Пән хуңшяң: "мәркизи һөкүмәт алаһидә район асасий қануни моделини ойлишип беқиши керәк"

Биз түнүгүнки программимизда," оттура җәнуб милләтләр университети"ниң дотсенти пән хуңшяңниң хитайдики йәрлик аптономийә қанун бәлгилимилири һәққидики мақалисиниң, дәсләпки бөлүми, "хитайда һәқиқий аптономийә һоқуқлири қарарлаштурулмиғанлиқиниң сәвәблири" қисмини аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда мухбиримиз меһрибанниң тәйярлишида, мақалиниң давами хитайда аптономийә һоқуқлирини капаләткә игә қилишниң алдинқи шәрти хитайниң "асасий қануни" һәм "миллий аптономийә қануниға түзитиш киргүзүш" қисмини аңлайсиләр.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Пән хуңшяң мақалисиниң кейинки қисмида, хитайда аптономийә дәп аталған, әмма һазирғичә аптономийә һоқуқлири һәқиқий капаләткә игә қилинмиған 5 аптоном районниң " һоқуқ даирисини қануни капаләткә игә қилишниң алдинқи шәрти, алди билән хитайниң һазирқи дөләт түзүлмисигә өзгәртиш киргүзүш икәнликини оттуриға қойған.

Пән хуңшяң хитай дөлити қурулған 60 йил ичидиму, һәрқайси аптоном районларда, " аптоном районниң өзигә хас йәрлик қанун бәлгилимилириниң түзүлүп болалмаслиқи һәм җайларда һәқиқий һалдики аптономийә һоқуқлириниң әмәлийләшмигәнлики һәққидики сәвәбләрни изаһлиғандин кейин, өзиниң һәрқайси аптоном районларниң йәрлик қанун - бәлгилимилирини түзүп чиқишни капаләткә игә қилиш һәққидики лайиһисини мундақ нуқтиларға йиғинчақлиған.

" 1 - Алди билән " асасий қанун" һәм " миллий аптономийә қануни"ға түзитиш киргүзүш керәк. Йәни һазирқи мәмури башқуруш түзүмини асас қилған, мәркизи һөкүмәт билән йәрлик аптоном районларниң һоқуқ даириси түзүмини, қануний бәлгилимиләр асасида қанунлаштурулған мәркәз һәм йәрликниң һоқуқ даириси түзүмигә өзгәртиш керәк. Йәни хитайниң һазирқи дөләт түзүлмисидики "аввал тәстиқлаш, андин йолға қоюшни қарар қилиш"түзүмини, " аввал һәрқайси җайларда синап йолға қоюш, андин омумлаштуруш" түзүмигә өзгәртиш керәк."

Аптор өзиниң бу тәклипни оттуриға қоюш арқилиқ йәтмәкчи болған нишанини чүшәндүрүп мундақ язиду.

"Бу хил усулни қолланғанда, илгирики йилларда йүз берип келиватқан, мәркизи һөкүмәтниң мәнпәәтини чиқиш қилидиған, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетидикиләрниң, һәрқайси аптоном районлар йоллиған аптоном районлуқ йәрлик қанун бәлгилимиләргә нисбәтән, аввал дөләт ишлири кабентиниң тәстиқидин өтүшни сақлаш, мәсилиләргә пәқәт дөләт мәнпәәти нуқтисидинла қарап, йәрликниң тәләплирини бирақла рәт қиливетишниң алдини алғили болиду. Шундақла аптоном районларниң бу хил йәрлик аптономийә қанун - бәлгилимилирини, өз йеридә бир мәзгил синақ қилип йолға қоюш арқилиқ, йәрлик аптоном районларда дөләт бәлгилигән қанун даирисидә туруп, өзиниң йәрлик һоқуқ - мәнпәәтлирини бәлгиләп чиқиш ишәнчини урғутқили болиду. Йәрлик бәлгилигән қанун - бәлгилимиләрни аввал синап йолға қоюш пурсити яратқили болиду. Әнә шу чағдила хитайдики " миллий аптономийә қануни " барғанчә мукәммәллишип, аптоном районларниң һоқуқ мәнпәәтиму асасий қанун даириси ичидә һәқиқий капаләткә игә болиду. Буниң үчүн йәнила хитайда һазир йүргүзүлүп келиватқан " асасий қанун"дики маддиларға түзитиш киргүзүш керәк. Дөләтни сиясәт бойичә әмәс, бәлки қанун бойичә башқурушни әмәлгә ашуруш керәк."

