Әбу-зәбидә өткән җю-җитсу бойичә дуня мусабиқисидә уйғур өсмүрлири дуня чемпийони болди
2019.05.01
20- Вә 26-апрел арилиқида әрәб бирләшмә хәлипилики пайтәхти әбу-зәбидә бразилийәчә җю-җитсу, йәни әркин челишиш вә муштлишиш бойичә дуня мусабиқиси болуп, униңға 100 дин ошуқ мәмликәттин 7000 дин ошуқ тәнһәрикәтчи қатнашқан вә дуня чемпийони дегән юқири атақ үчүн күрәшкән. Уларниң ичидә қазақистандин барған уйғур қиз-йигитлириму болған. Бу мусабиқиниң биринчи күнидә адиләм һошурова, аминәм мәшүрова, гүлминәм иминова, томирис бекмурзин қатарлиқ өсмүр қизлар дуня чемпийони болған.
Нур-султан шәһиридә яшаватқан, “алянс” бразилийәчә җю-җитсу академийисиниң президенти арманҗан розахунофниң ейтишичә, җю-җитсу бойичә дуня мусабиқиси әбу-зәбидә һәр йили өткүзүлидиған болуп, униңға дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридин миңлиған күчлүк тәнһәрикәтчиләр қатнишип туридикән. У бу мусабиқигә қатнишиватқан қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләр саниниң йилдин-йилға көпийиватқанлиқини билдүрүп, бу йилниң алаһидә утуқлуқ болғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “бизниң команда 75 тәнһәрикәтчиниң вәкилликидә қатнишип, 61медал, шу җүмлидин 24 алтун, 10 күмүш, 27 мис медал утувалдуқ. Командимизға яркәнт, алмута вә нур-султан тәнһәрикәтчилири кирди. Мусабиқә бир нәччә яш дәриҗилири бойичә өтти. 10 яшқичә болғанлар үчүн дуня фестивали өтти. 10 яштин чоңлар дуня мусабиқисигә қатнашти. яркәнт вә нур-султан командилирида қиз вә йигитләр болса, алмута командисида пәқәт йигитләр болди. Мусабиқиниң биринчи күнидә бизниң һошурова адиләм, мәшүрова аминәм, иминова гүлминәм, бекмурзина томирискә охшаш қизлиримиз дуня чемпийони дегән баш мукапатқа игә болди. Бу мусабиқигә қатнашқанларниң сани интайин көп, тәхминән 7 миң әтрапида болғанлиқтин риқабәтчилиримизму һәм көп болди, һәм күчлүк болди. Шуниңға қаримай, бизниң команда яхши нәтиҗиләрни көрситип, өткән йилқидәк төт әң күчлүк командилар сепидин орун алди. Мениң қаттиқ тәсирләнгән йерим шу болдики, бизниң болупму қизлиримиз мәзкур мусабиқигә қаттиқ тәйярлиқ билән кәлгән.”
Әбу-зәбидә бразилийәчә җю-җитсу бойичә өткән дуня мусабиқиси қатнашқучилириниң ичидә икки мәртәм дуня чемпийони атиқиға еришкәнләрму болуп, шуларниң бири адиләм һошурова радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “әссаламуәләйкум. Мениң исмим һошурова адиләм. Мән 12 яш. Мән бразилийәчә җю-җитсу билән шуғуллинимән. Йеқинда, йәни 21-апрел күни әбу-зәбидә дуня мусабиқиси өткән иди. Маңа алтун медал елип, шуниң билән икки мәртәм дуня чемпийони болуш мумкин болди. Мән үч қетим күрәшкә чүшүп, үчилисидә әрәб тәнһәрикәтчилирини йеңивалдим. Өткән йилиму мән мушундақ мусабиқигә қатнишип, алтунни йеңивалған идим. Мән шуниң билән икки мәртәм дуня чемпийони дегән дәриҗини сақлап қалалидим. Мени бу қетимда миңлиған ойлар қапливалған иди. Қийин һәм қорқунчлуқму болди. Миңлап һаяҗанлансамму, әмма мән бу ишни қилалидим. Мән өз командамни, өз тренеримни, өз қазақистанимни йәргә қаратмидим. Мениң ата-анилирим мениң үчүн бәк хушал болди һәм мениңдин бәк мәғрурлиниду. Мән мушуниң биләнла тохтап қалмай, пәқәт бизниң байрақни көтүрүп, алға қарап маңимән.”
Игилишимизчә, адиләм һошурова қазақистан пайтәхти нур-султан шәһиридә өткүзүлгән “челиш күни” хәлқара фестивалиниң, әбу-зәбидә өткүзүлгән дуня мусабиқисиниң, қазақистан бойичә мәмликәтлик мусабиқиниң, җю-җитсу түри бойичә гиретсийәдә өткүзүлгән дуня мусабиқисиниң қатнашқучиси. У ахирқи қетимда гиретсийә пайтәхти афинада өткән бразилийәчә җю-җитсу дуня мусабиқисидә русийәниң, андин гиретсийәниң маһирлирини йеңип чиққан иди. Адиләм һошурова ахирида қаттиқ қаршилиқ көрсәткинигә қаримай полшаниң маһирини йеңип, дуня чемпийони дегән атаққа еришкән иди.
