Америка дөләт мәҗлисидә 2 - қетимлиқ уйғур мәдәнйәт күни өткүзүлди

Америка дөләт мәҗлисиниң кишилик һоқуқ гурупписи билән америка уйғур бирләшмиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң бирликтә уюштуришида, 16 ‏ - июл күни, америка дөләт мәҗлиси бинасида 2 ‏ - қетимлиқ уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.17
UAA-2-uyghur-medeniyet-kun2-305 16 ‏ - Ийул күнидики 2 ‏ - қетимлиқ уйғур мәдәнийәт күнигә, америка ташқи ишлар йардәмчи министири David Cremer әпәнди, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики мәсули T.Kumar Әпәнди, америка ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири бөлүминиң мәсули Suzan ханим вә америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң һәйәт әзаси Hans - Joachim Hogrefe әпәндиләр қатнашти.
RFA Photo
 Бу паалийәт, америка дөләт мәҗлисиниң әзалириға уйғур мәдәнийитини тонуштуруш, болупму хитай даирилириниң нөвәттә уйғурларниң мәдәнийитини, җуңхуа мәдәнийитиниң бир тәркиби қисми қилип көрситип, уларниң миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған сияситини ашкарилаш мәқсәт қилинған.

Америка дөләт мәҗлиси бинасидики йиғин залида өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ уйғур мәдәнийәт күни, мәзкүр паалийәтниң вуҗутқа чиқиши үчүн чоң күч сәрп қилған, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң али дәриҗилик хадими вә америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң һәйәт әзаси Hans - Joachim Hogrefe әпәндиниң ечилиш мурасим сөзи билән башланди.

Мурасимға риясәтчилик қилған америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди ханс әпәндиниң сөзидин кейин, уйғур мәдәнийәт - сәнитини намайән қилиш үчүн тәйярланған бу паалийәтниң рәсмий башланғанлиқини елан қилиш билән биргә, паалийәткә иштирак қиливатқан америка дөләт мәҗлисидики барлиқ хадимларниң һәмдә уйғур вәтәндашларниң мәдәнийәт кечиликини хушал - хурам өткүзүшини арзу қилип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди.

Рабийә қадир ханим сөзини, уйғур мәдәнийитини намайән қилиш арқилиқ уйғурларни тонутидиған, уйғурларниң хитайдин түптин пәрқлинидиған бир милләт болғанлиқини испатлайдиған бу күнниң толиму әһмийәтлик икәнликини вә бундақ паалийәтниң һәр йили бир қетим өткүзүлүшини үмид қилидиғанлиқини ипадиләп сөзини ахирлаштурди. Рабийә ханим алқишлар ичидә, даңлиқ музикант вә нахшичи султан муһәммәт әпәнди уйғур муқамлирини орунлап беришкә тәклип қилип сәһнидин чүшти.

Султан акиниң тәмбур билән орунлиған муңлуқ муқами, барлиқ тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти. Муқам лерикисидин кейин, рәңга - рәң уйғур миллий сәнәт кийимлири билән ясанған қизлар, доланчә кийингән йигитләр сәһнигә лиқ толуп, ләрзан самаға чүшти вә уйғурларниң назирком вә чинә усулини орунлап америкилиқларни һәйран қалдурди.

Бу қетимқи мурасимға америка дөләт мәҗлисидики хадимлардин башқа, мурасимға америка ташқи ишлар ярдәмчи министири David Cremer әпәнди, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики тармиқиниң мәсули T.Kumar Әпәнди вә америка ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири бөлүминиң мәсули Suzan ханимлар қатнашти.

Мурасимда йәнә, америкида яшаватқан уйғурлар тәрипидин һазирлинип үстәлләргә тизилған түрлүк мәззилик уйғур таамлири, саңза вә һәр хил татлиқ ‏ - түрүмлардин ғизаланған барлиқ меһманлар уйғур йемәклириниң бәкму өзгичә вә мәззилик икәнликини тәриплиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.