'Үрүмчи вәқәсидә хитай өзиниң җасуслириға уруш, чеқиш, көйдүрүш, булаш җинайити садир қилғузди'

Америкида хитайчә чиқидиған 'бейҗиң баһари' журнилиниң 2009‏ - йил 9‏ - айлиқ санида 'төтинҗи ийон вәқәси' билән 'йәттинҗи ийол вәқәси' дә хитай көмунист партийиси хәлқни бастуруш модели селиштуруп көрүлгән бир мулаһизә елан қилнди.
Мухбиримиз вәли
2009.09.01
Xitay-saqchiliri-puqraliri-birge-Uyghurgha-hujum-305.jpg Youtube Дин елинған бу сүрәттә, 7 - ийул күни, үрүмчидики хитай пуқралириниң хитай армийисиниң һемайиси астида уйғурларни калтәк - чомақлар билән уруп, өлтүрүп, инсан қелипидин чиққан вәһшиликлиридин бир көрүнүш.
Youtube Дин елинди.

Аптор гво бавшең әпәнди бу мақалисида, хитай һөкүмити уйғурларниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинғанлиқиға наразилиқ билдүрүп өткүзгән қанунлуқ намайишини бастуруш үчүн, өзиниң җасуслириға уруш, чеқиш, көйдүрүш, булаш җинайити садир қилғузди, дәп баян қилди.

Икки вәқәниң башлиниш шәкли охшаш

Апторниң баян қилишичә, биринҗидин, икки вәқәниң қандақ мәқсәт билән башланғанлиқи охшаш. 1989‏ - Йилидики 4‏ - ийон вәқәсидә оқуғучилар 'хуявбаңни хатириләш' дегән шәкил арқилиқ, җоңхуа хәлқ җумһурийитиниң қанунида бәлгиләнгән сиясий һоқуқни ишлитип, әркинлик вә демократийигә болған ирадисини ипадилигән болса, 2009‏ - йили бәшинҗи ийол күни үрүмчидә уйғур оқуғучилири вә уйғур хәлқи, һөкүмәттин шавгуәндә йүз бәргән адаләтсизликни һәл қилишни тәләп қилиш шәкли арқилиқ, өзлириниң кишилик һоқуқи хитай һөкүмити тәрипидин дпсәндә қилиниватқанлиқиға наразилиқ билдүрүди вә өзиниң әркинликкә болған ирадисини ипадилиди.

Һәр икки һәрикәтниң тинҗлиқ билән башланғанлиқи вә барғансири улғуюп тәрәққи қилғанлиқи охшаш.

Икки вәқәниң ақивитиму охшаш

Иккинҗидин, һәр икки вәқәниң хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған ақивити охшаш. Апторниң баян қилишичә, 'төтинҗи ийон'да хитай һөкүмити 200 миң кишилик қораллиқ қисим ишләткән болса, 'бәшинҗи ийол'да 130 миң кишилик қораллиқ сақчи қисим ишләтти вә ләнҗо һәрбий районини йәнә буниңға запас қойди, бәлки үрүмчидә намайишни бастурған қораллиқ сақчи қисимлириниң бастуруш иқтидари тйәнәнмендә намайишни бастурған қораллиқ қисимдин юқури.

'Төтинҗи ийон' да хитай дөләт кабинитиниң баянатчиси юәнму 23 адәм өлди, десә, дөләт рәиси яң шаңкун 600 адәм өлди, дегән иди. 'Бәшинҗи ийол' да хитай һөкүмити бир туруп 197адәм өлди, десә, бир туруп 1600 дәк адәм өлди вә яриланди, деди.

Хәлқара җәмийәт 'төтинҗи ийон' да хитай һөкүмитиниң гепигә ишәнмигәнгә охшаш, 'бәшинҗи ийол' диму хитай һөкүмитиниң гепигә ишәнмиди. Бәлки хитай қизил кирист җәмийитиниң 'төтинҗи ийон' да 3000 адәм өлди вә яриланди, дегини вә дуня уйғур қурултейиниң 'бәшинҗи ийол' да өлгән вә яриланған адәм сани 400 дин 1000 ғичә дегинини тоғра дәп қариди.

