Б д т тайландтики уйғур сиясий панаһланғучилириға ярдәмдә болушни рәт қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.05.19
tayland-uyghur-musapir.jpg Панаһлиниш орнидики хотун-балилири билән көрүштүрүлүп болунғандин кейин, җәнубий тайландниң суңхла шәһиридики тутуп туруш орниға елип меңилған уйғур әрләр. 2014-Йили 26-март.
REUTERS

Б д т мусапирлар мәһкимиси һәр йили дуняниң һәр қайси җайлирида милйонлиған мусапир вә сиясий панаһланғучиларға ярдәмдә болсиму, лекин униң тайландтики 40 нәччә нәпәр уйғур сиясий панаһланғучиға ярдәмдә болушни рәт қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Б д т мусапирлар мәһкимисиниң йеқинда ашкариланған ички һөҗҗәтлиридин нәқил кәлтүрүп берилгән хәвәрләрдә, тайланд һөкүмитиниң илгири йеқинқи 10 йилдин буян тайланд лагерлирида һаяти тәһдит астидики интайин начар шараитта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғур сиясий панаһланғучиға ярдәм бериш һәққидә илтимаста болғанлиқи, лекин б д т мусапирлар мәһкимисиниң рәт қилишиға учриғанлиқи билдүрүлгән.

Һалбуки, б д т мусапирлар мәһкимиси өзлириниң уйғурлар мәсилисини изчил тайланд даирилириниң алдиға қоюп келиватқанлиқи, әмма тайланд даирилириниң һазирға қәдәр мусапирлар билән учришиш һәм бир һәл қилиш чариси тепишта һәмкарлашмайватқанлиқини билдүрмәктә. “йеңи инсанпәрвәрлик” намлиқ мустәқил ахбарат оргининиң йеқинда елан қилған бу һәқтики хәвиридә, б д т мусапирлар мәһкимисиниң уйғур мусапирлириға даир ички һөҗҗәтлиридин тайланд һөкүмитиниң буниңдин бәш йил аввал б д т мусапирлар мәһкимисигә уйғур мусапирлириниң мәсилисини һәл қилишқа ярдәмдә болушини тәләп қилип ғәйри-рәсмий илтимаста болғанлиқи, әмма б д т хадиминиң буниңға қарши тәвсийәдә болғанлиқини илгири сүргән.

 “йеңи инсанпәрвәрлик” ниң хәвиридә, “б д т мусапирлар мәһкимисиниң тәрәддутсизлиништә улар бейҗиңниң аччиқини кәлтүрүп қоюштин, униң бу орган билән болған һәмкарлиқи вә беридиған ианә пулини азайтишидин әндишә қилғанлиқи” билдүрүлгән иди. Б д т мусапирлар мәһкимисиниң ички һөҗҗәтлирини оқуған, “һоқуқни мустәһкәмләш” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң директори җон кюнлей (John Quinley III) ниң билдүрүшичә, б д т мусапирлар мәһкимисиниң ички һөҗҗәтлири униң уйғур мусапирлириниң вақитсиз тутуп турулушини һәл қилишта актип болмиғанлиқини көрсәтмәктә икән.

Җон кюнлей мундақ дәйду: “мән б д т ниң уйғур мусапирлириға тутқан позитсийәсигә алақидар һәр икки ички һөҗҗәтни оқуп һәм көздин кәчүрүп чиқтим. Буниңдин биз шуни ейталаймизки, б д т уйғур мусапирлириниң вақитсиз тутуп турулушини һәл қилишта актип болмиған.” җон кюнлейниң 16-май бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилғанда қәйт қилишичә, “һөҗҗәтләр тайланд даирилириниң б д т мусапирлар мәһкимисидин ярдәм тәләп қилған болсиму, бирақ б д т мусапирлар мәһкимисиниң буниңға инкас қайтурушта әзмилик қилғанлиқини көрсәтмәктә” икән.

Һалбуки, б д т мусапирлар мәһкимиси 15-май күни радийомиз мухбириға бәргән бу һәқтики мәхсус язма баянатида, өзлириниң уйғур мусапирлар мәсилисини тайланд һөкүмитиниң алдиға актип рәвиштә қоюп кәлгәнлики вә буниңдин кейинму қоюшни давамлаштуридиғанлиқи, әмма тайланд һөкүмитиниң уларниң мусапирлар билән көрүшүшигә һазирға қәдәр йол қоймайватқанлиқини билдүрди. язма баянатта мундақ дейилгән: “һалбуки, б д т мусапирлар мәһкимисиниң бу мәсилини тайланд даирилириниң алдиға актип рәвиштә қоюп кәлгәнлики вә давамлиқ қойидиғанлиқини ейталаймиз. Бирақ тәләплиримизгә қаримай, һечбир вақит мусапирлар билән учришишимиз яки бу делони һәл қилиш чарисидә болушқа йол қоюлмиди. ”

