Ташкәнттә уйғур 12 муқами хәлқара фестивали болуп өтти

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.11.27
Uyghur-12-muqam-xelqara-munbiri-1024

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә уйғур 12 муқам хәлқара фестивали өткүзүлгән

tashkent-uyghur-12-muqam-08

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-01

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-02

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-03

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-04

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-05

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-06

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-07

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-09

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-10

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-11

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-12

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

tashkent-uyghur-12-muqam-13

Өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткүзүлгән уйғур 12 муқам хәлқара фестивалидин көрүнүш. 2024-Йили 23-ноябир, ташкәнт, өзбекистан RFA/Oyghan

23-24-Ноябир күнлири өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридики “хилтон меһманханисида “муқамлар—сәнитимиз таҗиси” мавзусида хәлқара фестивал өткүзүлди. У, өзбекистан “мәңгүлүк мирас” мәдәнийәт вә сәнәтни тәрғиб қилиш мәркизи һәмдә өзбекистан уйғур муқам ансамбили тәрипидин тәшкилләнгән. Өзбекистан җумһурийити мәдәнийәт министирлиқи, ташкәнт шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә башқа бирқанчә орун тәрипидин қоллап қуввәтләнгән.

Фестивалниң биринчи күни униң қатнашқучилири “jakeside hamilton” меһманханисиға орунлаштурулуп, улар уйғур миллий таамлири, кийим-кечәклири, саз әсваблири вә башқиму етнографийәлик қәдрийәтлири көргәзмисигә қатнашқан. Андин меһманлар чүшлүк тамақтин кейин ташкәнт шәһириниң мәдәний җайлирини зиярәт қилған вә “lazgi” ресторанида кәчлик тамақта болуп, консерт пирограммисини тамаша қилған.

Иккинчи күни фестивал қатнашқучилири өзбекистан хәлқ рәссами, академик леким ибраһимофниң “хилтон” меһманханисида уюштурулған йәккә көргәзмисини зиярәт қилған. Шу күни мәзкур меһманханиниң мәҗлисләр залида “уйғур 12 муқам сәнитини сақлаш, қайта тикләш вә илгири сүрүш” мавзусида хәлқара илмий муһакимә йиғини уюштурулди. Униңға өзбекистан дөләтлик сәнәт вә мәдәнийәт институтиниң пирофессори оразали тошматоф вә қазақистанлиқ сәнәтшунас ғилаҗидин османоф риясәтчилик қилди. Униңда “өмүрвайәт мирас” өзбекистан мәдәнийити вә сәнити тәрғибат мәркизиниң мудири лутфийә мирзайева, өзбекистан уйғур муқам ансамбилиниң рәһбири гүлзирә абләт, шуниңдәк башқиму идариләр вәкиллири мәзкур фестивалниң утуқлуқ өтүшини тиләп, барлиқ меһманларниң сәмимий тәбриклиди.

Илмий муһакимә йиғининиң асасий қисмида қирғизистан, қазақистан, таҗикистан, әнглийә, германийә, өзбекистан қатарлиқ мәмликәтләрдин кәлгән қатнашқучилар 20 дин ошуқ һәр хил мавзуларда доклатлар қилди. Қазақистандин рәссам әхмәтҗан әһәтниң “тәсвирий сәнәттә муқам”, пирофессор абдулҗан самсақофниң “уйғур 12 муқами”, таҗикистандин пәлсәпә пәнлириниң доктори абдувәли абдурәшидофниң “бухара вә уйғур тәмбурлирида күй иҗра қилиш услублири һәққидә”, өзбекистандин уйғур муқам ансамбилиниң рәһбири гүлзирә абләтниң “уйғур муқамлири вә өзбек мақамлири хусусида”, “турғун алиматоф җамаәт бирләшмисиниң рәиси әлишир алиматофниң “өзбек миллий музика вә муқамлирида һәрбий мавзу”, германийәдин музика университети опера иҗрачиси закир халел гүзәлниң “уйғур опералирида уйғур 12 муқамиға нәзәр” вә башқилар шулар җүмлисидиндур.