Һәр икки вәқәдә хитай һөкүмитиниң учур вастилириға болған контроллуқи охшаш

Апторниң баян қилишичә, һәр икки вәқәдә хитай һөкүмитиниң учур вастилирини контрол қиливелиши охшаш.'Төтинҗи ийон'да хитай һөкүмити учур вастилирини қаттиқ контрол қиливелип, демократик һәрикәтни һәрхил бәднамлар билән қарилап 'чәтәлләрдики җоңгоға қарши күчләр қозғатти', 'бир учум қара күчләр, лүкчәкләр қаймуққан аммини уруш, чеқиш, көйдүрүш, булашқа қутратти', 'һәрбий қисимларға һуҗум қилди' дегән вә һәрбий аптомобилларниң көйдүрүлгәнликинила көрсәткән, хәлқниң гезитларға мақалә елан қилип, вәқәниң әйнини чүшәндүрүшкә рухсәт қилмиған болса, 'бәшинҗи ийол'диму, хитай һөкүмити хәлқниң интернет вә телефон алақилирини үзүп ташлап, бу һәрикәтни 'уруш, чеқиш, көйдүрүш, булаш җинайити садир қилди', 'чәтәлдики рабийә қадир пәйда қилди', деди.

Гәрчә хитай һөкүмити 'бәшинҗи ийол'да вәқәниң пүтүн җәрянини фотоға алған болсиму, әмма униңдики'уруш, чеқиш, көйдүрүш, булаш' көрүнүшлиринила елан қилди, уни қилған кишиләрниң исмини елан қимиди, һөкүмәт елан қилған фото рәсимләрдиму уларниң чирайи ениқ әмәс, кимликини пәрқләндүргили болмайду.

Һәр икки вәқәдә хитай һөкүмити қолланған бастуруш үчүн бана тепиш модели охшаш

Хитай һөкүмити һәр икки вәқәдә қолланған бастуруш үчүн бана тепиш модели охшаш. 'Төтинҗи ийон'да азадлиқ армийә тйәнәнменгә киргәндин кейин, өзлириниң җасуслири кирип азадлиқ армийиниң аптомобиллирини көйдүргән иди. Буниң җәрянини 1989‏ - йили азадлиқ армийиниң җасуслуқ ротисида турған, кейин қомандиға бой сунмиғанлиқи үчүн қамаққа елиған ву әпәнди паш қилди. 2008‏ - Йили тибәт қораллиқ сақчи қисим баш қомандани ли лйәншү қисимлириға чүшүргән буйруқниң 5 ‏ - маддисида, мәхсус өзиниң җасуслуқ ротисиға 'икки йүз җәңчи раһипчә ясинип, ибадәтханиларға кирип ном көйдүрүш вә гәнсу содигәрлириниң дуканлирини булаш' тоғрисида вәзипә тапшурғанлиқиму сир әмәс.

Апторниң баян қилишичә, 'бәшинҗи ийол' диму, хитай һөкүмити өзиниң җасуслириға җинайәт садир қилғузғанлиқи ениқ. Уйғурлар намайиш қилғанда, хитай һөкүмити 'уруш чеқиш, көйдүрүш, булаш җинайити садир қилди' дегән кишиләрниң рәсимини сапла кәйни тәрәптин тартқан. Хитай һөкүмити униң кимликини ашкарилимайватиду.

Хитайниң радио - теливизийилири уйғурларни 'бир аптомобил содигириниң 20 данә йеңи аптомобилини көйрүвәтти', дәп хәвәр қилғандин кейин, шу содигәр чәтәл учур вастиилириға вәқәни чүшәндүрүп 'сақчи понкити маңа лөкчәкләр келиватиду, дәп алдин учур бәргән иди, әмма мән тәйярлиқ қилип болғичә, лүкчәкләр миниң йеңи аптомобиллиримини көйдүривәтти' деди.

Демәк, хитай сақчи понкити шу вақитта лүкчәкләрни билиду. Шаңхәйдики адвикат җен инчоңниң паш қилишичә, хитай һөкүмити 7‏ - айниң 1‏ - күнила үрүмчигә қораллиқ қисим йөткәшкә башлиған вә өлсә аилә - тәвәлиригә 400 миң юнәндин нәпиқә бериш үчүн 100 милйон юән мәбләғ аҗратқан.

Хитай һөкүмити 'бәшинҗи ийол' дин тартип һазирға қәдәр, өзиниң җинайәтлири хәлқараға ашкарилинип қелишидин қорқуп, хәлқниң телефон вә интернет алақисини әслигә кәлтүрмәйватиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.