Мутәхәссисләр: “ ‛тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати‚ уйғур елини мустәмликә қилишниң йәнә бир қәдими!”
2023.05.22
Хитай даирилири уйғур елидики әдәбият-сәнәт әсәрлиригә қарита йеңи бир қетимлиқ мукапатлаш мурасими өткүзди. Мурасим мутләқ көп сандики уйғур әдиблири мәһкумлуқта туруватқан, хитайниң уйғурларға қаратқан кәң көләмлик бастуруш сиясити хәлқарада күчлүк әйибләшкә учраватқан мәзгилгә тоғра кәлди.
“тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткоми тәшвиқат бөлүминиң 7-нөвәтлик “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапатини тарқитиш мурасими” 9-май күни үрүмчидә өткүзүлгән. Уйғур аптоном районлуқ партийә комитетиниң секретари ма шиңрүй вә аптоном районниң рәиси әркин тунияз мәзкур “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати” мурасимға қатнашқан.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, бу қетимлиқ “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати” ға җәмий 88 әсәр аптоном районлуқ партийә комитети тәшвиқат бөлүми тәрипидин таллинип, мунәввәр әсәр мукапатиға еришкән. Хәвәрдин мәлум болушичә, әдәбият-сәнәтчиләрдин күтүлгән тәләп, “сәнәт иҗадийитини есил әнәниви җуңхуа мәдәнийити билән бирләштүрүш, шинҗаңниң хитайдики һекайисини җанлиқ баян қилиш, хитай мәдәнийитигә варислиқ қилиш” дегәнләрдин ибарәттур.
Мукапатқа еришкән әсәрләрниң һәммисиниң қизил тәшвиқат түси алғанлиқи, коммунистик партийәни һимайә қилиш, коммунистик партийәгә әгишиш, “бәхтияр шинҗаң” вә җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини тәрғиб қилиш асасий тема болғанлиқи мәлум.
“тәңритағ тори” ниң 7-нөвәтлик “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати” мурасимиға атап тарқитилған синлиқ тәшвиқат көрүнүшидин қариғандиму мурасимда пәқәт хитай тили ишлитилгән, қатнашқан вә мукапат алғанларниң мутләқ көп қисми хитай миллитидин икәнлики вә мәзмун ичидә уйғур миллий әдәбият сәнитигә, миллий роһ вә миллий әнәнигә мунасивәтлик һеч бир әсәр йоқлуқи көрүнүп турған. Син көрүнүшидә хитай әдиблириниң сөзлигән “йеңи дәвр услубини гәвдиләндүрүп, йеңи дәврниң мәдһийәси билән компартийәни күйләш керәклики” ни алаһидә тилға алғанлиқи намаян болған.
Алдинқи қетимқи “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати” уйғурларға қаритилған чоң тутқун башлинип, көплигән адәмләр лагерлар вә түрмиләргә солиниш әвҗигә чиққан 2019-йили өткүзүлгәниди.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу қетимқиси, әнә шу тутқунларда йүзлигән уйғур язғучи-шаирлири, артис, музикант, тәтқиқатчи-алимлири кәң көләмдә лагерларға вә түрмиләргә қамилип, көпигә узун йиллиқ қамақ җазалири һөкүм қилинған, уйғур тилидики маарип чәклинип маарип пүтүнләй хитайчилаштурулған, уйғур әдәбият-сәнити еғир зәрбигә учрап, мәдәнийәт қирғинчилиқи йүз бәргәнлики тәнқидлиниватқан бир вақитта өткүзүлгән.
Америкалиқ антроплог вә уйғуршунас доктор дәррен байлер әпәнди “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати мурасими” ниң маһийити вә мәқсити һәққидә тохтилип, хитайниң тутқундин сақ қалған уйғур язғучилири арқилиқ хитай қиммәт қаришини сиңдүрүшни көзләватқанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “уйғур елидә әдәбият-сәнәт техиму көп хитайчә қиммәт қаршини өз ичигә еливатиду. Уйғурлар сәнәт иҗадийити елип баралмайду. Уйғур елидә сәнәт тәшвиқат вә сиясий шуар билән зич мунасивәтлик. Хитай һөкүмәт әмәлдарлири уйғур мәдәнийәт сәрхил қатлимини йоқ әтмәкчи, хитай уйғур язғучиларни қолға алди вә қолға еливатиду. Шуниң билән бир вақитта уйғур язғучиларниң орнини хитай қиммәт қаршини мәркәз қилған хитай язғучилар игиләватиду. Тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати мурасими болса уйғурниң тарихини вә мәдәнийитини чәткә қеқип, уларсиз бир җәмийәт вә хәлқ яритиш җәряни. Уйғур елини мустәмликә қилишниң йәнә бир қәдими. Бу бәк ечинишлиқ әһвал” .