Б д т мусапирлар мәһкимисиниң асия-тинч окян райони баянатчиси бабар балочниң намида елан қилинған баянатта көрситилишичә, “буниң әксинчә пикирләрдә болуш, болуп өткән ишларни хата чүшиниш һесаблинидикән. ” б д т мусапирлар мәһкимиси баянатта йәнә уйғур мусапирлар мәсилисигә аит конкрет деталларни ашкарилашни рәт қилип, буниң “мәхпийәтлик чәклимиси, шундақла юқири дәриҗидә сәзгүр болған бир мәсилини һәл қилиш тиришқанлиқлириға җиддий бузғунчилиқ қилмаслиқ көздә тутулғанлиқи” ни ейтқан.

Җон кюнлейниң қәйт қилишичә, б д т мусапирлар мәһкимисиниң һөҗҗәтлири униң уйғур мусапирлар мәсилисидә әзмилик қилишта бейҗиңдин әндишә қилғанлиқини көрсәтмәктә икән. Җон кюнлей мундақ дәйду: “һөҗҗәтләр (уйғур) мусапирлар мәсилисиниң бәзи сиясий сәвәбләрдин арқиға сөрәлгәнликини көрсәтмәктә. Бу йәрдә бейҗиңдин қорқуш әһвали мәвҗут. Чүнки бейҗиңниң б д т мусапирлар мәһкимиси билән уйғурларни тутқун қилиш мәсилисини юмшитишқа тиришиватқанлиқи сәвәблик бесим қилиштин қачқан болуши мумкин. ”

Б д т мусапирлар мәһкимисиниң ички һөҗҗәтлиридә, тайланд һөкүмитиниң 2020-йили б д т мусапирлар мәһкимисигә уйғурларниң вақитсиз тутуп турулушини һәл қилиш үчүн униң актип рол ойнишини тәләп қилғанлиқи, әмма б д т мусапирлар мәһкимиси хадиминиң буниңға қарши тәвсийәдә болғанлиқи қәйт қилинғанлиқини билдүрмәктә. Мәлум болушичә, әйни вақиттики 48 нәпәр уйғур сиясий панаһланғучидин һазир 41 нәпири қалған. Бәш нәпәр сиясий панаһланғучиниң 2020-йили лагердин қечишқа урунуши сәвәблик қамаққа һөкүм қилинғанлиқи, икки нәпәр сиясий панаһланғучиниң кесәл сәвәбидин вапат болғанлиқи мәлум.

Б д т мусапирлар мәһкимиси рәт қилған болсиму, әмма униң уйғур мусапирлар мәсилисидики позитсийәсигә даир хәвәрләр кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учримақта. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири муавин директори мая ваңниң (Maya Wong) қаришичә, б д т мусапирлар мәһкимисиниң позитсийәси “йиргинчлик” икән.

Мая ваң мундақ дәйду: “б д т мусапирлар мәһкимисиниң 3-дөләткә лаяқәтлик мусапирларни орунлаштурушни өз ичигә алған мусапирларни қоғдаш мәҗбурийити бар. Мениңчә, бу доклаттики һадисә йиргинчлик, бу доклатқа асасланғанда, б д т мусапирлар мәһкимиси уйғурларни давамлиқ мусапирлар лагерида тутуп турушни қарар қилғандәк қилиду. Чүнки у хитайниң ианә пулидин айрилип қелиштин қорққандәк қилиду.”

Мая ваңниң көрситишичә, бу һадисә хитай иқтисадий күчиниң б д т системисиға қандақ тәсир көрситиватқанлиқини ашкарилап беридикән. Мая ваң мундақ дәйду: “мениңчә, бу һадисә хитай иқтисадий күчиниң б д т системисиға, җүмлидин униң кәспий органлири вә б д т ни тәшкил қилған дөләтләргә қандақ тәсир қиливатқанлиқини көрситип бериду. Шуңа бу кишини әндишигә салған бир хәвәр. ” мая ваңниң қәйт қилишичә, “б д т мусапирлар мәһкимиси хаталиқини дәрһал түзитиши, шундақла дәрһал һәрикәткә өтүп, уйғур мусапирлирини орунлаштуруш тиришчанлиқини һәссиләп ашуруши керәк” икән.

