Уйғур йезилирида йолға қоюлуватқан “4 хил пишқәдәмләргә етибар бериш”сиясити һәққидики инкаслар
2013.01.11

Чәтәлләрдики сиясий анализчилар бу шәртләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп, бу хил бәлгилимиләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур районида өзлири еришмәкчи болған мәңгүлүк әминликкә еришиш үчүн елиниватқан тәдбирләр икәнликини илгири сүрди. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтә тәйярлиған программисида болсун.
Уйғурбиз тор бекитиниң хәлқара тор бекитидә сәйшәнбә күни елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур ели даирилири 2010 - йили 1 - июлдин башлап, җайлардики дәм елишқа чиққан сиясий җәһәттин ишәнчлик дәп қаралған йеза кадирлириға “4 хил пишқәдәмләргә етибар бериш сиясити” намида һәр айда толуқлима ярдәм пули беришни қарар қилған. Уйғур биз тордики учурдин мәлум болушичә уйғур аптоном район даирилири йолға қойған бу бәлгилимидә тилға елинған төт хил пишқәдәмләр йеши 60 тин һалқиған пишқәдәм кадирлар, пишқәдәм партийә әзалири, пишқәдәм нәмуничиләрни өз ичигә алған болуп, төт хил пишқәдәмләр салаһийитигә еришкәнләргә айрим - айрим һалда пишқәдәм кадирлар үчүн ейиға 230 сом хәлқ пули,пишқәдәм партийә әзалири вә пишқәдәм әскәрләргә 210 сом хәлқ пули, нәмуничиләргә 260 сом хәлқ пули ярдәм берилидиғанлиқи изаһланған.
Биз уйғур биз тори тәминлигән учурға асасән, уйғур елидики йәрлик даириләрниң һөкүмәт тор бекәтлиридин“йезилардики төт хил пишқәдәмләрни башқуруш усули”дики конкрет мәзмунларни игилидуқ. 2012 - Йили 18 - өктәбир күни қәшқәр йеңисар наһийисиниң һөкүмәт торида елан қилинған 13 маддилиқ бәлгилимидә “төт хил пишқәдәмләр ярдәм пули”ға илтимас қилғучиларға қоюлидиған бир қатар сиясий шәртләр баян қилинған. Бу шәртләрдә алди билән сиясий җәһәттин ишәнчлик болуш тәләп қилинған болуп, хитай дөлитиниң бирликини һимайә қилиш,милли бөлгүнчиликкә, қанунсиз диний паалийәтләргә қәтийлик билән қарши туруш роһи болуш, туюқсиз йүз бәргән зор вәқәләрдә байриқи рошән, мәйдани ениқ болуш, партийә интизамиға бойсунуш, тарқилип йүргән өсәк сөзләргә ишәнмәслик, компартийиниң вә дөләтниң мәнпәәтини қоғдап, дөләт қануниға бойсунуш, җәмийәт муқимлиқиға зиян йәткүзидиған паалийәтләрни қоллимаслиқ қатарлиқлар тәләп қилинип, бу 13 маддилиқ низамниң һәрқандақ биригә хилаплиқ қилғучиларниң “төт хил пишқәдәмләр ярдәм пули”дин бәһримән болалмайдиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Чәтәлләрдики сияси анализчилардин “шәпә журнили”ниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди уйғур аптоном районида йолға қоюлуватқан“төт хил пишқәдәмләргә етибар бериш” сияситиниң хитай даирилириниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин районниң узун муддәтлик әминлигигә капаләтлик қилиш үчүн йүргүзүватқан сияси тәдбирлириниң бири икәнликини билдүрди.
Җаң вейго әпәнди мундақ деди:
“хитайниң ички өлкилиридә йолға қоюлуватқан 60 яштин һалқиған мойсипитлар бәһримән болуп келиватқан айлиқ ярдәм пули уйғур аптоном райони даирилири тәрипидин “төт хил пишқәдәмләргә етибар бериш сияситидики бәлгилимиләр” дәп өзгәртилип, уйғур аптоном районида сиясийлаштуруветилгән. Бу әһвал даириләрниң барлиқ амал - чариләрни йолға қоюп, районниң тинч - муқимлиқиға капаләтлик қилиш, районда давамлишип келиватқан наразилиқ һәм қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елип, уйғур райониниң мәңгүлүк әминликини сақлап қелиш үчүн елинған йәнә бир тәдбир дейишкә болиду. Чүнки 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, бу райондики муқимлиқ мәсилиси хитай мәркизи һөкүмитиниң бешини әң қатуруватқан мәсилиләрниң биригә айланди. Хитай һөкүмити йиллардин буян байлиқ мәнбәлирини тохтавсиз ечиватқан уйғур аптоном районида йәрлик хәлқ йүзлиниватқан ишсизлиқ, намратлиқ мәсилиси йәрлик хәлқни нарази қилип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди. Шуңа даириләр намратларға ярдәм бериш сиясити, пишқәдәмләргә ярдәм бериш сиясити қатарлиқларни йолға қоюп өз образини яхшилашқа тиришиватиду. Әмма уйғур аптоном район даирилири йәнә яшанғанлар еришишкә тегишлик әшу азғинә ярдәм пулидиму түрлүк сиясий шәртләрни қоюп,райондики хәлқни тиналмас һаләткә кәлтүрүп қоймақта.”
Америка уйғур уюшмисиниң муавин рәиси елшат әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип,аталмиш төт хил пишқәдәмләргә етибар бериш сияситидики сиясий шәртләрниң даириләрниң уйғурларни контрол қилиштики йәнә бир вастә икәнликини тәкитлиди.
Өткән йили даириләр уйғур йезилиридики намратларға берилидиған ярдәм пулида деһқанлардин шу аилидә қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланғанлар болмаслиқ, диний түс алған кийим - кечәкләрни киймәслик қатарлиқ түрлүк сияси шәртләргә әмәл қилишни тәләп қилғанлиқи һәққидики һөҗҗәт вә испатлар аммиви тор бекәтлиридә ашкариланғандин кейин, бу әһвал тор бекәтлиридә муназирә қозғап, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриған иди.