Америка демократийини илгири сүрүш фондиниң шәрқий асия ишлири дериктори лоийса ханим билән сөһбәт
Истанбулда ечилған хәлқара қәләмкәшләр йиғинини көзитиш үчүн америкидин келип йиғинға қатнашқан америка демократийини илгири сүрүш фонди (NED) җәмийитиниң асия ишлири директори лоийса ханим 2009 - йили 8 - айниң 28 - күни истанбулда, тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин орунлаштурулған иптар зияпитигә қатнашти.
Мухбиримиз арислан
2009.09.01
Лоийса ханим иптар зияпитидә, истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсуллири билән учрашти һәмдә айрим - айрим сөһбәтлишип пикир алмаштурди.
Америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң ғайиси немә? уйғур тәшкилатларға ярдәм қилишта немиләрни мәқсәт қилиду? уйғурлардин немиләрни күтиду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң асия ишлири дериктори лоийса ханимни зиярәт қилдуқ. Лоийса ханим билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилати төвәндикичә.
Суал: һөрмәтлик лоийса ханим алди билән силәрниң демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң ғайә - мәқсәтлири һәққидә сөзләп бәргән болсиңиз?
Демократийини илгири сүрүш фонди дуняниң һәрқайси җайлиридики демократийә тәшкилатлирини қоллайду, бу әлвәттә хитайдики демократик паалийәтләрниму йәни "хитайда яшаватқан пүткүл инсанлар қандақ қилип демократийә ичидә яшиялайду?" дегәндәк мәсилиләрни өз ичигә алиду. Болупму тибәтликләргә, уйғурларға һәтта ички моңғулда яшаватқан моңғулларға охшаш хәлқләргә алаһидә көңүл бөлиду. Бу хәлқләр өзлириниң сиясий истиқбалиниң бирдин бир авазидур. Бу сәвәбтин демократийини илгири сүрүш фонди сүргүндики уйғурларниң бәзи тәшкилатлирини мәмнунийәт ичидә фунд билән тәминләймиз шуңлашқа улар өз ана вәтини үчүн демократик бир кәлгүсини қуруп чиқиш ишлириға қатнишалайду.
Суал: һөрмәтлик лоийса ханим силәрниң демократийини илгири сүрүш фонди бәзи уйғур тәшкилатларни қоллап мадди вә мәниви җәһәттин ярдәм қиливатиду, силәргә нисбәтән ейтқанда, уйғур тәшкилатлири нәтиҗилик хизмәт қиливатамду?
Шундақ, өткән бәш йилда, демократийини илгири сүрүш фонди уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлиригә, йәни вашингитонда "уйғур америка бирләшмиси" тәрипидин елип берилған "уйғур инсан һәқлири лайиһиси" гә өзиниң түнҗи маддий ярдимини башлиғандин бери, бу тәшкилат вә башқа биз қоллиған тәшкилатлар хәлқаралиқ сәһниләрдә, һәр йәрдики тинчлиқпәрвәр кишиләрни уйғурларниң тартиватқан зулумлиридин хәвәрдар болушқа, әһвални чүшинишкә, һәмкарлишиш вә ярдәм қилишқа чақиришта һәқиқәтән өзлириниң авазини йүксәлдүрди. Шуңлашқа биринчи қәдәм, шу инсанлар уйғурларниң иҗтимаий һаятида немә ишларниң боливатқанлиқини билиши лазим, чүшәнчисидә уйғурларниң инсан һәқлиридин қанчилик бәһриман болуватқанлиқи һәққидә ениқ бир уқум шәкиллиниши лазим. Йиғинчақлап ейтқанда, улар бир қурулуш хизмити, чүнки кәлгүсидә уларға уйғурлар тартиватқан зулумларни кәлтүрүп чиқиватқан зораванлиқларни йениклитиш вә йоқ қилиш үчүн уни техиму көп нәтиҗигә айландурушта еһтияҗ туғулиду. Ениқки, хәлқарадики тинчлиқпәрвәр кишиләрниң вә чәтәллик рәһбәрләрниң уйғурларни чүшинишиму муһим, әмма, әлвәттә хитайларниңму буни чүшиниши интайин муһим, бу наһайити чоң бир хизмәт, вә мән ойлаймәнки бу һазир башлиниш нуқтисида, техичә дәсләпки қәдәмләрдә.
Суал: һөрмәтлик лойиса ханим демократийини илгири сүрүш фонди һазирғичә пәқәт америкида қурулған уйғур тәшикилатлириғила ярдәм қиливатиду дегән қарашлар мәвҗут башқа дөләттики уйғур тәшкилатлириғиму ярдәм қилиш пиланиңлар барму яки пәқәт америкидики уйғур тәшкилатлириғила ярдәм қиламсиләр?
