Америка дөләт мәҗлис әзалири шейн вә тиму ға зәрбә бериш үчүн һәрикәткә өтти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.12
Temu Shein Америка дөләт мәҗлисидә бир қатар муһим мәҗлис әзалириниң қоллап қуввәтлиши билән хитайниң шейн вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилириға зәрбә беридиған бир қанун лайиһәси тонуштурулған.
Photo: RFA

Америка дөләт мәҗлисидә бир қатар муһим мәҗлис әзалириниң қоллап қуввәтлиши билән хитайниң шейн вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилириға зәрбә беридиған бир қанун лайиһәси тонуштурулған.

Мәлум болғандәк, америка һөкүмити 2021-йили 6-айдин башлап “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә хитайда ишләпчиқирилған вә уйғур мәҗбурий әмгики билән булғанғанлиқи ениқланған мәһсулатларни қара тизимликкә елип, уларниң чеградин кирип базарға селинишини тосуп келиватқан болсиму, бирақ америка таможнисиниң қиммити 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәйдиған һәмдә таможна беҗи алмайдиған сияситиниң хитайниң шейин вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилири тәрипидин суйиистемал қилиниватқанлиқи ашкариланғаниди.

8-Авғуст күни, америка дөләт мәҗлисидики демократ кеңәш палата әзаси һәмдә кеңәш палатаси малийә комитетиниң рәиси рон вайден билән кеңәш палатаси банка ишлири комитетиниң рәиси шерод бровен, җумһурийәтчиләр партийәсидин болған кеңәш палата әзаси сузан коллинс қатарлиқлар мана бу “әң төвән чәк бәлгилимиси” ни бикар қилишни мәқсәт қилған қанун лайиһәсини тонуштурған. Рон вайденниң ишханиси йәнә, тему билән шеинниң американиң мәвҗут сода қанунлирини суйиистемал қилиш билән әйиблигән.

Мәзкур қарар америкадики кишилик һоқуқ мутәхәссиси, доктор софи ричардсонниң алқишиға еришти. У буни уйғур мәҗбурий әмгикини үнүмлүк чәкләштики иҗабий қәдәм, дәп баһалиди. У мундақ деди:

“мениңчә мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған таварларниң хәлқара базарға киришиниң алдини елиш үчүн тәдбири елиш интайин яхши әһвал. Әслидә, ширкәтләр өзиниң тәминләш зәнҗирини әтраплиқ тәкшүрүп, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини түгитиштики мәсулийитини ада қилған болса, бундақ қанун чиқиришниңму һаҗити қалмайтти. Бирақ, ширкәтләр мәсулийитидин қачқан икән, у һалда мәҗбурий әмгәктин ибарәт бу балайиапәткә көңүл бөлидиған һөкүмәтләр һәрикәт қоллинишқа тамамән һәқлиқ.”

Америкадики нопузлуқ ахбарат органлиридин бири болған блумберг гезити 2022-йили дуняниң һәрқайси җайлириға топ вә парчә мал сатидиған “шейин” (Shein) намлиқ тор бәттә сетиливатқан кийим-кечәкләрниң уйғур елидин чиқидиған вә дуняда “шинҗаң пахтиси” дәп тонулидиған пахтилар билән ишләпчиқирилғанлиқини рәсмий тәҗрибиханиларда тәкшүрүп ениқлап чиққандин кейин бу мәсилә диққәт қозғашқа башлиған вә һәмдә бу йочуқни етиш һәққидики чақириқлар күчәйгәниди. Америка дөләт мәҗлисидә ечилған мәҗбурий әмгәк һәққидики гуваһлиқ йиғинлирида бу мәсилә бир қанчә қетим күн тәртипкә кәлгәниди.

Мәлум болушичә, шейин вә тиму қатарлиқ хитайниң әрзан баһалиқ нәрсиләрни сатидиған тор парчә сатқучилириниң америкада қиливатқан содисиниң қиммити нәччә милярд долларға йетидиған болуп, у сәл қарашқа болмайдиған дәриҗидә зор икән.

