда өткүзүлүватқан хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң “шинҗаң вәкилләр өмики” гуруппа музакирә йиғинида сөз қилип, ғәрбниң уйғур елигә қарита йүргүзгән ембаргоси райондики 144 дин артуқ карханиға тәсир қилған қилғанлиқини илгири сүргән.

Ма шиңруй мундақ дегән: “америка ‛тоқулма испатлар‚ ға тайинип, шинҗаң карханилирини ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп әйибләп җаза йүргүзди. Бу 144 дин артуқ карханиға тәсир қилди. Бир қисим ғәрб дөләтлириниң шинҗаң уйғур аптоном районидики карханиларни нишан қилған ‛мәҗбурий әмгәк‚ қатарлиқ асассиз әйибләшни асас қилип йүргүзгән җазаси бу район тәрәққиятидики әң чоң тосалғуниң биригә айланди”.

Америка хитайниң уйғурларни аз мааш яки һеч мааш бәрмәй ишләшкә мәҗбурлаш қатарлиқларни өз ичигә алған мәҗбурий әмгәккә селиш вә кәң көләмдә лагер-түрмиләргә солаш қилмишини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблимәктә. Америка һөкүмити 2020-йили 9-июл күни хитайниң уйғур елидики 4 нәпәр әмәлдарини “йәр шари магнетиский қануни” арқилиқ җазалиғаниди. Америка уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго, уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң сабиқ секретари җу хәйлун, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң назири ваң миңшән, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң партком секретари хо люҗүн қатарлиқ 4 нәпәр әмәлдарни вә уларниң аилә тавабиатлирини җазалаш тизимликигә киргүзгәниди. Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси шөһрәт закир вә уйғур аптоном райониниң һазирқи рәиси әркин тунязму җазалаш тизимликигә киргүзүлгәниди.

Америка, канада, явропа иттипақи вә әнглийә 2021-йили 3-айда “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуши биңтүәни” билән 4 нәпәр хитай әмәлдариға уйғурларни бастурушта ойниған роли сәвәблик ембарго қойған. Арқидинла америка “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” мақуллап, уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатларниң америка базириға киришини чәклигәниди.

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) ма шиңруйниң сөзигә инкас қайтуруп мундақ деди:

“хитайға қойған җазаниң ениқ тәсири бар. Ениқки бу ширкәтләр мәһсулатлириниң келиш мәнбәсини йошурушқа урунуп, мәҗбурий әмгәк ишлитишни йошуриду. Әмма америка бу ширкәтләргә җаза йүргүзмәктә. Мәнчә бу җаза уларниң експорт қилиш иқтидарини чәкләватиду. Бу, хитай коммунист партийәсиниң райондики иқтисадий тәрәққият нишанини әмәлгә ашуруш арқилиқ хәлқ үстидин ғәлибә қилишиға тәсир көрситиду. Мениңчә бу әпәндиниң сөзи американиң сияситини өзгәртәлмәйду. Бу нәрсиләр яхши испатланди. У йәрдә хитайларниң немә қиливатқанлиқи ениқ вә бәк қорқунчлуқ. Шуңлашқа, тоқулма әйибләш, тоқулма учур дегини маһийәттә ялған”.

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи 14-январ күни ахбарат елан қилип, йәнә 37 хитай ширкитини “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә җазалаш тизимликигә киргүзгәнликини җакарлиғаниди. Шуниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә җазалаш тизимликигә киргүзүлгән ширкәтләрниң омуми сани 144 кә йәткән. Бу қетим қара тизимликкә уйғур елидики муһим кан байлиқлирини ачидиған һәм пишшиқлап ишләйдиған даңлиқ ширкәтләр, “шинҗаң пахтиси” билән тоқумичилиқ мәһсулатлири ишләпчиқирип, пүтүн дуняға експорт қилидиған ширкәтләр вә күнтахтиларға ишлитилидиған киристаллиқ киримни ишләпчиқиридиған ширкәтләр қошулғаниди. Булар, хуафу кийим-кечәк ширкити, дуңхәй күнтахта техника ширкити, хуңйүән йешил енергийә чәклик ширкити қатарлиқ дуняға тонулған ширкәтләрни өз ичигә алғаниди.