Әбу-зәбидә өткән дуня мусабиқисигә уйғурлар көп олтурақлашқан алмута вилайитиниң панфилоф наһийисигә қарашлиқ яркәнт шәһиридинму тәнһәрикәтчиләр қатнашқан. Биз яркәнт шәһиридә паалийәт елип бериватқан бразилийәчә җю-җитсу кулубиниң тренери илшат османоф билән алақиләшкинимиздә у мундақ деди: “бизниң ‛алянс‚ кулубимиз үч йил бурун арманҗан акимиз яркәнткә келип униң шөбисини ечип бәрди. Биз чоң мусабиқиләрдин 2018 вә 2019-йиллири әбу-зәбигә бардуқ. Бу йили барғинимизда төт алтун, төт күмүш вә үч мис медал елип кәлдуқ. Алтунни әнвәр диас, мәшүрова аминәм, розийева ясмина вә иминова гүлминәм елип кәлди. Биздә нурғуни уйғур балилири. Униңдин башқа туңган, қазақ, рус, украин, өзбек, қирғиз балилириму бар. Һәммиси болуп 130 адәмгә йетиду”.
Илшат османофниң ейтишичә, у өзи мәктәптә оқуватқан чағлирида грек-рим күриши билән шуғуллинип кәлгән икән. Һазир астана, йәни нур-султан шәһиридә паалийәт елип бериватқан “алянс” бразилийәчә җю-җитсу академийисиниң асасчиси вә президенти арманҗан розахунофниң тәшәббуси билән үч йилдин буян бразилийәчә җю-җитсу билән шуғуллинип кәлмәктикән. Илшат османоф 2018-йили москвада өткән дуня мусабиқисидә дуня чемпийони болған болса, шу йили йәнә әбу-зәбидә өткән мусабиқидә күмүш медалға еришкән. У өз командисиниң келәчәктә қазақистан вә дуня бойичә мусабиқиләргә қатнишип, чемпийон дәриҗисигә йетиш үчүн тиришидиғанлиқини оттуриға қойди.
Биз илшат османофниң шагиртлиридин бири әбу-зәбидә өткән мусабиқидә дуня чемпийони аталған әнвәр диасни сөһбәткә тартқинимизда у өзиниң тәнһәрикәт билән шуғуллинишни яқтуридиғанлиқини, келәчәктә олимпик оюнлириғиму қатнишиш арзусиниң барлиқини билдүрди.
Биз әнвәр диасниң аниси саһидәм тейипова билән сөһбәт елип бардуқ. У мундақ деди: “балам өзи кичикидин тартип тәнһәрикәткә қизиқиду. Мана бир йил болди җю-җитсу билән шуғуллинип келиватиду. Буниңдин илгири у грек-рим әркин челишиш билән шуғуллинип кәлгән иди. У биринчи қетим дуня мусабиқисигә қатнашти. Йәни йеқинда әбу-зәбигә берип, җю-җитсудин алтун медал елип кәлди. Очуқини ейтсам, һазир балилар тәнһәрикәткә қаттиқ қизиққандәк оқушқа унчилик қизиқип кәтмәйдикән. Шуниң үчүн мән буниңдин әнсирәп, “балам, сән мәктәптә оқуватисән. Йеқинда имтиһан тапшурушиң керәк. Оқушуңға зиян кәлмисун” дәп нәччә ейтсамму, у тәнһәрикәтни ташлимай, ахирқи вақитларда күндә дегүдәк мәшиққә бариду. Бәзидә балам “апа, мән башқилар охшаш талада бикар йүрүватқиним йоқ. Тәнһәрикәт билән шуғуллиниватимәнғу” дегәндин кейин йәнә хатирҗәм болуп қалимән. Диасниң тренери илшат балиларға яхши қарайду. У яхши болған үчүн балиларму буниңға қаттиқ қизиқиду. Сәвәби тренер пәқәт тәнһәрикәтчи болушнила әмәс, адәм болушниму өгитиду әмәсму. Шуниң үчүн биз барлиқимиз диасниң дуня чемпийони болғанлиқидин наһайити хушал болдуқ. У йәнә шундақ утуқларға йетип, хәлқимизниң, қазақистан елимизниң даңқини чиқиривәрсун дәймиз”.
Мәлум болушичә, қазақистанда тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә мусабиқиләргә қатнишип, дуня чемпийони дәриҗисигә йәткән уйғур қиз-йигитлири көпләп санилиду. Уларниң арисида абдурешит абдурахманоф, туйғун насироф, һемид тохтахуноф, закир тохтийеф охшаш көплигән атақлиқ тәнһәрикәтчиләрму бар.