Истанбулда корона вирусиға қарши миллий тебабәт дориси ясилип уйғурларға тарқитилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2020.05.07
mutellip-elihaji-emchi-1.jpg Мухбиримиз арслан мудир врач мутәллип әлиһаҗи әмчи әпәнди вә абдуләһәд учқун әпәндиләр билән сөһбәттә. 2020-Йили апрел, истанбул.
RFA/Arslan

Истанбулда корона вирусидин қоғдиниш вә давалиниш үчүн “әмчи шипалиқ мәһсулатлири ширкити” тәрипидин уйғур миллий тебабәтчилики ретсепи бойичә икки хил дора ясилип тарқитилди.

‎Уйғур тебабәт саһәсидә тонулған мудир врач, профессор мутәллип әлиһаҗи әмчи башчилиқидики “әмчи шипалиқ мәһсулатлири ширкити” корона вирусиға қарши дора ясап тарқатти.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн “әмчи шипалиқ мәһсулатлири ширкити” ниң мәсуллиридин мудир врач вә тевип мутәллип әлиһаҗи вә абдуләһәд учқун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуләһәд учқун әпәндиниң билдүрүшичә, 2018-йили истанбулда қурулған “әмчи шипалиқ мәһсулатлири ширкити” йеқинда, уйғур миллий тебабәт ретсеплириға тайинип туруп, корона вирусиға қарши қоғдиниш вә вирус билән юқумланғучиларға шипалиқ дәп қаралған “зупа шәрбити” вә “соал мәҗүни” намдики икки хил дора ясап чиққан.

Игилинишичә, “зупа шәрбити” вә “соал мәҗүни” намдики икки хил дориниң корона вирусидин қоғдиниш хусусийәтлири болуп, өпкә яллуғи, канай яллуғи, нәпәс йоллиридики барлиқ яллуғлар, гал ағриқи, қичишиш, зукам вә йөтәл қатарлиқ кесәлликләргә шипалиқ икән.

Абдуләһәд учқунниң билдүрүшичә, түркийәдә уйғур әнәниви миллий тебабити һөкүмәт тәрәптин рәсмий қобул қилинмиғанлиқи үчүн, улар миллий тебабәт дорилирини ясаш вә базарға селиш үчүн рәсмий бир ширкәт қуруп чиққан. Бу мәһсулатлар асаслиқи уйғур дияридики чоң миллий тебабәт дохтурханилирида тепилидиған дориларни өз ичигә алидикән.

Абдуләһәд учқун әпәндиниң билдүрүшичә, түркийәдики уйғур тевиплардин 20 киши тәрипидин “әнәниви уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпи” намида бир вәхпә қурулған болуп, бу вәхпә түркийә һөкүмити тәрипидин тизимға елинип, рәсмий тәстиқланғаникән.

“әнәниви уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпи” вә “әмчи шипалиқ мәһсулатлири ширкити” мәсули мудири мудир врач мутәллип әлиһаҗи әмчиниң билдүрүшичә бу вәхпә һазир уйғур тебабитигә алақидар тәтқиқат билән шуғуллиниш билән биргә кесәл көрүш, давалаш вә уйғур миллий тебабәтчилики һәм доригәрлики тоғрисида курс ечип, миллий тебабәтни җанландуруш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктикән. Бу вәхпиниң намида һазирғичә истанбулда 5 қарар миллий тебабәт вә доригәрлик курси ечилған вә курсантларға гуваһнамә тарқитилған.

Мутәллип әлиһаҗи әмчи бу қетим ясап тарқатқан дориларниң хусусийәтлири тоғрисида изаһат берип мундақ деди: “пүтүн дуняни вәһимигә салған хитайдин тарқалған вирус әң аввал нәпәс йоллири қурулмисини-бурун, канай, канайчә, өпкә вә өпкә пүвәкчилирини бузуп ташлашқа уруниду, зупа шәрбити билән соал мәҗүни һәр иккиси бирликтә, бир-бирини толуқлиған һалда ғәйрий тәбиий сәвда вә бәлғәмни тәңшәйду, нәпәс йоллири қурулмисини исситиду, күчләндүриду, қан айлинишни яхшилайду, әң муһими вирусниң нәпәс йоллириға бәрмәкчи болған зиянлириниң алдини алиду вә вуҗудимиздики мудапиә күчини ашуриду”.