Радийомиз зияритини қобул қилған русийә уйғур җәмийитиниң рәиси рәфқәт садиқоф әпәнди мәзкур паалийәтниң юқири дәриҗидә, мәзмунлуқ, һәқиқий уйғур байрими роһида өткәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “биз наһайити хурсән болдуқки, сәвәби бу йәрдә достлуқ муһити болди. Һәммимиз бир милләттәк. Өзбек һөкүмити буниңға хуш болуп, күч чиқарди. Биз һәр хил йәрләргә саяһәт қилдуқ. Шу йәрләрдә мени хурсән қилған йери, өзбек хәлқи бизни өзигә охшашла әң йеқин қериндишидәк көрүп, музика, сәнәт, тил, һәммә тәрәптин биз бир хәлқ, дәп қарши алди. Шуниңдин мән наһайити тәсирләндим. Тәшкилатларға чоң рәһмәт.”

Биз мәзкур илмий муһакимә йиғинида “әҗдадлардин қалған муқам мирасимизни әвладларға йәткүзүш” мавзусида доклат қилған пешқәдәм устаз, алмута вилайитидики байсейит йезисиниң җамаәт әрбаби ғилаҗидин османоф әпәнди билән алақиләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, мәзкур фестивалниң рәсмий, алий дәриҗидә өтүшигә сәнәтшунас, муқамчи гүлзирә абләт вә униң йолдиши әрмидин тохтахунофниң көп күч чиқарғанлиқини алаһидә тәкитләп, мундақ деди: “илмий муһакимә йиғининиң асасий мәқсити уйғур хәлқ 12 муқамини қандақ қилип келәчәк әвладқа тапшуруш. Демәк хәлқимизниң һаятида 12 муқам тохтимай, раван давамлишиши керәк дегән мәқсәттә мушу йиғинни уюштурупту. Униңға нурғун әлләрдин меһманлар тәклип қилинған. Маңа бу наһайити яқти. Чүнки 12 муқам бүгүнки күндә дөләт академийәлик уйғур тиятирида артисларниң иҗрасида хели яхши орунлинип келиватиду. Лекин хәлқ ичидики хәлқ талантлири муқам ейтидиғанлири аз. Әмдики мәқсәт шуни ейтидиған яшлиримизни көпәйтиш керәк. Уни көпәйтиш үчүн һәр бир аилидә муқам аһаңи пат-пат яңрап туруши керәк”.

Ғилаҗидин османоф йәнә илмий муһакимә йиғинида оттуриға қоюлған бәзи пикир-тәклипләр үстидиму тохталди.

Хәвәрләргә қариғанда, ташкәнт шәһиридә өткән “муқамлар-сәнитимиз таҗиси” мавзусидики хәлқара фестивал “муқам наваси” консерт пирограммиси вә униң қатнашқучилирини тәқдирләш мурасими билән аяғлашқан.

Игилишимизчә, совет дәвридә, йәни 1960-1980-йиллири арисида ташкәнт шәһиридики өзбекистан дөләт радийо вә телевизийә комитетида ишлигән хеләм худабәрдийеф уйғур ансамбилини қуруш вә уйғур он икки муқамини рәтләш вә чиқириш ишлирида алаһидә тиришчанлиқ көрсәткән. Буниңдин ташқири йәнә тонулған сазәндә, композитор, мәмликәттики тунҗи уйғур миллий ансамбилиниң йетәкчиси болған һаким хеләмофму уйғур нахша-уссул ансамбилиниң қурулушиға һәм раваҗлинишиға, шуниңдәк башқиму атақлиқ уйғур сәнәткарлири билән бирликтә 12 муқамни рәтләш, магнитлиқ лентиға вә пиластинкиға елишқа зор төһпә қошқан. Өзбекистанға бирқанчә муқамчилар топлинип, уйғур 12 муқамини орундап мәхсус рәтләш елип берилған һәмдә бәзи тәтқиқатлар йүргүзүлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.