Канаданиң мегил университети тәтқиқатчиси доктор дилмурат махмут “тәңритағ әдәбият-сәнәт мукапати” һәққидә тохтилип, хитайниң кәспи уйғур әдәбият-сәнитини йоқ қиливатқанлиқини тәкитлиди.
2017-Йил 9-айдин башлап уйғур тилиниң барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләрдә оқутуш тили сүпитидә ишлитилиши әмәлдин қалдурулди. Буниңға әгишип уйғур елида чиқидиған уйғур тилидики китаб, журнал қатарлиқ нәшр буюмлири азийип, тарих, мәдәнийәт вә әдәбиятқа аит мәзмунлар хитайниң тәшвиқат обйектиға айлинип, орниға аз сандики коммунистик тәшвиқат түси алған қизил әдәбият бәрпа қилғанлиқи мәлум болған иди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида елип барған тутқун қилиш һәрикәтлири җәрянида уйғур миллитидин болған әдәбият-сәнәтчиләрниң кәң көләмдә тутқун қилинғанлиқи мәлум. Бу тутқун җәрянида уйғур әдәбиятида нам қазанған ваһитҗан осман, абдуқадир җалалидин, пәрһат турсун, адил тунияз, абләт абдурешит бәрқи, абдуқадир җүмә вә башқа әдибләр хитай һөкүмити тәрипидин түрмиләргә яки йиғивелиш лагерлириға соланғаниди.
Доктор дәррен байлер әпәнди уйғур әдәбият-сәнәти вә әдибләр, язғучилар вә сәнәтчиләр дуч келиватқан қисмәтләр тоғрисида тохтилип, уйғур әдиблириниң пәқәт қәләм тәврәткәнлики үчүнла узун йиллиқ түрмиләргә мәһкум қилинғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән пәрһат турсунниң романини тәрҗимә қилдим. У 2018-йили қолға елинған вә узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Мән йәнә нурғун кишиләрни билимән, улар сәнәткарлар, сәнәт билән шуғулланғанлиқи үчүн вә қолға елинди. Бу хил әһвал бәк көп. Көп кишиләрниң сәнәт билән шуғуллиниши чәкләнгән. Хизмәт орнидин чиқартилған” .
Доктор дилмурат махмут уйғур әдәбият-сәнәти вә әдибләр, язғучилар вә сәнәтчиләр дуч келиватқан қисмәтләр тоғрисида сориған соалимизға җаваб берип, көп сандики уйғур әдибләр, язғучи-шаир, милләтсөйәр тәтқиқатчи вә зиялийларниң түрмә вә ларгирларға қамалғанлиқини тәкитлиди.
Уйғур қәләмкәшләр җәмийити вә хәтәр ичидики алимларни қутқузуш җәмийити вә башқа мәнбәләрдин игилигән мәлуматларға асасланғанда хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин башлап 500 дин артуқ уйғур зиялийсини түрмә вә лагерларға қамиғанлиқи, бу зиялийларниң көпинчисиниң уйғур тили, уйғур кимлики вә уйғур мәдәнийитигә төһпә қошуп келиватқан милләт сөйәр, вәтәнпәрвәр язғучи-шаир вә тәтқиқачилар икәнлики мәлум болған иди.
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә уйғур елидики қазақ вә қирғиз қатарлиқ мусулман түркий хәлқләр үстидин йүргүзгән юқири бесимлиқ бастуруш сиясити сәвәбидин, уйғур мәсилиси йеқинда америка вә башқа ғәрб демократик дөләтләрниң ташқи сиясәтлиридә муһим урун игилигән.
Америка һөкүмити, канада, голландийә, белгийә, вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини “ирқий қирғинчилиқ” , “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилған иди.