Илһам тохти "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәклип лайиһисини елан қилди (2)

Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәрипидин тәйярланған "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәләпнаминиң кейинки қисмида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң һазир районда йүргүзүватқан маарип сиясити, тил-йезиқ сиясити вә миллий сияситигә қарита 6 түрлүк чақириқ һәм 12 маддилиқ конкрет тәләп оттуриға қоюлған
Мухбиримиз миһрибан
2010.11.30
ilham-tohti-305.jpg 2009‏-Йили феврал. Илһам тохти фррансийидә
RFA
Илһам тохти әпәнди радиомизға әвәтип бәргән қош тиллиқ маарип ислаһати һәққидә һөкүмәткә сунулмақчи болған бу тәләп лайиһиси 2010- йили 11-ноябир күни илһам тохти әпәнди тәрипидин йезилип, 12-ноябир күни тунҗи қетим илһам тохти әпәнди тәрипидин лексийә тәриқисидә бейҗиңдики оқуғучи зиялийлар арисида сөзләнгән һәм шу мәйданниң өзидила тәләпнаминиң дәсләпки нусхисиға 200 дин артуқ киши имзасини қойған.

Бүгүн илһам тохти әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, бу тәләпнаминиң, тибәт оқуғучилириниң қош тиллиқ маарип қарариға қарши намайишидин кейин, бейҗиңда уйғур, хитай, тибәт, қазақ оқуғучилири, зиялийлар шундақла италийә, германийә, корийә, японийә, америка қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән чәтәлликләр һәм хитайниң өзиниң һөкүмәт хадимлириму қатнашқан 400 кишилик чоң залда сөзләнгән мәхсус темидики лексийә икәнликини әскәртти.

Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәйярлиған тәләпнаминиң дәсләпки нусхисида уйғур аптоном район даирилириниң һазир районда йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип һәм тил-йезиқ сияситигә қарита 6 түрлүк чақириқ 12 маддилиқ тәләп оттуриға қоюлған.
6 Түрлүк чақириқта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1951- йили, 1995- йили һәм 1996- йилларда елан қилинған һәрқайси милләтләрниң өз ана тилини ишлитиш һоқуқи һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләрниң өз дөлитидики милләтләрниң ана тилини ишлитиш, ана тил маарипидин бәһримән болуш һоқуқини қоғдаш һәққидики чақириқи мисалға елинип, хитай һөкүмитини хитайдики башқа милләтләрниң өз ана тилини ишлитиш, ана тил маарипидин бәһримән болуш һоқуқини қоғдашқа чақирған.

6 Түрлүк чақириқниң асаси мәзмуни төвәндикичә:

1. Тил һәм мәдәнийәтниң көп қутуплуқ болуш принсипи бирләшкән дөләтләр тәшкилати  қараридин өткән. Һәрқайси дөләтләр бу принсип бойичә иш қилиши керәк.

2. Ана тил маарипини билән тәрбийилиниш һәрқайси милләтләрниң миллий һоқуқи һәм қанунда бәлгиләнгән асаси һоқуқи, чоқум маарип қанунида иҗра қилиниши керәк.

3. Дөләт тилиниң орни җәзимләштүрүлүши, бу хәлқара тил-йезиқ қануниниң муһим нуқтиси, әмма бу һәрқайси милләтләрниң тил-йезиқ һоқуқиға дәхли қилинмиған асаста бу милләтләрниң өз ана тили маарипини тәрәққий қилдурушни алдинқи шәрт қилған әһвалда йолға қоюлуши керәк. Дөләт ичидики тил-йезиқниң көп хил болушиға йол қоюлуши керәк.

4. Ана тил у бир милләтниң роһи, миллий мәдәнийәтниң асаси, милләтниң бәлгиси, милләтниң ғурури вә орни, шуңа ана тил маарипиниң сақлинип қелиши һәм униң милләтләр баравәрлики асасида әркин тәрәққий қилишиға йол қоюш керәк.

5. Ана тил маарипи әң биваситә үнүм беридиған маарип, у милләтниң миллий ғурурини тәрбийиләйду. Миллий иптихарини күчәйтип миллий роһини урғутиду. Шуңа милләт әвладлири өз ана тил маарипидин айрилип қалса болмайду.

6. Һазирқи реал әмәлийәт шуни испатлидики тил-йезиқ, мәдәнийәт, маарип қатарлиқларда хитай тилини асас қилған йәккә тиллиқ маарипни тәшәббус қилиш һәм милләтләрниң ана тилини ассимилятсийә қилиш сиясити пәқәтла милләтләр арисидики бөлүнүшни һәм өчмәнликни кәлтүрүп чиқиду; әксичә көп тилниң көп хиллиқиға йол қоюш, һәм башқа тилларға кәң қорсақлиқ билән муамилә қилиш һәрқайси милләтләр арисидики иттипақлиқни күчәйтип өз-ара чүшинишни илгири сүриду.

Илһам тохти әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилғинида, һәрқайси милләтләрниң өз ана тили һәм мәдәнийитини қоғдашниң қанунда бәлгиләнгән қануни һоқуқи һәм дөләтниң өз пуқралириниң бу һоқуқини қоғдаш мәҗбурийити барлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

Тәләпнамидә оттуриға қоюлған 12 маддилиқ тәләптә даириләрдин төвәндикиләр тәләп қилинған:

1. Даириләр хәлқара қанунда бәлгиләнгән милләтләрниң тил-йезиқ һәм маарипта бәлгиләнгән һоқуқлирини районда капаләткә игә қилиши һәм әмәлийләштүрүши керәк.

2. Һазир тәкитләватқан һәм иҗра қиливатқан йәккә тиллиқ йәни хитай тилини асас қилған маарип сияситини әмәлдин қалдуруп, милләтләр маарипиниң көп қутуплуқ һәм әркин тәрәққияти капаләткә игә қилиниши керәк.

3. Мунасивәтлик орунлар дөләт қанунида бәлгиләнгән маарип қануни, дөләтниң миллий тил-йезиқ қануни, миллий аптономийә қануни қатарлиқларға әмәл қилип, уйғур аптоном районида уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләр тилидики йәсли, башланғуч мәктәп, оттура мәктәп қатарлиқларни көпәйтип, балиларниң ана тил маарипида тәрбийилинишини капаләткә игә қилиш керәк.

4. Һөкүмәт даирилири тәдбир қоллинип, һазирқи уйғур аптоном райони қатарлиқ җайларда йәсли, башланғуч мәктәп, оттура мәктәплиридә хитай оқутқучилар зиядә җиқ болуп кетиш, уйғур қатарлиқ милләтләрдин болған оқутқучилар зиядә кәмчил болуштәк шараитни өзгәртиши керәк.

5. Һөкүмәт миллий тил маарипиниң тәрәққияти үчүн мәбләғ аҗритип, оқутқучилар қошуни, оқутуш әслиһәлири, дәрслик китаб, компютер юмшақ детали қатарлиқлар тәрәққиятини күчәйтиш керәк.

6. Һөкүмәт даирилири һазир тәрипләватқан қош тиллиқ йәсли вә мәктәпләрдики уйғур тили оқутуш иқтидари болмиған оқутқучиларни ишлитишни тохтитиши, аз санлиқ милләтләр маарипиниң әнәниви принсиплириға һөрмәт қилиши милләтләрниң маарип қанунида бәлгиләнгән қануни һоқуқлирини капаләткә игә қилиши керәк.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.