" 2 - Бундин кейин мәркизи һөкүмәт билән йәрлик аптоном районларниң һоқуқ даириси һәм мәнпәәтигә четилидиған мәсилиләрдә, хәлқ қурултийи дөләт бәлгилигән " асасий қанун" һәм " миллий аптономийә қануни"дики маддиларға асасән, өз алдиға мустәқил қарар чиқиришни әмәлгә ашуруш керәк. Һазир йолға қоюлуватқан, хәлқ қурултийи қарар елиштин бурун, аввал дөләт ишлири кабентидики мунасивәтлик башлиқларниң рухситини елиш түзүмини әмәлдин қалдуруш керәк. "

"3 - Мәркизи һөкүмәт билән йәрлик аптоном районлар оттурисидики мәнпәәт мунасивитидә, чоқум узун муддәт үнүм беридиған ортақ мәйдан һазирлиниши керәк. "

Аптор бу тәклипни оттуриға қоюштики сәвәбни мундақ изаһлиған:

"Мәркизи һөкүмәт билән йәрлик аптоном районлар охшимайдиған мәнпәәт обйекти. Мәркизи һөкүмәт мәсилиләрни һәл қилишта һәр вақит пүтүн дөләт мәнпәәтини чиқиш қилиду, һалбуки йәрлик аптоном район болса, ашу аптоном районниң мәнпәәти нуқтисидин мәсилиләрни тәһлил қилиду. Әнә шундақ болған икән, йәрликниң иқтисадий мәнпәәти һәм сиясий һоқуқ мәсилисигә четилидиған мәсилидә, мәркизи һөкүмәт йәрлик аптоном районларға қарита сиясий җәһәттин ишиниш, иқтисадий җәһәттин мәнпәәт бериш, миллий аптономийә қанунида бәлгиләнгән низамларға әмәл қилиши керәк. Әнә шу чағдила мәркәз билән йәрликниң мәнпәәт мунасивитидә, узун муддәтлик әминлик бәрпа қилғили болиду."

Аптор мақалисиниң хуласә қисмида, бу 60 йилдин буян хитай дөлитидә, һәрқайси аптоном районларниң йәрлик қанун - бәлгилимилириниң техичә түзүлүп болунмаслиқини вә йәрлик аптоном районларниң һәқиқий аптономийә һоқуқиниң әмәлийләшмигәнликини, очуқ - ашкара һалда хитай коммунист партийисиниң сәвәбидин болған демигән болсиму, әмма һәрқайси аптоном районлар түзгән қанун - бәлгилимиләрниң "дөләт ишлири кабенти"," мәркизи һөкүмәт рәһбәрлири"ниң тәстиқлимиғанлиқи сәвәбидин йолға қоюлуш имканийитигә еришәлмигәнликини оттуриға қойған.

"Һазирғичә талаш - тартиш болуватқан мәсилиләр, мәркизи һөкүмәтниң муһим мәсилиләрдә мәмури җәһәттин һөҗҗәт чүшүрүш, рухсәт бериш, буйруқ чүшүрүш, бикар қилиш усуллирини қоллинип, дөләтниң аптономийә қанунида бәлгиләнгән қанунларға хилап һалдики һәрикәтләрдә болғанлиқида ипадиләнмәктә. Нәтиҗидә йәрлик аптоном районларниң дөләткә сунған тәклиплири көпинчә чағларда мәркизи һөкүмәтниң тәстиқлишидин өтмәй иҗра қилиниш имканийитигә еришәлмиди!"

Аптор йәнә, хитай мәркизи һөкүмәт рәһбәрлиригә, хитайдики һазирқи 5 аптоном районниң йәрлик аптономийә қанун - бәлгилимилирини бәлгиләштә, хитайдики алаһидә район дәп аталған " хоңкоң" һәм " авмин"дә һазир йолға қоюлуватқан" алаһидә район асасий қануни" моделини ойлишип беқишни тәвсийә қилған.

" Әгәр компартийә рәһбәрликидики мәркизи һөкүмәт, мәмликәтлик хәлқ қурултийи, дөләт ишлири кабентидики муһим рәһбәрләр, әһмийәт берип, һәрқайси аптоном районлардики хәлқ қурултайлири бирликтә, хоңкоң һәм авминниң йәрлик асасий қанунидики бәлгилимиләрдин өрнәк елип, қалған бәш аптоном районниң йәрлик қанун - низамлирини түзүш ишиға киришсә, ишинимәнки, мәмликитимиздә " йәрлик аптономийә қанун - бәлгилимилири"ни түзүш ишини 5 йилға қалмайла тамамлиғили болиду."

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.