Һалбуки, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат вә паалийәт ишлириға мәсул муавин директори петер ирвин (Peter Irwin), уйғур мусапирлириниң тайландта йиллардин бери сәвәбсиз тутуп турулуши “қорқунчлуқ” һәм “бимәнилик” икән. Петер ирвин 16-май бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “бу делодики һазир тайландниң баңкок шәһиридә тутуп турулуватқан уйғурлардин пәқәт 40 тәк адәм қалди. Буниң өзи қорқунчлуқ. Бир топ яки шәхсни буларға охшаш һечқандақ әйиблимәй, сотлимай халиғанчә тутуп туруш пүтүнләй бимәнилик. ”

Нөвәттә, тайланд лагерлиридики уйғур мусапирлириниң турмуш шараити вә саламәтлик әһвали кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә селиватқан мәсилиләрниң бири. Мәлум болушичә, йеқинқи икки йил ичидә уйғур мусапирлиридин икки киши кесәллик сәвәбидин вапат болған. Петер ирвин, уйғур мусапирлириниң дәрһал қоюп берилмисә, техиму көп кишиниң өлүши мумкинликини агаһландуриду. Петер ирвин бу һәқтә мундақ дәйду: “тайланд лагерлирида тутуп турулуватқан уйғурлардин икки киши кесәллик сәвәбидин вапат болған иди. Б д т мутәхәссислириниң немә дейишидин қәтийнәзәр, инсанпәрвәрлик вә әхлақ нуқтисидин болсиму, бу кишиләр қоюп берилиши керәк. Сизму билгәндәк, өткән йили бу кишиләрдин бир қанчиси саламәтлик вә тутуп туруш орниниң начар шараити сәвәбидин вапат болди. Әгәр бу дело һәл қилинмиса, алдимиздики йилларда техиму көп киши вапат болуши мумкин. Бу кишиләрни бундақ вақитсиз солаш һәқиқәтән тәлвилик” .

Мәлум болушичә, б д т һөҗҗәтлиридә “тайланд һөкүмитиниң 2019-йилдин бери б д т мусапирлар мәһкимисидин бу мәсилигә һәл қилиш чариси тепишини тәләп қилиши күчәйгәнлики” , “бәлким тайланд б д т мусапирлар мәһкимисиниң уйғур тутқунлар билән учришишиға йол қоюши мумкинлики” , әмма охшаш бир вақитта тайланд даирилириниң тәвсийәсигә гуман билән қариғанлиқи қәйт қилинмақта икән. Бир һөҗҗәттә, “б д т ишханиси, бәлким тайланд хитайниң ғәзипини бурашта б д т мусапирлар мәһкимисини қалқан қилип қоллиниши мумкин, дәп қарайду” дейилгәнлики вә мусапирлар ишханиси 2020-йилиниң ахирлирида “тайланд даирилири б д т мусапирлар ишханиси билән рәсмий алақидә болуштин бурун актип қәдәм алмаслиқ” ни қарар қилғанлиқи тәкитләнгән.

Йәнә бир һөҗҗәттә, “б д т мусапирлар мәһкимисиниң хитайдики паалийитиниң сәлбий тәсиргә учраш хәвпи” , шуниңдәк хитайниң “б д т мусапирлар мәһкимисини пул билән тәминлиши вә қоллиши” ға тәсир йетиши һәққидә агаһландурғанлиқи қәйт қилинмақта. Мәлум болушичә, 7 милйон 700 миң долларлиқ бу мәбләғ мусапирлар мәһкимисиниң 10 кишилик хизмәт орни вә түрини өз ичигә алған икән.

Җон кюнлей, б д т мусапирлар мәһкимисиниң һөкүмәтләрни рәнҗитип қоюшни халимисиму, әмма уйғурларниң зиянкәшликкә учраватқанлиқи һәққидә ишәнчлик дәлилләр барлиқини, шуңа уларға панаһлиқ салаһийити бериши керәкликини тәкитләйду. Җон кюнлей мундақ дәйду: “улар һөкүмәтләр билән болған алақини бузуп қоюшни, пулниң тохтап қелишини, һөкүмәтләрни рәнҗитип қоюшни, болупму уйғурлар мәсилисидә хитайни рәнҗитип қоюшни халимисиму, әмма уйғурларға мусапирлар мәһкимисиниң панаһлиқ салаһийити берилиши вә уларниң дәрһал 3-дөләткә орунлишишиға капаләтлик қилиш керәк. ”

Б д т мусапирлар мәһкимисиниң ички һөҗҗити, б д т кишилик һоқуқ тәкшүргүчилириниң бу йилниң башлирида тайланд һөкүмитигә доклат йоллап, уйғур мусапирлириниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқи вә уларниң әһвали һәққидә учур билән тәләп қилишиниң арқисидинла ашкариланди. Б д т кишилик һоқуқ тәкшүргүчилириниң бу йил 2-айда йоллиған доклатида, тайланд һөкүмитиниң мусапирларни сәвәбсиз узун муддәт тутуп турушниң халиғанчә тутқунға киридиғанлиқи агаһландурулған, шундақла улардин өзлирини уйғур тутқунлириниң әһвали, тутқунларниң аилиси, адвокати вә улар халиған кишиләр билән көрүшүшигә йол қоюлған қоюлмиғанлиқиға аит тәпсилий учур билән тәминлиши тәләп қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.