Илһам тохти "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәклип лайиһисини елан қилди
2010.11.29

У уйғур, тибәт вә қазақ қатарлиқ милләтләргә қаритилған "қош тиллиқ маарип" сияситиниң бу милләтләрниң ана тил маарипини вәйран қиливатқанлиқи һәм бу хил һаләтни өзгәртиш һәққидики тәләп вә тәклипләрни оттуриға қойди. Илһам тохти әпәнди мәзкур тәклип лайиһиси 11-ноябир күни йезилфан болуп, -26ноябир күни илһам тохти әпәнди радиомизға әвәтип бәрди. У, бу тәклип лайиһисини хитайдики мунасивәтлик даириләргә сунмақчи икән.
Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәрипидин һөкүмәт даирилиригә сунулмақчи болған тәләпнаминиң дәсләпки қисмида, тибәт қатарлиқ районларға қаритилған "маарип ислаһати тәрәққиятида 2010- 2020- йилғичә болған оттура вә узун мусапилик қарар" ниң, уйғур вә тибәтләрниң наразилиқини қозғиғанлиқи көрситилгән.
Тәклипнамидә мундақ дейилгән: "бу қарар чиңхәйдә елан қилиниши биләнла тибәт оқуғучилириниң наразилиқ намайишиға сәвәб болди. Уйғур аптоном районида болса, райондики уйғур зиялийлири вә ата-аниларниң қаттиқ нарази болушиға қаримай бу сиясәтниң мәҗбурий иҗра қилиниватқанлиқиға бирнәччә йил болди."
Һөкүмәт даирилиригә сунулуш алдида турған бу тәләпнамидә," маарип ислаһати қарари" ниң уйғур вә тибәтләр районида иҗра қилиниши хитайниң өз қануни вә бу милләтләрниң мәнпәәтигә уйғун әмәслики, шуңа мәзкур қарарни уйғур һәм тибәтләрниң қобул қилмайватқанлиқи әмәлий пакитлар билән оттуриға қоюлған.
Тәләп намидә мундақ дейилгән: "уйғурларни бу хил сиясәтниң биваситә зиянкәшликигә учриғучилар десәк болиду. Биз бу мәсилигә сүкүт қилип туралмаймиз. Миллий баравәрлик, иттипақлиқ, өз-ара ярдәм һәм чүшиниш асасидики инақ болған милләтләр мунасивити бәрпа қилиш; бизниң баш тартип болмайдиған бурчимиз. Чүнки мәйли 'чиңхәй қарари ' вә яки 'шинҗаң қарари ' болсун, һәр иккисидила хитай тили асас; ана тил қошумчә орунға қоюлған. Бу милләтләр маарипида хитай тили маариптики асаслиқ тил дәп бәлгилинип, йәсли маарипидин башлап йолға қоюлуш бәлгиләнгән. Бу қарарлар ата-анилар һәм балиларниң қобул қилишини сақлимайла мәҗбури иҗра қилиниватиду. Һазир һөкүмәт даирилири бу қарарни '3 кә уйғун ' дәп тәрипләшмәктә. Уларниң қаришичә, бу қарар мәркәзниң роһи, дөләт қануни һәм амминиң мәнпәитигә уйғун икән. Әмма, биз мәркәзниң һөҗҗити, дөләт өзи бәлгилигән асаси қанун, уйғур вә тибәтләр районидики тил муһити һәм тарихи тәҗрибилиримиздин қарайдиған болсақ, һөкүмәт даирилири чиқарған бу қарар бу районларниң әмәлий әһвалиға пүтүнләй уйғун кәлмәйду.”
Илһам тохти әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, даириләр йолға қоюватқан" қош тиллиқ маарип қарари"ниң уйғур һәм тибәтләрниң миллий маарипини вәйран қилиш бәдилигә елип бериливатқанлиқини баян қилип, хитай һөкүмитини тәнқидлигән иди.
Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар һөкүмәткә йоллимақчи болған тәләпнамидә, һөкүмәт даирилиригә һазир йолға қоюлуватқан "қош тиллиқ маарип ислаһати" намидики хитай тилини асас қилған "йәккә тиллиқ маарип сиясити"ни иҗра қилишни тохтитиш тәләп қилинип мундақ баянлар берилгән: " 'маарип ислаһати қарари' дики оқутушта хитай тилини асас қилиш, миллий хитай мәктәплирини қошуветиш, оқутуш мәзмуниға ислаһат елип бериш қатарлиқларниң һәммиси, қануний җәһәттә аптономийә һоқуқиға игә болуш бәлгиләнгән бу милләтләрниң өз ана тилини ишлитиш һоқуқиға таҗавуз қилип, бу милләтләрниң дөләт қанунида бәлгиләнгән миллий аптономийилик қануни һоқуқлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилди. Дөләтниң миллий сияситигә хилаплиқ қилди. Партийә вә дөләтниң инавитини төкүп, хәлқниң ишәнчини йәрдә қойди. Хитай тили дәрсликини йәсли маарипиға омумлаштуруш қарари бу милләтләрниң кейинки әвладлирини ана тил тәрбийисидин мәһрум қалдурди. ' Маарип ислаһати қарари' да хитай тили маарипини кеңәйтиш тәшәббус қилиниши, әмәлийәттә чоң милләтчилик нәзәрийисини асас қилған дейишкә болиду. Бу, милләтләр баравәрлики қануниға хилап. Дөләттә ортақ ишлинидиған тилниң һөкүмәт хизмитидә ишлитилидиған бирдин-бир тил дәп чүшиниш,' көп милләтләр асасида бирликкә кәлгән җумһурийәт' дәп елан қилинған дөләт намиғиму уйғун әмәс! бу қилмиш дөләт өзи бәлгилигән 'көп хил тил- йезиқлар баравәр ишлитилиш керәк' дегән қануниғиму хилап. Шуңа биз һазир иҗра қилиниватқан' қош тиллиқ маарип' намидики хитай тилини асас қилған йәккә тиллиқ маарип сияситини дәрһал тохтитишни тәләп қилимиз. Мунасивәтлик даириләрниң бу доклатни тапшуруп алғандин кейинки 60 күн ичидә бизгә бу мәсилә һәққидә җаваб беришини тәләп қилимиз.
Қәдирлик радио аңлиғучи достлар, илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәрипидин тәйярланған 'ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп' намлиқ тәләпнаминиң кейинки қисмида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири һазир районда йүргүзүватқан маарип сиясити, тил-йезиқ сиясити вә миллий сияситигә қарита 6 түрлүк чақириқ һәм 12 маддилиқ конкрет тәләп оттуриға қоюлған болуп, программимизниң кейинки қисмида бу һәқтә аңлитиш беримиз.