Америкадики вал-ситрит журнилиниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, 2023-йилиниң ичидила бу “әң төвән чәк бәлгилимиси” билән америка базириға киргән посулкиниң сани бир милярдтин ешип кәткән болуп, буниң мутләқ көпи хитайдин кәлгәникән. Униң үстигә, бу әң төвән чәк бәлгилимиси нурғун америкалиқларниң җениға замин болуватқан зәһәрлик чекимлик фентанилниң америка базириға халиғанчә киришидики асаслиқ сәвәб болуп қалған.

Бу қанунни қоллиған һәр икки партийә әзалири қанун лайиһәси һәққидики баянатлирида, уйғурларниң мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатларни америка базириға киргүзүватқан вә һәмдә адаләтсиз риқабәткә сәвәб болуватқан тиму вә шейн ширкәтлирини әйиблигән.

Америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң башлиқи рошән аббас ханимниң дейишичә, юқиридики қанунниң тонуштурулуши хитай ширкәтлириниң америкада қанунға хилап һалда тиҗарәт қилишини һәмдә уйғурларниң көпләп мәҗбурий әмгәккә тутулушини астилитишта конкрет рол ойнайдикән.

Мәлум болушичә, 8-авғуст пәйшәнбә күни елан қилинған бу қанун лайиһәси тоқумичилиқ мәһсулатлири вә кийим-кечәкләрниң әң төвән чәк бәлгилимиси арқилиқ импорт қилинишини чәкләш билән биргә йәнә, бу тор бәтләрдин сетилиши рухсәт қилинған мәһсулатлардин тошуш һәқиқий елишниму тәләп қилидикән. Бу қанун лайиһәси йәнә, тоқумичилиқ вә кийим-кечәк импортиға чәклимә қоюш вә йеңи һәқләрни бекиткәндин башқа йәнә, әң төвән чәк бәлгилимиси арқилиқ америкаға кириватқан һәрқандақ бир мәһсулатниң сани һәддидин зиядә көпийип кәткән әһвал астида бу мәһсулатни чәкләш һоқуқи беридикән, у һәм америка таможна вә чегра даирилириниң таможнида малларни тутуп қелиш вә йоқитиш ишлирини асанлаштуридикән.

Мәлум болушичә, бу бәлгилимини сақлап қелишни америкалиқ ушшақ тиҗарәтчиләрниң содисини асанлаштуриду вә америкалиқ истемалчиларниң чиқимини азайтиду, дәп қоғдаватқанлар болсиму, әмма уни йоқитишқа мунасивәтлик бу қанун лайиһәси америкадики нурғунлиған ишчилар уюшмилири, сақчи тәшкилатлири вә ишләпчиқириш гуруппилириниң қоллишиға еришкән.

Вал-ситрит журнилиниң дейишичә, америка дөләтлик тоқумичилиқ тәшкилатлири кеңишиниң башлиқи ким глас бу қанунни “тоғра йөнилиштики муһим қәдәм” дәп атиған. У вал-ситрит журнилиға қилған сөзидә “америка базири төвән баһалиқ, дөләтниң қоллиши билән вә қанунсизлиқ билән булғанған мәһсулатларниң апитигә учриди. Бу америкалиқ истемалчиларға хәтәр елип келиватиду һәмдә американиң тоқумичилиқ вә кийим-кечәк ишләпчиқириш зәнҗиригә бузғунчилиқ қиливатиду” дегән.

Америка дөләт мәҗлиси вә һәмдә америка һөкүмити нөвәттә уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған мәһсулатлириниң америка базириға киришини үнүмлүк чәкләш үчүн бирликтә һәрикәт қиливатқан болуп, техи йеқинда америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгики мәвҗут дәп қаралған мәһсулатлар тизимликини кеңәйткән вә арқимуарқидин йәнә 8 хитай ширкитиниң мәһсулатлирини америка базириға кириштин чәклигәниди.

Том сузи қатарлиқ америка мәҗлис әзалири вә һәмдә алехандро майоркасқа охшаш һөкүмәт хадимлири баянатлирида “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни йәниму кеңәйтиш, күчәйтиш вә униң толуқ иҗра қилинишини капаләткә игә қилиш үчүн тохтимай һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.