Америкидики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) рдийомиз зияритини қобул қилип шиңруйниң сөзлиригә рәддийә бәрди. Униң қаришичә, бу мәҗбурийәт әмгикигә қаритилған җазаниң мәлум дәриҗидә үнүмлүк болғанлиқини көрситип беридикән. У мундақ деди:

“бу, мәҗбурий әмгәккә қаритилған җазаниң һеч болмиғанда мәлум дәриҗидә үнүмлүк болғанлиқини көрситип бериду. Әпсус, улар бәк кәскин болмиған қорал. Йәни улар мәҗбурий әмгәкни ишләткән карханилардин башқа наһайити көп карханиға тәсир көрситиду. Қандақла болмисун, бу йәрдә һечқандақ амал йоқ. Чүнки бейҗиң мупәттишләрниң районға керип тәкшүрүшигә йол қоймиғачқа, җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк күчи ишлитидиған завутларниң әң сәзгүр җайлирини көргили вә тәкшүргили болмайду”.

Ма шиңруй йәнә мундақ дегән: “улар (ғәрб дөләтлири) шинҗаңниң қайта намратлиққа чүшишини, йәни намратлиққа қайтип келишини халайду. Шуңа улар хитайниң тәрәққиятиға дәхли қилиш үчүн бөлгүнчилик һәрикәтлирини өз ичигә алған паалийәтләрни елип бариду”.

Доктор андерс кор ма шиңруйниң юқириқи сөзлиригә рәддийә берип мундақ деди: “бу тоғра әмәс. Әмәлийәттә җазаниң мәқсити америка вә башқа дөләтләрниң хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә болған наразилиқини көрситиш, һәмдә бу дәпсәндичилик вә хорлашқа қатнашмаслиқ. Шинҗаңда қул әмгикидә ишләпчиқирилған әрзан баһалиқ таварларни сетивелиш қул әмгикини қоллашқа йошурун қатнишишидур. Шуңа бу әхлақсизлиқтур. Җазаниң пәқәт 144 карханиға тәсири қилиши униң үнүминиң йетәрлик әмәсликини көрситип бериду. Бу җаза башқа нурғун карханиларға тәсир көрситиши керәк. Хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селип ишлитиш үчүн хитайниң һәрқайси җайлириға йөткигәнлики билинмәктә. Бу сәвәбтин америка җазани пүтүн дөләткә кеңәйтиши керәк”.

Бу, ма шиңруйниң тунҗи қетим америка қатарлиқ ғәрб әллириниң уйғур елидики бастурушлири вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши йүргүзгән җазасиниң райондики 144 дин артуқ карханиға тәсир қилған қилғанлиқини вә буниң районниң тәрәққиятидики “әң чоң тосалғу” ға айланғанлиқини хитайниң мәмликәтлик йиғинида очуқ ашкара тилға елишидур. Ма шиңруй бу сөзләрни хитай таратқулири уйғур елиниң ташқи содиси һәссиләп көпийип, мәбләғ вә саяһәтчилик гүллиниватқанлиқи, иқтисадниң җуш уруп раваҗлиниватқанлиқини қаттиқ давраң қиливатқан бир пәйттә оттуриға қойған.

Ундақта ма шиңруй немә үчүн бу сөзләрни хитай таратқулири уйғур елиниң ташқи содиси һәссиләп көпийип, мәбләғ вә саяһәтчилик гүллиниватқанлиқи, иқтисадниң җуш уруп раваҗлиниватқанлиқини қаттиқ давраң қиливатқан бир пәйттә оттуриға қойиду?

Доктор раймонд ко соалимизға җаваб берип мундақ деди: “бу бәлким асассиз болуши мумкин. Әмма бу хитай коммунист партийәсиниң ички сияситигә мунасивәтлик болуп, бу мени һәйран қалдурмайду. Бу мәркизи һөкүмәтниң шинҗаңға болған диққитини техиму тартиду. Бу йәнә милләтчиликниң түрткисигә мунасивәтлик. Иқтисадниң астилишиға америка сәвәб болди дәп американи әйибләп, бу хитай компартийәсиниң хаталиқи әмәс дәватиду. Андин, пәқәт хитай коммунист партийәсила уйғурларниң мәнпәәтини көздә тутидиғанлиқини илгири сүрүватиду. Бу әмәлийәттә тоғра әмәс. Бу йәрдә мәсилини хитайниң иқтисадий системиси билән сиясий түзүлмисиниң ички зиддийити кәлтүрүп чиқармиди, мәсилини ташқи күчләр кәлтүрүп чиқарди демәкчи”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.