Уйғур оқуғучилар демократик күриши: 12 - декабир яшлар һәрикити
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.12
2008.12.12

Photo: RFA
23 Йил илгири йүз бәргән бу яшлар һәрикити әйни дәврдә җәмийәттә, яшлар арисида зор тәсир қозғапла қалмай һелиһәм уйғур зиялийлири һәм яшлириға илһам болуп кәлмәктә.
Тинчлиқ билән елип берилған намайиш
1985 - Йили 12 - декабир үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилириниң тәшкиллинип кочиға чиқип тинч йол билән елип барған намайишини, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири 20 - әсирдики уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң демократик күришиниң пәллиси дәп баһалайду.Чәтәлләрдики 12 - декабир яшлар һәрикити қатнашқучилириниң баян қилишичә, әйни дәвр хитайда җүмлидин уйғур елидә ислаһат, ечиветиш сияситиниң түрткисидә маарип, пән техника һәр җәһәттә қайтидин ойғиниш, раваҗлиниш басқучиға қәдәм қойған иди, шуниң билән бир вақитта йәнә, хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити, хитай көчмәнлирини йөткәш сиясити, йәр ечиш, байлиқ қезиш қатарлиқ наһәқ сиясәтлири қаттиқ давам қиливатқан пәйт иди.
Хитай һөкүмитиниң миллий зораванлиқ, алдамчилиқ сиясити пүтүн уйғур җәмийитидә зор наразилиқ, исяни роһ пәйда қилди, бу наразилиқ, бу роһ, дәврниң, милләтниң авангартлири болған алий мәктәп оқуғучилириниң1985 - йили декабирниң 12си кочиларға чиқип намайиш қилип һөкүмәткә наразилиқини ипадилишигә түрткә болған.
Мәзкүр намайиш үрүмчиниң қаттиқ қар шивирғанлиқ күнидә елип берилған болсиму,йүрикидә вәтини, миллитигә болған мәсулийәт туйғуси күчийиватқан, сәзгүр, миллий роһи урғуп турған уйғур яш зиялийлириниң йолини тосуп қалалмиған, һәтта мәктәпләрниң түрмиләргә охшаш игиз сепил тамлири, төмүр дәрвазилири, мәктәп рәһбәрлири, оқутқучилири, хитай сақчилириму тосуп қалалмиған.
15 Миңға йеқин оқуғучилар қатнашқан
Пухта тәйярлиқ билән пиланлиқ, тәшкиллик, тәртиплик елип берилған шу қетимлиқ намайишқа,шинҗаң университети оқуғучилирини асас қилип йәттә алий мәктәптин 15 миңға йеқин оқуғучилар қатнашқан.Мәзкүр намайиш кеңийип, һәтта қәшқәр, ақсу, хотән и бөртала қатарлиқ шәһәрләрдики алий билим юртлири оқуғучилири вә йәнә хитай өлкилиридики алий мәктәпләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларму дәрс ташлап кочиларға чиққан һәм һөкүмәт биналириниң алдиға йиғилип намайиш қилған. Үрүмчини мәркәз қилип елип берилған намайиш бир һәптигә қәдәр давам қилған.
"Миллий кәмситишкә наразилиқ билдүримиз, яшисун миллий баравәрлик, хитайларниң қул қилишиға қарши туримиз, хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун, маарипимизни қоғдап қалайли ..." Дегәндәк хәлқиниң арзулири, наразилиқлирини лозункиларға йезип, җәңгивар шоар товлап, шивирғанни йерип маңған җушқун намайишчилар қошунидин һаяҗанланған вә тәсирләнгән хәлқ аммисиму, оқуғучиларни һимайә қилип йолниң қаснақлирида худди өзиниң әркинлик җәңчилирини, уруш қәһриманлирини күткәндәк һаяҗан билән көзлиригә иссиқ яш елип алқишлиған.
Оқуғучиларниң күчлүк қаршилиқ күрәшлири хитай һөкүмитиниң әйни вақиттики уйғур аптоном райониға қойған партком һәм һөкүмәт әмәлдарлирини оқуғучилар вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшкә мәҗбур қилған. Сөһбәт гәрчә хитай һөкүмити пәйда қилған тәһдити бир кәйпият ичидә елип берилған болсиму, оқуғучилар вәкиллири уйғур ели хәлқиниң арзулирини, һәққаний тәләплирини, пакитлиқ, қайил қиларлиқ һалда мәрданә, кәскин оттуриға қойғанда, хитайниң уйғур елигә қойған бу қорчақ рәһбәрлири қаймуқуп пассип һаләткә чүшүп, билимсизликини, қабилйәтсизликини ашкарилап қойған.
Күрәш атахан әпәндиниң әслимиси
12 - Декабир яшлар һәрикитиниң мәйданға келишигә тәсир қилған сиясий, иҗтимаий сәвәбләр, намайишниң тәшкиллиниш, йүз бериш һәмдә бастурулуш җәрянлири һәққидә,буниңдин 23 йил бурунқи шинҗаң университетиниң бир оқуғучиси, мәзкүр намайишниң асаслиқ тәшкиллигүчиси һәм қатнашқучиси, җүмлидин шу җәрянда һөкүмәт тәрәп билән сөһбәткә қатнашқан оқуғучилар вәкиллиридин бири болған германийидә яшаватқан язғучи, нөвәттә франкфорттики шәрқий түркистан бирликиниң рәиси болған күрәш атахан әпәнди радиомизға, әйни вақиттики күрәш әслимисини һаяҗан илкидә баян қилди.Униң дейишичә, хитай һөкүмити 1985 - йилидики бу оқуғучилар һәрикитини диктатура йүргүзүш билән ахирлаштурди һәмдә бу демократик яшлар һәрикитини 12 - декабир җедәл чиқириш вәқәси дәп әйиблиди. Бу җәрянда оқуғучилар рәһбәрлири тәқибкә елинип, нурғунлиған виҗданлиқ, билимлик уйғур яшлири хитайниң сиясий қәстигә учриди.
Мәктәпләрдин қоғланди һәмдә назарәт қилинди вә қилинмақта, уларниң аз бир қисми чәтәлләрдә панаһлинишқа мәҗбур болди. Улар демократик әлләрдә уйғур хәлқиниң, вәтининиң мустәқиллиқ күрәшлирини давам қилмақта. Уларниң қәлбидә - 12 - декабир һәрикити яндурған бу миллий роһ, ишәнч отлири һелиһәм ялқунлайду.