Парламент әзаси буғра қавунҗу түркийә ташқи ишлар министириға тайландтин қайтурулған 40 нәпәр уйғур тоғрисида соал қойди
2025.03.03

Түркийә “ийи” партийәсидин болған парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сатуқ буғра қавунҗу әпәнди, 2-айниң 28-күни түркийә парламентиға соал мәктупи сунди. У мәктупида түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин “тайландтин қайтуруветилгән 40 нәпәр уйғур тоғрисида түркийә ташқи ишлар министирлиқи немиләрни қилди?” дәп сориған.
У мәктупида тайланд һөкүмитиниң бу қилмиши, хәлқара қанунларға хилап дегән. Буниңдин илгири қайтурулған 109 нәпәр уйғурниң һазирғичә из-дерики болмиғанлиқи, бу қетим қайтурулған уйғурларниңму еғир қийин-қистаққа, узун муддәтлик қамақ җазасиға, һәтта өлүм җазаси хәвпигә дуч келидиғанлиқи тоғрисида әнсирәшлирини ипадә қилған. У, соал мәктупида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бастуруш сиясити тоғрисидиму тохталған.
Парламент әзаси сатуқ буғра қавунҗу соал мәктупида түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин төвәндики бәш соални сориған:
Биринчи, 40 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн, түркийә ташқий ишлар министирлиқи зади немиләрни қилди?
Иккинчи, түркийә һөкүмити, тайланд һөкүмитиниң уйғур қериндашлиримизни хитайға қайтуруп бәргәнликиниң һесабини хәлқара қанунларға тайинип сүрүштә қиламду-йоқ?
Үчинчи, түркийә һөкүмити тайланд һөкүмитигә бу тоғрилиқ наразилиқ билдүрдиму? төтинчи, түркийә һөкүмити уйғур түрклириниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш һәмдә хитайға қайтурулған уйғурларниң ақивитини сүрүштә қиламду?
Бәшинчи, түркийә һөкүмити уйғур түрклирини қоғдаш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқара тәшкилатлар билән алақә орнитишни ойлаштиму?
Түркийә “асасий қануни” ниң 98-маддиси билән түркийә парламенти низамнамисиниң 96-маддисиға бинаән, түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу соал мәктупиға язма җаваб қайтуруш мәҗбурийити бар икән.
Ундақта, бу соал мәктупиниң қандақ реал әһмийити бар? бу мәктупқа түркийә ташқий ишлар министири қандақ җаваб қайтуруши мумкин? түркийә “ийи” партийәсиниң сабиқ парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди бу һәқтики соалимизға мундақ җаваб бәрди: “қанун бойичә, бу хәткә ташқий ишлар министирлиқиниң 15 күн ичидә җаваб бериш мәҗбурийити бар. Әпсуски, һазирқи һөкүмәт буниңға риайә қилмайватиду. Бу хил соал мәктуплириға җаваб бәрмәйватиду яки болмиса толуқ җаваб бәрмәйду. Икки бислиқ җүмлиләр билән җаваб бериду. Бу мәктуп шәрқий түркистан мәсилисиниң түрк хәлқи вә һөкүмити тәрипидин билинишигә пайдилиқ, дәп ойлаймән. Түркийә парламентиниң архипиғиму киргән болиду. Мәнчә, түркийә һөкүмити тайландтики уйғур тутқунларни хитай билән болған мунасивәткә сәлбий тәсир көрсәтмисун, дәп алмиди. Чүнки һазирқи һөкүмәтниң хитай билән түзгән нурғун келишими бар”.
Тайландта тутуп турулуватқан бу уйғурларни түркийәниң қобул қилиши үчүн, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири хели көп йол маңған болсиму, әмма нәтиҗиси болмиди. Бу һәқтә мәлумат бәргән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди мундақ деди: “биз 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулуш хәвпи барлиқи тоғрисидики хәвәр тарқалғандин кейин, тайландниң түркийәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзгәндин сирт, түркийәдә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсидин болған парламент әзалири, һөкүмәтни қоллаватқан сиясий партийәләрдин болған парламент әзалири вә һөкүмәтниң мунасивәтлик органлири билән көрүшүп, бу уйғурларниң түркийәгә елип келинип йәрләштүрүлүши тоғрилиқ нурғун тәләпләрдә болдуқ, лекин буниңдин нәтиҗә чиқмиди. Уларниң хитайға қайтурулғанлиқидин наһайити әпсусландуқ”.
“ийи” партийәси 2018-йили түркийә парламентиға киргән болуп, өткән 7 йилда 9 қетим уйғур қирғинчилиқи тоғрисида қанун лайиһәси сунған болсиму, лекин бу лайиһә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламент әзалири билән уларни қоллаватқан милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзалириниң қарши чиқиши билән рәт қилинғаниди. Бу, уйғурлар тоғрисида йеңидин вәзипигә чиққан ташқий ишлар министири хақан фиданға сунулған иккинчи соал мәктупидур. Униңдин илгири “ийи” партийәсиниң парламент әзаси йүксәл арслан әпәнди 2023-йили 9-айниң 12-күни түркийә парламентиға соал мәктупи сунуп, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин “түркийә ташқи ишлар министирлиқи шәрқий түркистан мәсилидә немә қиливатиду?” дәп соал қойған иди. У шу қетим сунған соал мәктупида уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисидиму тохталғаниди. Һалбуки, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидандин бу мәктупқа һазирға қәдәр җаваб кәлмигән, униң қачан җаваб беридиғанлиқиму ениқ әмәс икән.