Әмәлийәттә, демократийини илгири сүрүш фонди америкида йәрләшкән икки тәшкилатни фунд билән тәминләватиду: бирси "уйғур америка бирләшмиси", демократийини илгири сүрүш фонди пүткүл җәмийәтләрни әмәс бәлки уларниң һөҗҗәтләштүрүш җәһәттики кәспий хизмәтлирини вә инсан һәқлиригә алақидар паалийәтлирини, йәни инсан һәқлиригә алақидар кәспий хизмәтлирини қоллаватиду; йәнә бири болса рабийә қадир тәрипидин қурулған, уйғур аяллири вә балилар үчүн хизмәт қилишни мәқсәт қилған "хәлқаралиқ уйғур инсан һәқлири вә демократийә фонди". Бизниң башқа йәнә икки фундимиз бар, йиллардин бери икки тәшкилатни фонд билән тәминләватимиз һазирму давамлишиватиду, улар хәлқаралиқ тәшкилатлар, америкидики тәшкилатлар әмәс. Бирси миюнхенда ишханиси бар болған, дуня миқясида әзалири болған "дуня уйғур қурултийи". Бу тәшкилат әзалириниң көпинчиси сүргүндә яшайдиған, вәтәнгә қайтиш имканийити болмиған уйғурлардин тәркиб тапқан; биз ярдәм қиливатқан йәнә бир тәшкилат болса, "хәлқаралиқ уйғур қәләмкәшләр кулуби". Бу хәлқарадики қәләмкәшләр тәрипидин қурулған бир тәшкилат. "Қәләм - пән " болса " сөз әркинлики" мәнисини билдүриду. Һәр қайси тил гурупписидикиләр өзлириниң кулуплирини қуралайду; язғучилар учришип көз қарашлирини ортақлишалайду; һәмдә бирликтә "сөз әркинлики" ни қоғдаш үчүн хизмәт қилалайду. Шуңлашқа ениқки уйғурлар үчүн өзлириниң "қәләмкәшләр кулуби" ниң болуши наһайити муһим. Уйғурлар дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватиду вә вәтинидики уйғурларниң демократик һәқ - һоқуқи үчүн хизмәт қиливатиду. Буларниң һәммиси демократийини илгири сүрүш фондиниң мәқсити вә муһим хизмәтлири ичидә йәр алиду.
Суал: һөрмәтлик лойиса ханим сизниң бу қетимқи түркийини зиярәт қилиштики асаси мәқситиңиз һәққидә сөзләп бәргән болсиңиз?
Мән бу бир һәптидин бери "хәлқаралиқ уйғур қәләмкәшләр кулуби" ниң биринчи қетимлиқ қурултийини көзитиш үчүн истанбулда туруватимән. Гәрчә бу кулуб сан җәһәттин наһайити аз әзалардин тәркиб тапқан болсиму әмма улар әзәлдин йүз-туранә учришиш имканийитигә еришәлмигән. Кишиләрниң өз-ара өгиниши, мәмликәтлиридә тартиватқан зулумларни чүшиниш, башқа язғучиларни тиңшаш, роһи җәһәттики һәмкарлиқ, очуқ - йоруқ вә инсаний роһ, сөз әркинлики җәһәттики ортақ һессияти, һәмкарлиқ вә ортақ демократик қиммәт қарашлири кишини интайин роһландуриду, бу хил әһваллар дәл демократийини илгири сүрүш фондиниң мәқситидур. Демократийини илгири сүрүш фондидики инсанлар буни әмәлий һәрикәттә көрүштин, кишиләрниң өз мәнпәәти үчүн әмәс бәлки зулум ичидики инсанларға қол узартишни халайдиғанлиқини көрүштин мәмнунийәт һес қилиду.
Суал: һөрмәтлик лойиса ханим әркин асия радиоси арқилиқ уйғурларға демәкчи болған сөзиңиз барму?
Әркин асия радиосиниң бу гүзәл уйғурчә аңлитишини тиңшаватқан уйғурлар үчүн, демәкчи болғиним шу: " уйғур достлар, мән силәрдин дуняниң һәрқайси җайлирида силәрниң достлириңларниң барлиқиға ишинишиңларни үмид қилимән. Истанбулдики бу учришиш буниң әң типик мисали болалайду. 18 Гә йеқин дөләттин кәлгәнләр уйғурларниң әһвалидин түнҗи қетим мәлум дәриҗидә хәвәрдар болған болса, башқилар, йәни хитай язғучиларниму өз ичигә алған әзалар аллиқачан бу хизмәт үчүн өз тиришчанлиқлирини көрситишкә тиришиватиду. Бу йәрдики һәммәйлән, йәни хәлқара қәләмкәшләр йиғиниға тәхминән 20 дөләттин кәлгән қатнашқучилар уйғурларниң инсан һәқлири күрәшлиригә күч қошуш мәқситидә достлуқ мәнзилигә улаштуқ."