2008 - Йили вә түркийидики уйғур даваси

2008 - Йили ахирлишип 2009 - йили келәй дәп қалған бүгүнки күндә пүтүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири 2008 - йили елип барған паалийәтлирини хуласә қилип, 2009 - йили елип бармақчи болған паалийәтлириниң пиланини түзмәктә.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.12.30
memet-tursun-ankara-namayishida-305 Сүрәт, 8 - авғуст күнидики намайишта өзигә бензин чечип от қойувәткән мәмәт турсун уйғур түркоғли "йашисун шәрқи түркистан!" дәп тавлимақта. Еғир йаридар болған мәмәт турсун әпәнди қутулдуруш машиниси билән дохтурханиға елип кетилгән. Мәмәт турсун әпәнди 4 - айниң 3 - күни истанбулда олимпик мәшилини өчүрүшкә тәмшилип мувәппәқийәтлик болалмиған икән.
AFP Photo

Булардин бири түркийидә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитидур. Булар 2008 - йили д у қ билән һәмкарлашқан һалда түркийидә интайин муһим паалийәтләрни елип берип, дуня мәтбуатлирида йәр алди.

Бу паалийәтләрдин муһимлири 4 - айниң 4 - күни истанбул султан әхмәт мәйданида олимпик мәшилини күтивелиш мурасимида өткүзүлгән намайиш вә 8 - айниң 8 - күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханисиниң алдида өткүзүлгән намайишта мәмәт турсун исимлиқ бир уйғурниң өзигә от қоювелиши иди. Бу паалийәтләргә пүтүн дуня мәтбуатлирида йәр берилди.

Булардин башқа 2008 - йили ичидә д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәндиниң башчилиқидики һәйәт, уйғур дәвасини түрк рәһбәрлиригә вә түрк сиясәтчилиригә аңлитиш үчүн түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл, баш министири рәҗәп тайип әрдоған билән учрашти, уларға хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлатти.

Булардин башқа 2008 - йили ичидә д у қ ниң йолйоруқиға бинаән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити түркийиниң һәр қайси вилайәтлиригә һәйәт әвәтип, йиғинлар чақирип шәрқий түркистан мәсилисини аңлатти.

Буларниң һәммиси уйғур мәсилисиниң түрк мәтбуатлирида 100 қетимдин көпрәк йәр елишиға сәвәб болди. Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүркниң дейишичә, 2008 - йили бейҗиң олимпик мусабиқисиниң хитайда өткүзүлүши вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2008 - йилини мәһмут қәшқири йили елан қилиши, уйғур мәсилисиниң түркийиниң давамлиқ күнтәртипигә келишигә сәвәб болған.

2008 - Йили түркийидә елип берилған паалийәтләр һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ муавин башлиқи, шәрқи түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.