Абдуләһәд учқунниң билдүрүшичә бу дориларни һөкүмәт тәстиқлимиғанлиқи үчүн сәфакөйдики диянәт талла базири дукинида сетишқа чиқирилған.

Абдуләһәд учқун әпәнди, корона вируси билән юқумланған уйғурлар өзлирини йошуруп келиватқанлиқи үчүн қанчә уйғурниң юқумланғанлиқини ениқ дәп берәлмәйдиғанлиқини, әмма вирус аламәтлири билән шүбһиләнгән 20 әтрапида кишиниң мушу дорини ичиватқанлиқини, вирусниң юқумлинишиниң алдини елиш үчүн көплигән уйғурларниң бу дорини истемал қиливатқанлиқини, бу дориларни пули барларға сетиш, пули йоқ еһтияҗлиқ кишиләргә хәйр-сахавәт қилип һәқсиз тәминләш бойичә уқтуруш чиқарғандин кейин һазирғичә 500 дин артуқ қута дора түгәп болғанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған мудир врач мутәллип әлиһаҗи әмчи бу дорини ясаштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мәрһум ғоҗа абдуллаһаҗим корона вирусидин юқумлинип вапат болғандин башлинип һазирғичә болған арилиқта түркийәдә яшаватқан уйғур қериндашлиримизниң юқумлинишниң алдини елиш вә иммунитет күчини ашуруш мәқситидә әмчи мәһсулат чәклик ширкити тәрипидин 3 хил дора зупа шәрбити, лоқи соал вә иммунитет мәҗүни дориларни ишләп чиқирилди вә уйғур қериндашлиримизниң иқтисади қийинчилиқлирини көздә тутуп төвән баһада сетилди вә закат дурус келидиған кишиләргә һәқсиз тарқитилди. Бу дорилардин зупа шәрбити 500 шишә, кичик 220 грамлиқ лоқи соал 200 қута, чоң 350 грамлиқи 170 қута вә иммунитет мәҗүни 20 қута тарқитилди. Бу дориларниң 90% пирсәнти закат һесабида һәқсиз тарқитилди”.

Мудир врач мутәллип әлиһаҗи әмчи ясиған дорилириниң үнүми тоғрисида тохтилип мундақ деди: “корона вируси билән өлүп кәткән мәрһум ғоҗа абдуллаһаҗиниң аялиму коруна вируси билән юқумланған болуп, мәзкур дориларни истемал қилғандин кейин дохтурханиға берип тәкшүртүш нәтиҗисидә дохтурлар униң сақийип кәткәнликини билдүргән. Шуниңға охшаш йәнә вирус билән юқумланған вә яки шүбһиләнгән бир қанчә уйғур мәзкур дориларни 20 күн әтрапида истемал қилғандин кейин сақийип кәткәнликини билдүрди”.

Мудир врач мутәллип әлиһаҗи әмчи әпәнди, хотән вилайәтлик уйғур тебабәтчилик дохтурханиси вә уйғур тебабәтчилики алий техникомида 30 йилдин артуқ әмәлий давалаш вә оқутуш хизмити билән шуғулланған. Уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тоғрисидики дәрслик саһәдә 30 парчидин артуқ теббий китаб язған. У, 2016-йили түркийәгә кәлгән болуп, һазир уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпиниң рәиси болуп хизмәт қилмақтикән. У, истанбулда уйғур тебабәт саһәсидә дора ясаш, кесәл көрүш билән шуғуллиниш билән биргә, миллий тебабәтчилик вә доригәрлик саһәдә курс ечип тевип йетиштүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.